Антоний блинкен: хитай дунядики инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан җайларниң бири
2021.07.13
12-Июл күни америка ташқи ишлар министирлиқи “2021-йиллиқ әлей весел ирқий қирғинчилиқ вә вәһшийликниң алдини елиш доклати” ни елан қилди. Байден һөкүмити бейҗиң билән болған мунасивитиниң техиму җиддийлишиш хәвпигә қаримастин хитайни уйғур мусулманлирини бастурушта ирқий қирғинчилиқ билән әйиблиди.
Ташқи ишлар министирлиқи мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди вә хитайни дунядики инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан вәяки ашу җинайәтләрниң йүз бериш хәвпи болған алтә җайниң бири дәп көрсәтти шуниңдәк түрмигә солаш, қийнаш, мәҗбурий туғмас қилиш вә зиянкәшлик қилишни бейҗиңниң җинайәтлири қатариға киргүзди.
Ташқи ишлар министири антоний блинкен мундақ деди: “бу йилқи мәзкур доклатта тунҗи қетим бирма, ефийопийә, хитай вә сүрийә қатарлиқ конкрет дөләтләрдә йүз бәргән вәһшийликләр һәққидә биваситә тәпсилий мәлумат берилди. Бу районлар бизниң күн тәртипимиздики әң кәскин ташқи сиясәт хирисиға вәкиллик қилиду. Биз кишилик һоқуқ вә демократик қиммәт қаришимизға болған вәдимизни әкс әттүридиған қарарлар үстидә давамлиқ тиришимиз. Дипломатик усулларни өз ичигә алған барлиқ усулларни қоллинимиз. Иттипақдашларниң ярдими, тәкшүрүп пакит топлаш, иқтисади тәдбирләрни қоллиниш вә мушундақ доклатлар хәлқараниң диққитини қозғайду. Бирликтә хәлқаралиқ бисим вә инкас қайтурушимизға, һөкүмәтләрниң дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бериватқан бу хил вәһшийликләрниң алдини елиш, азайтиш үчүн тәдбир қоллинишиға түрткә болиду. Америка һөкүмити барлиқ күчи билән зулумға учраватқан кишиләргә вә районларға тинчлиқ вә муқимлиқ илип келишкә тиришиду. Бизниң йүз бериватқан вәһшийликләрниң алдини елиш вә тохтитиш үчүн қилған хизмәтлиримиз бизниң юқири қиммәт қаришимизға вәкиллик қилиду. Байден-харис һөкүмити алдинқи һөкүмәтләрниң бу һәқтики хизмәтлирини давамлаштуруп вәһшийликләр қайта тәкрарланмайдиған кәлгүси үчүн һәрикәт қилиду”.
Сабиқ президент доналд трамп һөкүмити хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилғаниди. Байден һөкүмитиму мартта елан қилған йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тәкрарлаш арқилиқ бу қарарни қоллиған.
Антоний блинкен баянатидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди, арқидин мувәққәт ярдәмчи ташқи ишлар министири роберт фавчер әпәнди сөз қилип мундақ деди: “бүгүн биз ‛йәһудий чоң қирғинчилиқи‚дин аман қалған әлей веселниң һаятиға һөрмәт билдүримиз вә уни яд етимиз. У бизгә ‛қайта тәкрарланмисун‚ вәдимизниң қәтий изчиллиқ тәләп қилидиғанлиқини әскәртип туриду. Мәзкур доклат бизниң ‛ирқий қирғинчилиқ‚, ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ қатарлиқ вәһшийликләрниң алдини елиш хизмитидә илгириләватқанлиқимизни көрситиду, лекин бизниң қилишқа тегишлик йәнә нурғун вәзипилиримиз бар. Мәзкур доклат йеқинқи йилларда конкрет бир қанчә дөләтләрдә йүз бериватқан вәһшийликләр тоғрисида әтраплиқ мәлумат бәргән, бу әһваллар кәлгүсидә техиму зор вәһшийликләрниң йүз беришидин бешарәт бериду. Мәсилән шинҗаң һәққидики доклатларға асасланғанда, хитай хәлқ җумһурийити уйғур вә башқа етник вә диний аз санлиқ милләтләргә қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилди вә давамлиқ садир қиливатиду. Һәммимизниң бирликтә алған бир қәдими бизни ‛қайта тәкрарланмисун‚ ға бир қәдәм йеқинлаштуриду. Америка һөкүмити кәлгүсидә йүз бериш хәвпи болған вәһшийликләрни азайтишқа, тинч, гүлләнгән дуня бәрпа қилишта кәскин позитсийә тутидиғанлиқиға вәдә бериду”.
