Биңтуән даирилири өз юртлириға кетидиған хитай ишләмчилиригә асанлиқ яритип бәргән
2022.12.07
Уйғур диярида йолға қоюлған юқум қамали сәвәблик райондики хитай көчмән аһалилиридә өз юртлириға кетиш долқуни көтүрүлгәнлики иҗтимаий алақә васитилиридә йеқиндин буян көпләп ашкарилинип диққәт қозғиғаниди.
Иҗтимаий таратқуларда ашкариланған, әмма биз тәрипидин дәлилләнмигән син көрүнүшлиридә, шикайәт қилған хитайлар өзлириниң уйғур дияридин айрилишиға райондики қаттиқ қамал тәдбирлири сәвәб болуватқанлиқини билдүргән.
Бу хилдики син көрүнүшлиридә йәнә хитайларниң аммиви қатнаш васитилири вә шәхсий аптомобиллар билән хитай өлкилиридики юртлириға кетиватқанлиқи, һәтта бәзи хитайларниң қаттиқ соғуқ вә йеғиватқан қарда, йол-йоллардики қамал вә тосқунлуққа қаримай йүк-тақилирини көтүрүп, пиядә кетиватқан мәнзириләр әкс әткән. Хитайниң һөкүмәт таратқулириниң йеқинқи хәвәрлиридиму уйғур районидики бир қисим хитай ишләмчилириниң өз юртлириға кәткәнлики испатланмақта. “биңтуән гезити” ниң 6-декабирдики хәвиридә ашкарилишичә, үрүмчи-санҗи әтрапиға җайлашқан биңтуән 12-девизийәсидин юқум қамали мәзгилидә 17 миң хитай ишләмчи хитай өлкилиридики юртлириға кәткән. Хәвәрдә биңтуән 12-девизийәсидинла юқум қамали мәзгилидә, 17 миң нәпәр хитай ишләмчиниң юртлириға қайтишиға ярдәм берилгәнлики қәйт қилинған. 12-Девизийәниң 1-май деһқанчилиқ мәйдани қатарлиқ органлиридики даириләр, юртлириға кәткән вә кетиватқан хитай ишләмчилириниң көңлини елиш хизмитини күчәйткән. Улар60 тин артуқ пойиз вагони, 96 йолучилар аптобуси аҗритиш арқилиқ, бу хитай ишләмчилирини юртлириға йәткүзүп қоюш, көңлини утуш, иқтисадий нәп бериштәк васитиләрни қоллинип, уларниң биңтуәнгә йәнә қайтип келиши үчүн хизмәт ишлимәктикән.
Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин, чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, биңтуән гезитидә берилгән бу хәвәр, “районда йүргүзүлгән қаттиқ қамал сияситигә бәрдашлиқ берәлмигән хитай пуқралириниң уйғур дияридин қечиватқанлиқиниң хитай һөкүмәт таратқулирида рәсмий испатлиниши” һесаблинидикән.
Тең бяв әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қамал сиясити гәрчә пүткүл хитай миқясида мәвҗут болсиму, әмма бу хил қамал, уйғур диярида әң қәбиһ васитиләр билән иҗра қилиниши, райондики хитай пуқралирини бәрдашлиқ берәлмигүдәк һалға кәлтүргән.
Тең бяв мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмитиниң ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ намидики қамал сиясити пүтүн дөләт бойичә йүргүзүлүватиду. Пүткүл хитайдики милярттин артуқ киши бу сиясәтниң зиянкәшликигә учраватиду. Хитайдики һәр бир адәм һәр бир аилигичә буни һес қилип йәтти. Әмма шинҗаңға нисбәтән ейтқанда техиму еғир болғини бу йәрдә у миллий бастуруш түсини алған. Униң шинҗаңда иҗра қилиниш әһвали илгирики лагерларға қамашниң давами шәклидә иҗра қилиниши вәзийәтни техиму еғирлаштурувәткән. Нурғунлиған хитайларму буни һес қилған.”
Тең бяв әпәндиниң қаришичә, хитай көчмәнлириниң уйғур районидин қечишидин, районда йүргүзүлүватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң хитай аһалилириниму ойғитиватқанлиқини көрүш мумкин икән. У мундақ деди: “уларниң ичидики бир қисимлири үчүн ейтқанда, улар йәрликтики уйғурлар учраватқан техиму кәң-көләмлик, техиму қаттиқ вә шәпқәтсиз бастурушни һес қилған. Шуңа нурғунлиған кишиләр шинҗаңдин айрилғандин кейин қайтип бармайдиғанлиқини билдүргән”.
Әмма тең бяв әпәнди нөвәттә райондики қамал сиясити сәвәблик, хитай пуқралирида наразилиқлар күчийиватқан болсиму, әмма коммунист хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бастурушини йәнила давам қилидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “әмма хитай коммунист һөкүмити шинҗаңдики қаттиқ бастуруши вә уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини йәнила давам қилиду. Йиғивелиш лагерлири, ирқий қирғинчилиқ, уйғурларға, мусулманларға болған назарәт бошиталмайду”.
Тең бяв әпәнди йәнә, биңтуән гезитидики хәвәр һәққидә тохталди. У биңтуән даирилириниң һәр хил амаллар билән хитай ишләмчилирини уйғур дияриға қайтуруп келишкә урунушидин, хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға хитай көчмәнлирини йөткәш сияситиниң бундин кейин йәнила давам қилидиғанлиқини көрүш мумкинликини билдүрди.
У мундақ деди: “кәлгүсидә юқум әһвали йениклигәндин кейин, хитай коммунист һөкүмити һәр хил етибар сиясәтлирини қоллинип, хитайларни шинҗаңға берип хизмәт қилишқа җәлп қилиду. Бу хитай коммунист һөкүмити давамлаштуруп келиватқан сиясәт”.
Униң қаришичә, хитай һөкүмити райондики мустәмликә сияситини давамлиқ йүргүзүш үчүн ичкири өлкилиридин көчмән йөткәшни йәнила давам қилидикән. Әмма районда йүргүзүлүватқан қаттиқ бастуруш тәдбирлири хитай аһалилириниң өз юртлириға кетиш долқунини тосуп қалалмайдикән.
Уйғур дияри вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилиридин ню-йорктики ма җү әпәндиму, өткән һәптә радийомиз зияритини қобул қилғанда, “хитай көчмән аһалилириниң уйғур дияридин кетиш долқуниға райондики чекидин ашқан қаттиқ бастуруш сиясити сәвәб болғанлиқи” ни билдүргән.
У мундақ дегәниди: “улар немә үчүн һәрқандақ амаллар билән қечип кетишкә уруниду? чүнки улар бу җайниң һазир инсанийәтниң дозихи икәнликини көрүп йәтти. Уйғурлар нәччә он йиллардин буян бу азабни тартиватиду. Һалбуки хитай көчмәнлири буниң тәмини азрақла тетиди халас. Әмма улар буниму қобул қилалмиди. Уларниң баштин кәчүргини уйғурлар тартқан азабниң ондин бири һәтта йүздин бири. Әмма улар коммунист һакимийәтниң райондики зораванлиқ сияситигә бәрдашлиқ берәлмиди. Шуңа бу сиясәт хитайларниму бу йәрдин қечишқа мәҗбур қилмақта.”