“биңтуән” ниң девизийә-шәһәрлиридики җиддий әмәлдар алмаштуруш немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз меһрибан
2021.12.21
uyghur-bingtuan-ishlepchiqirish-qurulush.jpg Уйғур елиға тарқалған хитайниң ишләпчиқириш-қурулуш девизийәлириниң орунлишиш хәритиси.
xjbt.gov.cn

Хитайниң уйғур дияридики ишләпчиқириш қурулуш армийәси, йәни “биңтуән” ниң елан қилған “биңтуән” девизийә-шәһәрлиридики җиддий әмәлдар алмаштуруш, униң уйғур дияриниң җәнубиға давамлиқ кеңийиш вә районниң муқимлиқини сақлаш тәдбирлиригә аит бир йүрүш қарарлири һәр саһәниң диққитини қозғиди.

Хитайниң “биңтуән тори” ниң 20-декабир хәвәр қилишичә, 19-декабирдики йиғинда елинған қарарларда хитайниң уйғур диярида турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш армийәси, йәни “биңтуән” ниң бәзи девизийәлириниң партком секретарлири, сиясий комиссарлири, сот вә хәлқ қурултийи қатарлиқ органлириниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири бирла вақитта алмаштурулған.

18-Декабир күни ечилған йиғинда биңтуән парткоми қарар мақуллап, биңтуәнни уйғур райониниң җәнубиға давамлиқ кеңәйтиш, биңтуән билән йәрликни өзара бириктүрүш вә районниң кәлгүси муқимлиқи үчүн асас яритиш истратегийәсини елан қилған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилириниң қаришичә, хитайниң биңтуәндә елип бериватқан бу хил җиддий сиясий тәдбирлири вә униң арқисиға йошурунған пилан вә мәқсәтлири әндишә қозғайдикән.

Америкадики чикаго университетиниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, биңтуәндики әмәлдар тәңшәш вә башқа тәдбирләр хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур райониға болған контроллуқни йәниму күчәйтишни мәқсәт қилғаникән.

Тең бяв мундақ деди: “нөвәттә хәлқарада лагерлар вә ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә болған диққәт барғанчә күчәймәктә. Буниңға мунасивәтлик шәхсләргә болған җазалаш тәдбирлириму көпәймәктә. Әмма хитай коммунист һөкүмити бу мәсилидә тохтап қалмиди. Йәни ‛терроризмға зәрбә бериш‚, ‛бөлгүнчиликкә зәрбә бериш‚ дегәнләрни көтүрүп чиқип, уйғурларға болған бастурушни давамлаштурмақта. Бу қетим биңтуәндә елип берилған зор көләмдә әмәлдар йөткәш, тәңшәшму әмәлийәттә мәркәзниң шинҗаңға болған контроллуқини йәниму күчәйтишни мәқсәт қилған”.

Адвокат тең бяв бу қетим биңтуәндики әмәлдар тәңшәштә уйғурларниң болмаслиқи һәққидә тохтилип, буни хитай һөкүмитиниң ирқий кәмситиш сиясити вә уйғурларға ишәнмәсликиниң ашкара ипадиси дәп көрсәтти.

У мундақ деди: “хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғурларға ишәнмәслики вә уйғурларға зиянкәшлик қилиши илгирики йилларда доклатлар елан қилинип кәлгәниди. Йәни уйғур сәрхиллири зәрбә бериш нишани қилинди. Тонулған уйғур зиялийлири, уйғур тиҗарәт адәмлири, диний өлималар зиянкәшлик обйекти болуп кәлди. Хитай мәркизий һөкүмити йәнә уйғурларниң муһим һөкүмәт органлирида вәзипидә болушиниму халимай кәлгән. Илгири үзлүксиз давам қилип келиватқан бу хил ирқий кәмситиш, һазирқи ирқий қирғинчилиқ сиясити муһитида, хитай һөкүмитиниң илгири уйғур кадирлирини көрүнүшкә болсиму вәзипигә тәйинләштәк ясалмилиқини йоқатти”.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң муавин иҗраийә һәйити, биңтуәнниң әһвалидин яхши хәвәрдар илшат һәсән әпәндиму хитайниң биңтуәндики әмәлдар тәңшишиниң мәқсити һәққидә өз қарашлирини ортақлашти.

Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, бу қетим хитай һөкүмитиниң биңтуәндики әмәлдарлириниң арисида бирму уйғур яки қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрниң болмаслиқини пүтүнләй хитайлаштуруш сияситиниң ашкара ипадилиниши икән.

Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур районида биңтуәндәк бу сиясий қурулмини қуруштики мәқсити вә униң уйғурларни бастуруштики вәзиписини әскәртип өтти.

Илшат һәсән әпәнди йәнә, биңтуәнниң тәркибидики уйғур қатарлиқ хәлқләр арилаш девизийиләрниму көрситип өтти.

Униң қаришичә, бу қетим биңтуәндә ечилған йиғинда “биңтуәнниң җәнубқа техиму кеңийиши” ни тәкитләш вә буни әмәлгә ашуруштики мәқсәт җәнубтики уйғурлар көп санлиқ игилигән районларни техиму көп игиливелиш, хитай нопусини техиму көпәйтип вә уйғурлардин ашуруп, нопус үстүнлүкини қолға кәлтүрүш икән.

Голландийәдики вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханим бу қетим биңтуәнниң рәһбәрлик қатлимидики әмәлдар тәңшәшниң арқа көрүнүши вә мәқсити һәққидә тохталди.

Асийә ханим 2021-йили 12-айда тәкшүрүшкә йолланған, 2017-йил вәзиписидин қалдурулған биңтуәнниң муавин партком секретари яң фулинни тилға елип, бу қетим биңтуәндә вәзиписидин қалдурулған әмәлдарларниңму ши җинпиңниң өзигә садиқ әмәлдарларни вәзипигә қоюш еһтияҗи сәвәбидин икәнликини билдүрди.

Асийә ханим йәнә биңтуәндә ечилған йиғинда, тәкитләнгән “биңтуәнни җәнубқа кеңәйтиш”, “биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” тәдбирлири һәққидә тохталди.

Униң тәкитлишичә, бу тәдбирләр хитай һөкүмити 2010-йилила оттуриға қойған, уйғур дияриниң җәнубидики районларни хитайлаштурушни тезлитиш сияситиниң муһим бир тәркибий қисми икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.