Шу күни бейҗиң, хитайниң җәнубий хитай деңизидин америка уруш парахотини “һәйдәп чиқарғанлиқини” җакарлиған вә җов байденни җәнубий хитай деңизи райони һәққидә “иғвагәрчилик һәрикити” билән әйиблигән. Көзәткүчиләрниң қаришичә бу хил очуқ-ашкара әйибләшләр җиддийликниң техиму күчийиватқанлиқини көрситидикән.
Роберт фавчер әпәнди баянатидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. Мухбирлардин бириниң: “уйғурларға ‛ирқий қирғинчилиқ‚елип бериливатқанлиқини билип туруп, немишқа шинҗаңда ишләпчиқирилған барлиқ мәһсулатларниң америка базириға кериши чәкләнмәйду?” дегән соалиға роберт фавчер әпәнди мундақ җаваб бәрди: “билишимчә бизниң бу мәсилидә конкрет пиланлиримиз бар вә мувапиқ усул-тәдбирләр йүргүзүлүватиду. Бу қарарларни һөкүмәттики мунасивәтлик бөлүмләр вә һәмкарлашқучи орунлар бирликтә чиқириду. Билгиниңиздәк бу наһайити мурәккәп бир җәрян. Шуңа сиз ейтқандәк омумйүзлүк әмәс бәлки конкрет сиясәтлиримиз бар”.
У йәнә бир мухбириниң, хитайниң мәйли бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң болсун вәяки башқа дөләтләрниң мустәқил тәкшүрүш өмәклириниң болсун уйғур райониға берип биваситә тәкшүрүшигә маслашмайватқан әһвалда, америкиниң уйғур районидики әһвалларни тәкшүрүш үчүн қандақ истратегийә қоллинидиғанлиқи һәққидики соалға мундақ җаваб бәрди: “биз хитайниң тәкшүрүш хадимлириниң биваситә берип немә ишларниң болуватқанлиқини тәкшүрүш тәлипини рәт қилғанлиқидин наһайити әпсуслинимиз. Биз хәлқарадики иттипақдашлиримиз билән бирликтә хитайға тәкшүрүшни қобул қилишқа вә бу мәсилидә позитсийәсини өзгәртишкә бисим қилимиз. Шундақ болғандила һазир йүз бериватқан вә кәлгүсидә йүз бериш хәвпи болған вәһшийликләрниң алдини алғили болиду. Йәни, истратегийәмиз болса дипломатик истратегийә болуп, хитайға қарита имканийәт яр бәргән барлиқ дипломатик қоралларни ишлитип, бесим қилишни давамлаштуримиз. Америка ялғуз әмәс, бәлки дуняниң һәр қайси җайлиридики иттипақдашлири билән бирликтә һәрикәт қилиду”.
“әлей весел ирқий қирғинчилиқ вә вәһшийликниң алдини елиш қануни” 2018-йили мақулланған болуп, бу, чоң қирғинчилиқтин һаят қалған аптор, нобел мукапати саһиби вә инсанийәтниң илһамландурғучи баянатчиси мәрһум әлей веселниң исми билән аталған. Бу, америка һөкүмитиниң кризисниң алдини елиш, азайтиш вә униңға тақабил туруш иқтидарини ашуруш арқилиқ, американиң вә хәлқараниң бихәтәрликигә тәһдит салидиған ирқий қирғинчилиқ вә башқа вәһший қилмишларниң алдини елишқа ярдәм бериш қанунидур.
Америка ташқи ишлар министирлиқи мәзкур қанун бойичә дунядики ирқий қирғинчилиқ вә вәһший қилимишлар һәққидә доклат елан қилғаниди.