“биңтуән роһи”: “юқири сүпәтлик тәрәққият” тин парчилап идарә қилишқичә

Мухбиримиз әзиз
2023.04.25
bingtuan-beijing-korgezme.jpg Хитайниң дөләт башқурушидики шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси(биңтуән) ниң хәлқара сода йәрмәнкисидики көргәзмә орни. 2022-Йили 1-сентәбир, бейҗиң.
AP

Хитай һөкүмити охшаш болмиған сорунларда өзлириниң уйғурларға “алаһидә етибар қилиш сиясити” бойичә муамилә қиливатқанлиқини тәкитләп келиватқан болуп, һәрқачан буниңға мисал тәриқисидә уйғурларниң “аптономийә” һоқуқидин бәһримән болуватқанлиқини тилға алиду. Һалбуки уйғуршунас алимлардин профессор гарднер бовиңдон (Gardner Bovingdon) буниңдин 20 йилчә илгири елан қилған “шинҗаңдики аптономийә: хитай милләтчиликиниң хоҗайинлиқи вә уйғурларниң наразилиқи” намлиқ әсиридә уйғур дияридики аптономийәниң һәқиқий маһийитини бәкму тәпсилий шәрһләп бәргән. Шундақла уйғурларниң “аптономийә” намида иккинчи дәриҗилик пуқраға айлинип қелиши түпәйлидин бу районда бир ортақ наразилиқниң баш көтүргәнликини оттуриға қойған.

Бу тоғрисида радийомизниң зияритини қобул қилған германийәлик мухбир матияс болингер (Mathias Bolinger) шу вақиттила хитай һөкүмитиниң биңтуән системисини қуруп чиқишиниң әмәлийәттә “шинҗаң уйғур аптоном райони” намида тәсис қилинған пәвқуладдә системини искәнҗигә елиш икәнликини алаһидә көрсәткән. Униң қаришичә, хитай һөкүмити әйни вақитта уйғур диярида икки қат чәмбәр шәклидә система бәрпа қилип чиққан болуп, уйғурлар ички чәмбәргә, хитайлар ташқи чәмбәргә орунлаштурулған һәмдә шу арқилиқ пүткүл уйғур җәмийитини “шалаң сепил” шәклидә орап чиққан. Шу сәвәбтинму биңтуәнләр пүтүнләй уйғурлар топлишип орунлашқан җайларға қоршав шәклидә маканлаштурулған. Буниң билән шу вақитта ташқи дуняға “шәрқий түркистан” дәп билиниватқан бу район чоң җәһәттә икки парчиға бөлүп ташланған.

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 19-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни ғулҗа шәһиридә “шималий шинҗаңни юқири сүпәттә тәрәққий қилдуруш” нәқ мәйдан йиғини чақирилған. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй “ши җинпиңниң йеңи дәвридики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм қуруш идийәсини чоңқур өгиниш һәмдә ши җинпиңниң юқири сүпәтлик тәрәққият һәққидики муһим көрсәтмилирини иҗра қилиш” үчүн “шималий шинҗаң районини юқири сүпәттә тәрәққий қилдурушта техиму зор бөсүшни әмәлгә ашуруш лазим” дегән баш вәзипини оттуриға қойған. Буниң билән бу баш нишанниң әмәлийәттә ши җинпиңниң көрсәтмиси икәнлики васитилик һалда әскәртилгән.

Хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә тәкитләп келиватқан “биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” һәққидики шоарлар бу қетимқи йиғинда җанлиқ намаян қилинған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи йиғинға өзигә хас мукәммәл һакимийәт системисиға игә болған асаслиқ биңтуәнләрниң каттивашлири или, алтай, чөчәк, бөртала қатарлиқ вилайәт-шәһәрләрниң рәһбәрлири билән бирликтә қатнашқан. Йиғинда нуқтилиқ һалда “юқири сүпәтлик тәрәққият” ни техиму үнүмлүк әмәлгә ашуруш үчүн районларға айрип тәрәққий қилдурушниң муһимлиқи, буниңда көрүлгән мәсилиләрни тездин байқаш һәм һәл қилишқа қолай болидиғанлиқи тәкитләнгән. Буниң үчүн “үрүмчи-қарамай-санҗи райони”, “җәнубий шинҗаң райони”, “шәрқий шинҗаң райони” вә “шималий шинҗаң райони” дегәндәк төт районға айриған асаста йеза игилики, су байлиқи, чегра еғизлири, муһим қатнаш түгүнлирини чиң тутқан һалда “юқири сүпәтлик тәрәққият” та техиму зор әмили үнүмни қолға кәлтүрүш чақириқи оттуриға қоюлған. Бу хилдики “бөлүп идарә қилиш” усули тоғрисида сөз болғанда җорҗтавн университетиниң профессори җеймис милвард буниңдики бәзи назук нуқтилар һәққидә тохтилип мундақ дәйду.

Җеймис милвард: “әмәлий җәһәттин алғанда хитай һөкүмити өзлириниң шинҗаңдики мустәмликичилик һөкүмранлиқини икки хил шәкилдә ниқаблап келиватиду. Бири, ‛тәрәққият‚ намидики тәшвиқат болса йәнә бири бөлүп идарә қилиш услубидур. ‛тәрәққият‚ ишқа ашса хитайниң бу районни идарә қилишиға керәклик расхоти азийиду. Адәттә бу районда ‛тәрәққият‚ һәққидә сөз болғанда буниң тарихи аз дегәндиму 1950-йиллардила башлинип болған. Әң йеқинқисини алсақ 2000-йили оттуриға қоюлған ‛ғәрбий қисимни кәң көләмдә ечиш‚ шоариму бир қетимлиқ ‛зор тәрәққият‚ сүпитидә башланған. Буниңда ашу районниң байлиқи қезилиду вә зор көләмдә хитай өлкилиригә тошулиду. Буниң үчүн алди билән байлиқ тошушқа лазимлиқ болған биринчи амил қатарида йол ясилиду. Буниң билән қаримаққа йеңи бир тәрәққиятниң мәнзириси намаян болиду. ‛бөлүп идарә қилиш‚қа кәлсәк буниң шәкли көп қетим оттуриға чиққан. Мәсилән, хитайдики милләтләрни 56 гә айриш, һәрқайси районларни аптономийәгә айриш дегәнләр бирдәк буниң типик мисаллири. Буниңда хитай һөкүмити қаримаққа көп хиллиққа йол қойғандәк көрүнсиму, буниң арқисиға узун мәзгиллик ассимилятсийә йошурунуп кәлгән. Мустәмликичиликниң бу хил һөкүмранлиқ услубида һәрқачан тәрәққият билән бөлүп идарә қилиш бир-бирини толуқлап келиду.”

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики “юқири сүпәттә тәрәққий қилдуруш” истратегийәси һәққидә сөз қилған ма шиңруй йиғинда “шималий шинҗаң райониниң енергийә байлиқи мол, шәһәр нопуси вә кәсипләрниң йүрүшүп меңиш иқтидари күчлүк. Болупму ‛йипәк йоли иқтисад бәлвеғи қурулуши‚ни күчәйтиш вә ғәрбкә кеңәйтиштә муһим әвзәлликкә игә” дегән. Әмма мустәқил сиясий анализчи илшат һәсәнниң қаришичә, буниңда техиму көп йошурун мәқсәдләр болуп, хитай һөкүмитиниң бу хилдики “шималий шинҗаңни нуқтилиқ һалда тәрәққий қилдуруш” шоари бәзи тарихий вә иҗтимаий һадисиләр билән зич бағлинип кәткән.

