Керрен губермән билән сөһбәт: “биз немишқа хитай әлчиханиси алдида намайиш қилимиз? ”
2024.08.21
Бир қанчә йилдин буян адас исраилийә (Adas Israel) җамаити хитай әлчиханиси алдида намайишларни тәшкилләп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға қарши шоарларни товлап кәлди. Бу намайишларда муһим рол ойнаватқан кишиләрниң бири, мәзкур тәшкилаттики уйғур қирғинчилиққа қарши туруш гурупписиниң әзаси керен губерман йеқинда радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. Зиярәт җәрянида керрен губермән ханим бу намайишларниң әһмийити, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан вәһшиянә қилмишлири, йәһудийлар өз тарихида баштин кәчүргән охшашлиқлар, шундақла уйғур җамаитини дөләт ичи вә сиртида қоллаш саһәсидә көрүлүватқан кәң тиришчанлиқлар һәққидики көз қарашлирини биз билән ортақлашти. Аваз улинишидин бу қетимқи сөһбәтниң тәпсилий мәзмунини аңлиғайсиләр.
Мухбир: кәррен ханим, сизни ай-айлап уйғурлар үчүн намайиш қилишқа илһамландуруватқан амил немә?
Керрен губерман: 2020-йили декабирдики ковид мәзгиллиридә йәһудий ибадәтханилиридики раббай (диний йетәкчи) лардин бири вә иҗтимаий һәрикәт комитетиниң мудири уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә учур йиғини өткүзди. Доктор софи ричардсон вә луиса гирев ханимлар келип бу һәқтә сөз қилди. Йиғинниң ахирида “буниңдин башқиму ишларни қилишқа қизиқидиғанлар барму? ” дегән соал оттуриға чиқти. Топимиздики сани анчә көп болмиған бир қисим кишиләр “бар! ” дәп җаваб бәрдуқ. Шуниңдин кейин биз һәр хил ишларни қилдуқ. Бири шу йили өткүзүлгән “уйғур ахшими” (Uyghur Seder) паалийитигә қатнаштуқ. Йәһудийлар хатириләйдиған “седар ахшими” (Jewish Seder) йәһудийларниң пасха (Pesach) кәчлики болуп, пасха байриминиң бир муһим мәзмуни һесаблиниду. Бу кечиликтики паалийәтләр адәттә илаһий текистләрдин болған “хаггада” (Haggadah) ни оқуш арқилиқ йәһудийларниң мисирдики қуллуқтин қечиш тарихини әсләш, символлуқ йемәкликләрни йейиш, шараб ичиш вә нахша ейтишни өз ичигә алиду. Бу кәчлик тамақта аилә әзалири вә достлар бир йәргә җәм болуп, йәһудийларниң қуллуқтин әркинликкә чиққан сәпирини хатириләйду. Буниңдин сирт йәнә пирезидент байдин йеңила рәисликкә тәйинләнгәндә биз униңға америка тәвәсидики йәһудийлар җамаитиниң йетәкчилири имзалиған уйғурлар һәққидики бир парчә хәтни тапшурдуқ. Шуниңдин кейин биз айлиқ намайишларни башлидуқ вә америкада буниңдин бир қанчә йил илгири тәсис қилинған “уйғур сағламлиқ тәшәббуси” ниң паалийәтлиригиму қатнаштуқ.
Мухбир: йәһудий җамаити сизниң тиришчанлиқиңизға қандақ инкас билдүрди?
Керрен губерман: биз һәммила иштатлардин дегүдәк йәһудийлар җамаитиниң раббайлири (йетәкчилири) ни издәп таптуқ. 200 Дин артуқ диний йетәкчи пирезидент байдинға язған хәткә имза қойди. Бу шуларниң қизғин қоллашлирини көрситиду.
Мухбир: уйғурларниң һазирқи әһвали билән йәһудийларниң тарихини селиштурғанда қандақ охшашлиқларни көрдиңиз?
Керрен губерман: бүгүн кечидин башлап йәһудийларниң өтмүштики биринчи вә иккинчи ибадәтханилириниң вәйран қилинишини хатириләш паалийәтлири башлиниду. Йәһудийларниң тарихиға қарисақ сәрсанлиқ вә сәргәрданлиқ йәһудийлар тарихиниң бир қисми болуп, бу бизгә һазирғичә тәсир көрситип кәлмәктә. Башқа бир милләтниң һечқандақ сәвәбсизла йоқитилишқа дучар болушини көрүш биз үчүн чидиғусиз бир иш. Чүнки бу азаб бизгә бәкму тонушлуқ. Шуңа силәрниң давайиңлар бизниңму ортақ күришимиз. Әгәр силәр үчүн йениңларда болалмисақ, биз қандақму бир инсан болимиз?
Мухбир: бу намайиш арқилиқ хитай һөкүмитигә қандақ бир учурни йәткүзмәкчи болуватисиз?
Керрен губерман: шуни ейтип өтүшүм лазимки, намайиш җәрянида биз пәқәт өрә туруп қоюпла болди қилмаймиз. Әлвәттә биз у йәрдә өрә туримиз. Һазир бизниң ләвһәлиримиз вә намайиш кийимлиримизму бар болди. Һәр қетимлиқ намайиштин кейин биз ирқий қирғинчилиққа аит ишлар яки уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики йеңи хәвәрләрни аңлитимиз. Андин биз түрмигә ташланған яки бу вәқәләрниң нәтиҗиси түпәйлидин өлүп кәткән бирнәччә уйғурниң исмини һәмдә уларниң шанлиқ өтмүшини тилға алимиз. Биз хәлқ еғиз әдәбияти вә шеирийәтниң уйғур мәдәнийитидә қанчилик муһим икәнликини билимиз. Шуңа намайиш җәрянида биз шеирларни оқуймиз. Намайиш ахирлашқандин кейин биз қилған ишлиримизни йезип чиқимиз вә гуруппимиздики бирәйлән язғанлиримизни хитайчиға тәрҗимә қилиду. Биз буни исимлар вә шеир билән биллә хитай баш әлчисигә әвәтимиз. Һәр айда шундақ қилип келиватимиз.
Мухбир: қандақ қилғанда бу хилдики айлиқ намайишқа болған қизғинлиқ вә изчиллиқни сақлап қалғили болиду?
Керрен губерман: бу намайишниң әһмийити биз ойлиғандинму һалқип кәтти. Биз уйғурларниң бу намайишлиримиздин хәвири барлиқини, шуниңдәк буниң улар үчүн қанчилик муһим вә әһмийәтлик болуватқанлиқини билимиз. Шуңа биз уйғур җамаити үчүн буни давамлаштурушни тегишлик бурчимиз дәп билимиз.
Мухбир: башқилар силәрниң дәвайиңларни қоллаш вә уйғур җамаити билән бир сәптә туруш үчүн немиләрни қилалайду?
Керрен губерман: намайишимизға қатнишиңлар. Кейинки намайиш мушу пәйшәнбә күни, йәни 22-авғуст болиду. Биз кәч саәт алтидә венис (Van Ness) кочисидики хитай әлчиханиси алдида учришимиз. Шуңа силәрму келип қатнишиңлар.
Мухбир: зияритимизни қобул қилғиниңиз үчүн көп рәһмәт.
Керрен губерман: зияритиңиз үчүн рәһмәт.