Мутәхәссисләр: “биңтүәнниң йеңи йиллиқ вәзипилири хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқини давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигәнликидур”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2025.01.10
bingtuan-barin-kompartiye-qurultay-1920 “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” парткомниң 8-нөвәтлик 9-қетимлиқ омуми йиғини 8-январ күни үрүмчидә өткүзүлгән
Photo: RFA

2025-Йили кириши билән тәң чақирилған биңтүән парткоминиң йиғинида, “биңтүәнниң шинҗаңниң муқимлиқини вә чеграни қоғдашни күчәйтиш”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи қурулушини пухта илгири сүрүш” нуқтилиқ хизмәт вәзиписи қилип тәкитләнгән.

Хитай башқурушидики “хәлқ тори” вә “уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити” ториниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” парткомниң 8-нөвәтлик 9-қетимлиқ омуми йиғини 8-январ күни үрүмчидә өткүзүлгән. Мәзкур йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй сөз қилған. У йиғинда биңтүәнниң өткән бир йилда қолға кәлтүргән нәтиҗилириниң маһийәттә, мәркәзниң йеңи дәврдә шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ, тоғра вә әтраплиқ йолға қоюшта чиң турушидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини көрсәткән. У сөзидә йәнә, “биңтүәнниң җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи қурулушини илгири сүрүшни асаслиқ хизмәт линийәси қилип, ислаһат, тәрәққият вә муқимлиқниң һәр қайси тәрәплиридә йеңи илгириләшкә түрткә болуш” ни тәкитлигән.

Мутәхәссисләр “биңтүән хизмитиниң түп линийәси” дәп көрситилгән биңтүәнниң 2025-йиллиқ йеңи вәзипилири һәққидә пикир баян қилип, буниң маһийәттә “хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан мәҗбурий миллий ассимилятсийә сияситини күчәйтиш вә ирқий қирғинчилиқини давамлаштуруштин башқа нәрсә әмәс” дәп илгири сүрмәктә.

Америкадики хитай анализчиси ху пиң әпәнди бу һәқтики қарашлирини билдүрүп мунуларни деди; “бу йәрдә тилға елинған муқимлиқни сақлаш вә чеграни қоғдаш вәзиписини ашуруши маһийәттә хәлқ вә җәмийәтни контрол қилишни күчәйтиштур. Бу әлвәттә шинҗаңда болупму райондики уйғур хәлқини назарәт қилиш вә контрол қилишни көрситиду. Ачқучлуқ вәзипиләрниң йәнә бири болса, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи қурулушини илгири сүрүш. Буниң мәнисиму наһайити ениқ, чүнки бу хитай һөкүмитиниң райондики уйғур вә башқа хитай болмиған милләтләрни мәҗбурий миллий ассимилятсийә сиясити дәп қариливатқан аталмиш җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш сияситидур. Мән буни хитай һөкүмитиниң районға техиму көп бесим ишлитиши вә уни һәргиз бошаштурмаслиқи, болупму уйғурларни контрол қилишидин ибарәт дәп қараймән. Демәкки, бу мәсилиниң оттуриға қоюлуши уларниң әмәлийәттә аталмиш муқимлиқни қоғдаш вә аталмиш мәҗбурий ассимилятсийә сияситини күчәйтидиғанлиқидин дерәк бериду.”

Мәзкур йиғинда асаслиқ тема қилинған “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини барлиқ хизмәтләрниң асаси қилиш” вә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи қурулуши” бу һәқтики хәвәрләрдә “биңтүән хизмитиниң түп линийәси” дәп көрситилгән. Илгири шихәнзидики биңтүән институтида оқутқучилиқ қилған, һазир америкада яшаватқан уйғур сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтурди.

Түркийәдики хәлқара мунасивәтләр анализчиси мәмәттохти атавулла әпәндиниң билдүрүшичә, биңтүәнниң асаслиқ вәзиписи вә нишани уйғур елидики муқимлиқни ашуруш вә хитайниң мустәмликичилик һакимийитини күчәйтиштур. У биңтүәнниң аталмиш йеңи дәврдики вәзипилири һәққидә өз қарашлирини баян қилди:

Мәзкур йиғинда, биңтүән парткоминиң секретари хе җоңю, биңтүәнниң өткән бир йилдики хизмәтлирини хуласиләп өткән. У йәнә кәлгүси пилан һәққидә тохтилип мунуларни оттуриға қойған; “шинҗаңни муһим қатнаш түгүни, муһим енергийә базиси, муһим деһқанчилиқ мәһсулатлири базиси қилишта биңтүәнниң йетәкчи ролини җари қилдуруш, йеңи дәврдики биңтүәнниң муқимлиқни сақлап, чеграни гүлләндүрүш вәзиписини қәтий иҗра қилиш һәм бу иқтидарини юқири пәллигә көтүрүш, 14-бәш йиллиқ пиланни оңушлуқ орунлаш, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси қурулушини пухта қәдәм билән илгири сүрүш.”

Илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохталғинида, хитайниң биңтүәнни түрлүк имтиязлардин бәһримән қилишиниң маһийәттә биңтүәнни күчләндүрүш вә униң уйғур елидики бастурушини давамлаштуруш икәнликини тәкитлиди.

Мәмәттохти атавулла әпәндиниң қаришичә, биңтүәнниң 2025-йилдики аталмиш сиясий вә иқтисадий җәһәттики асаслиқ вәзипилири униң уйғур елидә давамлиқ хитайниң авангарт қошуни болуш ролини ойнайдиғанлиқини, җүмлидин хитайниң мустәмликичилик һөкүмранлиқини давамлаштурушта биңтүәнниң истратегийәлик орнидин пайдилинидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Мәлум болғинидәк, 1955-йили “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” қурулғандин кейинки тунҗи қетимлиқ “партийә вәкиллири қурултийи йиғини” ечилғаниди. Мутәхәссисләрниң қаришичә, шу қетимлиқ йиғинда түзүлгән биңтүәнниң 5 йиллиқ пилани биңтүәнниң уйғур елиниң земинини ишғал қилиш вә тәбиий байлиқлирини кәң көләмлик талан-тараҗ қилишиниң башлиниши болған болса, бүгүнки күндики биңтүән парткомниң тәкитлигән аталмиш “биңтүән хизмитиниң түп линийәси” хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқини давамлаштуридиғанлиқини ениқ көрситип бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.