Бритиш коломбийә университетиниң ху әнгаңни лексийә сөзләшкә тәклип қилиши тәнқидкә учриди

Мухбиримиз әркин
2019.05.30
hu-angang-xu-engang.jpg Чиңхуа университетиниң профессори ху әнгаң. 2004-Йили март, бейҗиң.
REUTERS

Канада бритиш коломбийә университетиниң асия тәтқиқат институти бу йил 30‏-апрел күни хитайдики чиңхуа университетиниң профессори, иқтисадшунас вә аммиви мунасивәтләр сиясити мутәхәссиси ху әнгаңни тәклип қилип, лексийә сөзләткән. У “иқтисад билән һава килимати өзгириши вә қайта ишләткили болидиған енергийәниң алақиси” дегән темида лексийә сөзлигән иди. Нөвәттә, бритиш коломбийә университетиниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип йиғивелиш лагерлириға қамаш, тәқипләш вә омумйүзлүк хитайлаштуруш сияситиниң идеологийәлик нәзәрийә асасини селип бәргән ху әнгаңдәк бир шәхсни тәклип қилип, лексийә сөзлитиши, канада академийә саһәсидики затларниң тәнқидигә учримақта.

Канада “юлтуз гезити” ниң 28‏-май хәвәр қилишичә, бритиш коломбийә университетиниң ху әнгаңни тәклип қилип лексийә сөзлитишигә сабиқ канада дипломати, канада брук университетиниң хитайшунас профессори чарлиз буртон наразилиқ билдүргән. У “юлтуз гезити” гә бәргән баянатида, “ху әнгаң хитайниң ғәрбидики уйғур, қазақ вә башқа мусулман түркий хәлқләрниң йиғивелиш лагерлириға қамилиши вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға учришини һәқлиқ қилип көрситишниң нәзәрийәви асасини яритип бәрди. Униң бу ишта интайин еғир бир җавабкарлиқи бар” дегән.

Бритиш коломбийә университети өзлириниң ху әнгаңни тәклип қилғанлиқини ақлиған болсиму, лекин профессор чарлиз буртонниң пикир канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә бәзи зиялийларниң қоллишиға еришмәктә. Канададики “бир әркин дуня” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси мәҗид әл шафей 29‏-май күни бу мәсилә һәққидики зияритимизни қобул қилғанда, бритиш коломбийә университетиниң һәрикитини қаттиқ тәнқид қилди. Униң илгири сүрүшичә, бритиш коломбийә университетидәк бир орунда “уйғурларға ирқий қирғинчилиқни тәшәббус қилған бир адәмни сөзлитишкә болмайдикән.”

Мәҗид әл шафей мундақ дәйду: “биз бритиш коломбийә университетини тәнқид қилимиз. Униң һәрикити бәк йиргинчлик вә әпсуслинарлиқ. Алди билән биз илмий әркинлик намида ирқий қирғинчилиқни тәшәббус қиливатқан бир адәмни әкелип сөзләтсәк болмайду. Уйғурларниң һазир дуч келиватқини ирқий қирғинчилиқ, буниңда һечқандақ шүбһә йоқ”.

Мәҗид әл шафейниң илгири сүрүшичә, бритиш коломбийә университетиниң ху әнгаңдәк бирини лексийә сөзләшкә тәклип қилиши бәк номус қилишқа тегишлик әһвал икән. У: “биз бирини тәклип қилип, гитлер һәққидә лексийә сөзләтсәк, гитлерни улуғлап, натсизимни тәшәббус қилсақ болмайду. Чүнки гитлер 6 милйон йәһудийни өлтүрди. Шуниңға биз ху әнгаңдәк хитайдики уйғурларға қарита елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқниң нәзәрийәви асасини оттуриға қойған бир профессорни сөзләтсәк охшашла болмайду. Бу бритиш коломбийә университети үчүн, уни тәклип қилғанлар, бу лексийәни қоллиғанлар вә уни аңлиғанлар үчүн бәк йиргинчлик вә номуссизлиқтур” деди.

