Хитайниң биңтуәнгә үзлүксиз ишчи-хизмәтчи қобул қилиш вә уни давамлиқ кеңәйтиш истратегийәси
2023.04.06
Уйғур дияриниң җәнуб-шималидики әң мунбәт бостанлиқлар билән су мәнбәлири игиливалған биңтуәнниң һәрқайсий дивизийә вә полк мәйданлири йиллардин буян хитай көчмәнлири әң көп йөткәп келингән йерим һәрбий характерлиқ органдур.
Йеқинқи бирнәччә йилдин буян, биңтуән даирилириниң юқири муаш, юқири тәминат билән пүткүл хитай миқясидин биңтуәнниң һәрқайси девизийә-полклириға ишчи-хизмәтчи қобул қилидиғанлиқи һәққидики елан-тәшвиқатлар барғансери көпәймәктә.
Биңтуәнгә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә йеқинда ашкариланған хәвәрләрниң бири, 1-април күни хитайниң “биңтуән тори” да елан қилинған.
Хәвәрдә дейилишичә, биңтуән 12-девизийәсиниң үрүмчи вуҗячү “1-май деһқанчилиқ мәйдани” 24-март күни үрүмчидики биңтуән меһманханисида хизмәтчи қобул қилиш сәпәрвәрлик йиғини өкүзгән. Хәвәрдә йәнә паалийәткә биңтуән 12-девизийәсигә қарашлиқ он нәччә ширкәт-фабрика вә деһқанчилиқ мәйданидики 600 нуқтиға хизмәтчи хадим қобул қилинидиғанлиқи билдүрүлгән.
Мәзкур хәвәрдә дейилгән хизмәтчи хадим қобул қилиш шәртлири вә хизмәтчиләр еришидиған тәминат һәққидики тәпсилатларни техиму ениқ игиләш үчүн, биз биңтүән торида қалдурулған алақә номуриға телифон қилдуқ.
Телефонни дәсләп алған аял хизмәтчи өзиниң техник хадим икәнликини билдүрүп, хизмәтчи қобул қилиш һәққидики хәвәрниң тәпсилатини игиләш үчүн “биңтуән гезити” ниң тәһрир бөлүмигә телефон қилишимизни билдүрди.
“биңтуән гезити” ниң әр хадими, бизниң “биңтуәндә хизмәтчи қобул қилиш йәнә давам қиливатамду? хизмәтчиләрниң шәртлири вә еришидиған мәнпәәтлири қандақ?” дегән соаллиримизни аңлиғандин кейин, аввал телефон номурини қалдурушни тәләп қилди. У телефонниң америкадин урулғанлиқини билгәндин кейин, 1-май деһқанчилиқ мәйданиға хизмәтчи қобул қилиш һәққидики техиму ениқ тәпсилатларни 12-девизийәдики бу ишқа мәсул хадимлиридин игиләшни ейтип, өзиниң дөләт һалқиған бундақ принсиплиқ мәсилиләргә җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Арқидин биз үрүмчи-санҗи әтрапиға җайлашқан биңтуән 12-девизийәсиниң “биңтуән иқтисаслиқлар мулазимәт мәркизи”, “1-май деһқанчилиқ мәйдани кадирлар бөлүми” вә мәйданниң “ишчи-хизмәтчиләр мулазимәт орни” қатарлиқ бирқанчә орунларға телефон қилдуқ.
12-Девизийә “ишчи-хизмәтчиләр мулазимәт орни” ниң аял хадими соалимизға җавап берип, 12-девизийәниң деһқанчилиқ мәйданлириға ишчи-хизмәтчи қобул қилишниң йәнила давам қиливатқанлиқини билдүрди.
Умундақ деди: “хизмәтчи қобул қилиш йәнила давам қиливатиду. Бизниң 12-девизийәниң дөләт игилигидики вә шәхсий карханиларниң һәммиси хизмәтчи қобул қиливатиду.”
