Бирюсселда хитайға қарши зор намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.02
biryussel-2019-10-1-namayish-1.jpg Д у қ ниң тәшәббуси билән елип берилған намайишта уйғур өсмүр уйғурларниң һазирқи вәзийити ипадиләнгән сүрәтни көтүрүп турған көрүнүши. 2019-Йили 1-өктәбир, бирюсселда, белгийә.
RFA/Ekrem

Белгийә пайтәхти бирюсселда хитайниң җаза лагерлири вә мустәмликә сияситигә қарши бирләшмә зор намайиш елип берилди.

Д у қ ниң тәшәббуси билән вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, хәлқара тибәт һәрикити, хоңкоң, тәйвән тәшкилатлириниң бирликтә тәшкиллиши, белгийә уйғур җәмийити вә явропадики уйғур тәшкилатлириниң һәмкарлишиши астида хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң һәмдә уйғур дияриниң хитай коммунистик һакимийити тәрипидин бесивелинғанлиқиниң 70 йиллиқиға етираз билдүрүш шундақла хитайниң нөвәттики җаза лагерлири сияситигә қарши туруш, хитайниң уйғур, тибәт, хоңкоң хәлқлири үстидин йүргүзүватқан бесим сияситини әйибләш йүзисидин 10-айниң 1-күни белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа иттипақиниң алдида көлими зор болған бирләшмә намайиш елип берилди.


Бу қетимқи намайишқа белгийәдики уйғурлардин сирт, голландийә, норвегийә, шиветсийә, шиветсийә, әнглийә, фирансийә, германийә, канада, қазақистан қатарлиқ әлләрдин кәлгән йүзлигән уйғурлар шундақла тибәт, моңғул, хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири қатнашти.

Намайиш чүштин бурун саәт 11:00 да явропа парламенти алдида башланди. явропа парламентиниң 10 ға йеқин әзаси бу мәйданда хитайниң ғәйрий инсани сияситини, болупму җаза лагерлири түзүмини әйибләп арқа-арқидин нутуқлар сөзлиди. Қаттиқ ямғур кишиләрниң үсти-башлирини чилиқ-чилиқ һөл қиливәткән болсиму, ямғурлуқ тутидиған қоллар шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байрақларни мәһкәм қамаллап, өзлириниң хитай һакимийитигә болған ғәзәп-нәпрәтлирини намаян қилди. Нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бизгә бу қетимқи намайишниң мәқсити һәққидә чүшәнчә бәрди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, 2018-йили 27-апрел явропа иттипақи алдида өткүзүлгән “5 миң кишилик намайиш” ниң 2018-йили 4-өктәбир явропа парламенти тәрипидин қобул қилинған җаза лагерлириға қарши 15 маддилиқ қарарниң вуҗудқа чиқишида бәлгилик роли болған. Әмма хитайниң җаза лагерлири сиясити гәрчә охшашла давам қиливатқан болсиму, шундин кейин явропа парламентидин та һазирғичә бу қарарниң роһини иҗра қилидиған яки хитайға қарита америка кәби изчил бесим ишлитидиған күчлүк бир сада чиқмиған. Бу йил 10-июл б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза 25 ғәрб дөлитиниң җаза лагерлириға қарши бирләшмә баянатини һесабқа алмиғанда, җаза лагерлири мәсилисигә һәқиқий көңүл бөлүватқан, уни җиддий хәлқаралиқ мәсилигә айландурушқа күч чиқириватқан дөләт пәқәт америка болмақтикән.

Ай юлтузлуқ көк байрақлар вә җаза лагерлириға қарши түрлүк лозункиларни, лагердики тутқунларниң сүрәтлирини көтүргән йүзлигән уйғурлар һәм башқа милләтләр саәт 12:30 өткәндә явропа парламенти алдидин узун сәп түзүп йолға чиқип, хитайға қарши түрлүк шоарларни товлиған һалда йүрүш қилип явропа иттипақи алдиға келип тохтиди. Саәт 15:00 гә қәдәр давам қилған бу намайиш наһайити җушқун кәйпиятта, җараңлиқ шоар садалири ичидә давам қилди. Шәрқий түркистанниң истиқлал марши, тибәт, хоңкоңлуқларниң дөләт маршлиридин кейин д у қ рәиси долқун әйса вә тибәт, хоңкоң тәшкилатлириниң мәсуллири, явропадики уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири бу йәрдә нутуқлар сөзләп, хитайға болған қаршилиқ идийәлирини ипадә қилди. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәһтияр өмәр әпәнди бу қетимқи намайиш һәққидә өзиниң һеслирини қисқичә баян қилип өтти.

Бу қетимқи намайиш д у қ ниң тәшәббуси билән явропа иттипақи алдида өткүзүлгән 2-қетимлиқ бирләшмә зор намайиш болуп һесаблиниду. Мәлум болғинидәк, д у қ ниң тәшәббуси билән уйғурлар хитайниң җаза лагерлири сияситигә қарши 2018-йили 4-айниң 27-күни явропа иттипақи алдида “5 миң кишилик намайиш” елип барған, бу намайишқа 20 дин артуқ дөләттин кәлгән уйғурлар қатнашқан. Шу йили 6-ноябир күни б д т бинаси алдида йәнә бир қетим кәң көләмлик хәлқаралиқ бирләшмә намайиш өткүзгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.