Биз чаршәнбә күни бритиш коломбийә университетиниң асия тәтқиқат институти вә мәзкур лексийәниң қошумчә саһипхани - бритиш коломбийә университетиниң сиясий пәнләр факултетиға телефон қилип, уларниң инкасини елишқа тиришқан болсақму, лекин бу орунлар телефонимизни алақидар кишиләргә улап берәлмиди. Лекин “юлтуз гезити” ниң хәвиридә қәйт қилинишичә, бритиш коломбийә университети өзлириниң ху әнгаңни тәклип қилғанлиқини ақлап, әгәр униң лексийә сөзлишини тосқан болса, университетниң мәвҗут вәзийәтни чүшинишигә бузғунчилиқ қилған болуп қалидиғанлиқини илгири сүргән. Бритиш коломбийә университети асия тәтқиқат институтиниң профессори паул еванс “юлтуз гезитигә” гә бәргән баянатида, ху әнгаңниң тәклип қилинишида сөз әркинликини асас қилғанлиқини билдүрүп, “бу ишта вә башқа мәсилиләрдә һәммә адәм униң қарашлириға қошуп кәтмисиму, бирақ биз сөз әркинлик әнәнимиздә чиң туруп, униң қарашлирини аңлидуқ вә муназирә қилдуқ” дегән.

Лекин канададики хитай өктичиси, журналист вә язғучи шең шөй ханимниң қаришичә, канаданиң сөз әркинликигә һөрмәт қилиштәк қиммәт өлчими хитайниң суйиистемал қилиш хәвпигә дуч кәлмәктикән. У 29‏-май күни зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “ғәрб дөләтлириниң демократик түзүми болупму униң сөз әркинлики, ахбарат әркинлики, илим әркинлики, таратқу әркинлики қатарлиқлар хитайниң суйиистемал қилиш хәвпигә дуч кәлмәктә. Демократик түзүмләрниң пайдилинип кетиш хәвпи барлиқи биз һәммимизгә мәлум. Чүнки, у кишиләрниң һәр қайси җәһәтләрдики һәқ-һоқуқиға капаләтлик қилишни өзиниң чиқиш нуқтиси қилиду. Шуңа, униң бу җәрянда яман нийәтлик күчләр тәрипидин пайдилинип кетилиш еһтималлиқи бар. Шуңа, нөвәттә демократик дөләтләр интайин җиддий бир мәсилигә дуч кәлмәктә. У болсиму, қандақ қилип сүйи истемал қилинишниң алдини елиштур.”

Шең шөй ханимниң қаришичә, ху әнгаңдәк кишиләрниң канадаға киришигә йол қоюлмаслиқи, бу хил кишиләргә қарши қануни васитиләр ишқа селиниши керәк икән. У мундақ дәйду: “алди билән алақидар орган, мәктәп, институт, мәктәпләргә чақириқ қилип, уларни ху әнгаңдәк кишиләрниң адәттики тәтқиқатчи, илмий хадим әмәслики, бу кишиләрни сәһнә билән тәминләшниң номуссизлиқ икәнликигә қайил қилиш керәк. Иккинчи, зиянкәшликкә учриғучи аилиләр демократик дөләтләрдики қануни васитиләрни ишқа селип, уларниң үстидин коллектип сотқа әрзи қилиш лазим. Үчинчи, йетәрлик җамаәт пикири топлап, канада һөкүмитиниң уларға қарита тәдбир қоллинишини қолға кәлтүрүш керәк.”

Ху әнгаң 2011‏-йили әйни чағдики бейҗиң университетиниң сабиқ профессори, һазирқи хитай мәркизи бирликсәп бөлүми “шинҗаң ишханиси” ниң башлиқи ху лйәнхе билән “хитайниң 2‏-әвлад милләтләр сиясити” намлиқ доклатни тәйярлап, хитай һөкүмитиниң иҗра қилишиға сунған. Улар доклатта, хитай компартийәсиниң миллий территорийәлик аптономийәни бикар қилип, барлиқ милләтләрни бир хитай миллий кимлики астида бирләштүрүш керәкликини тәшәббус қилған иди. Анализчилар, ху әнгаң билән ху лйәхе хитай һөкүмитиниң2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа түркий милләтләрни тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға қамиши, дигитал назарәт системиси қуруп, уйғур җәмийитини омумйүзлүк тәқиб астиға елишиға нәзәрийәви асас яритип бәргәнликини илгири сүрүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.