Хитай һөкүмитиниң бу хилдики “шималий шинҗаң истратегийәси” ниң җан томури хитай нопусиниң йәрлик хәлқтин мутләқ ешип кетишини әмәлгә ашуруш болуп, лагершунас алимлардин адрян зенз буниң һазир тарим вадисиға кеңийиш алдида туруватқан бир зор қурулуш болуватқанлиқини тәкитлигән иди. Буниңда “нопусни әлалаштуруш” дегән намда көчүрүп келингән хитай нопусиниң нисбити һеч болмиғанда йәрлик хәлқ болған уйғурлар билән баравәр нисбәткә йәткүзүш баш нишан болуп, хитай һөкүмитиниң һәр дәриҗилик әмәлдарлири хитай нопуси мутләқ үстүнлүкни игилигән шималдики вәзийәтни җәнубқа кеңәйтишни ашкара оттуриға қойған. Бу һал өз нөвитидә хитайниң бу хилдики “бөлүп идарә қилиш” истратегийәси үчүн биваситә пайдилиқ шараит һазирлайду. Бу һәқтә сөз болғанда илшат һәсән буниңдики бәзи ачқучлуқ амиллар һәққидә тохтилип өтти.

Хитай һөкүмити изчил һалда уйғур диярини хитай дөлитиниң аҗралмас тәркиби қисмиға айландуруветиш урунушидин вазкәчмигән болуп, профессор җеймис милвардниң қаришичә буһал чиң империйәси дәвридин тартип хитай хәлқ җумһурийити қурулғичә болған дәврдә өзгәрмәстин давам қилған. Буниңда хитай һөкүмити биңтуән системиси арқилиқ бу хил “юғурулуп кетиш” ниң маддий шараитини һазирлиған болуп, бу һал изчил түрдә һазирму “тәрәққият” намида мәвҗут болуп кәлгән. Бу һал қаримаққа растинила тәрәққияттәк көрүнсиму, әмма буниңда ахирқи һесабта тәрәққий қилидиғанлар башқа районлар болуп чиқиду.

Җеймис милвард: “қарайдиған болсақ хитай һөкүмити 2010-йилидин тартип ‛тәрәққиятқа нишанлиқ ярдәм бериш‚ дегән намда хитайдики 19 өлкә вә шәһәрни таллап шинҗаңдики һәрқайси вилайәт-шәһәрләр билән җүпләп қойди. Буниңда хитай мәркизий һөкүмити бу районни идарә қилишқа биваситә хираҗәт аҗратмастин ашу өлкиләрниң малийәсидин кичиккинә бир қисимни аҗритиш арқилиқ ‛тәрәққият‚ намида шинҗаңда түрлүк санаәт базилирини кеңәйтти. Әмма буниңда улар һечқачан йәрлик хәлқниң немигә еһтияҗлиқ икәнликини сүрүштә қилип баққини йоқ. Әксичә, өзлириниң санаәт райониниң еһтияҗини алдинқи орунға қойди. Нәтиҗидә хитай ‍өлкилириниң ‛санаәт бағчә райони‚ намидики системилашқан ‍шиләпчиқириш базиси қәшқәр вә башқа җайларда көпләп қурулди. Буниң әң чоң алаһидилики шу болдики, хитай өлкилирини шинҗаң билән бағлап қоюш арқилиқ хитай ширкәтлири шинҗаңда кеңәйди. Шуниң билән биргә мәҗбурий әмгәкму мушу ишләпчиқириш базиси арқилиқ тездин кеңәйди. Шуңа қарайдиған болсақ шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк омумлашқан завутларниң һәммисила мушу хилдики ‛нишанлиқ тәрәққият‚ қурулушидики һәмраһ өлкә-шәһәрләр бәрпа қилип чиққан җайларда әмәлгә ашти.”

Нөвәттә хитай һөкүмити бу хилдики “йеңичә тәрәққият” әндизисини тездин әмәлгә ашуруш үчүн пүтүн күчи билән тиришиватқан болуп, “биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” шоари астида “уйғур аптоном райони” ниң қанчилик вақит давам қилиши һәққидә бир қатар әндишиләр оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.