У илтимас қилғучилар өзиниң шәхсий алаһидилики, хизмәт тәлипи қатарлиқларни йезип әвәтсә, уларниң алаһидилики бойичә хизмәт тонуштурулидиғанлиқи, нөвәттә 12-девизийәниң өзидила нурғунлиған хизмәт орунлириниң барлиқини билдүрди.
Биңтуәнгә хизмәтчи қобул қилиш, биңтуәнниң тәминати вә параванлиқи һәққидики тәшвиқат хәвәрлири йәнә хитайниң “шигуа екрани” намидики тор таратқусидиму көп тарқалған.
2-Айниң 6-күни “шигуа екрани” да елан қилинған бир тәшвиқат филимидә, алий мәктәп мәлумати болған, 18 яштин 35 яшқичә болған яшларниң ақсудики биңтуән 1-девизийәсигә оқутқучилиқ хизмитигә тизимлатса, айлиқ муашиниң 7 миң йүән әтрапида болидиғанлиқи вә башқа тәминатлардин бәһримән болидиғанлиқи дейилгән.
“шигуа екрани” да 3-айниң 24-күни тарқитилған “биңтуән хизмәтчилириниң тәминати яхши” намлиқ йәнә бир филимдә, биңтуәнгә хизмәтчи қобул қилишниң 2018-йилдин башлап кеңәйгәнлики, бу йилму давам қилиниватқанлиқи хәвәр қилинған. 35 яштин төвән болғанларниң өзини тизимлатса, уларға 30 модин 50 моға қәдәр терилғу йәр, мевилик бағ вә көчәтзарлиқ қатарлиқларниң тәқсим қилинидиғанлиқи тилға елинған.
Ундақта, хитайниң биңтуән даирилири немә үчүн йеқиндин буян хизмәтчи қобул қилишни йәнә тезләтти? бу һәқтики тәшвиқат филимлиридә йәнә немә үчүн биңтуәнниң деһқанчилиқ мәйданлириға келишни халиғанларға бикарлиқ терилғу йәр, мевилик бағ вә туралғу өй қатарлиқлар берилиду? биңтуәнни давамлиқ кеңәйтиш арқилиқ хитай һөкүмити немә мәқсәткә йәтмәкчи?
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, бу дәл ши җинпиң тәхткә чиққандин буян оттуриға қойған аталмиш “биңтуәнни җәнубқа кеңәйтиш” истратигийәсиниң өзи икән.
Илшат һәсән әпәнди йәнә ши җинпиңниң “биңтуәнни җәнубқа кеңәйтиш, биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” намидики истратегийәлик пиланиниң оттуриға чиқишиға “уйғурларниң милләт сүпитидики мәвҗутлиқи хитай һөкүмити үчүн тәһдит” дәп қаралғанлиқи сәвәб болғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йеқинқи бирқанчә йилда уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сияситини йүргүзүштә йәнә уйғур дияридики хитай көчмәнлирини техиму көпәйтиш арқилиқ, җәнубий уйғур диярини мәркәз қилған уйғурлар нопусини барғанчә шалаңлаштуруш, һәтта уйғурларни хитайлаштуруп ахириқи һесабта уйғурларниң милләт сүпитидики мәвҗутлуқини йоқитишни мәқсәт қилған дейишкә болидикән.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәислиридин бири болған зубәйрә шәмсидин ханимму зияритимизни қобул қилип, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәхсус биңтуән һәққидә елан қилған тәтқиқат доклатлириниң барлқини билдүрди.
У хитайниң йерим һәрбиләшкән бу оргининиң уйғур дияридики мунбәт земинларни игиләш вә чегра бойлирини бойлап қурулуш елип бериш арқилиқ, аталмиш уйғур аптонум районини назарәт қилиш, контрол қилиш вәзиписини өтәйдиғанлиқини билдүрди. У йәнә биңтуән қурулған күндин башлап, хитай көчмәнлирини уйғур дияриға көпләп йәрләштүрүш арқилиқ, райондики уйғурлар нопусини барғанчә азайтиш, ахириқи һесабта йоқитиш вәзиписини орундап келиватқанлиқини билдүрди.