уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләр америка кеңәш палатаси әзалириниң билинкингә язған хетидин сөйүнгәнликини билдүрди

خىتاينىڭ كىشىلىك ھوقۇق دەپسەندىچىلىكى ھەققىدە ئامېرىكا تاشقى ئىشلار مىنىستىرى ئانتونىي بىلىنكېنغا خەت يازغان ئامېرىكا كېڭەش پالاتا ئەزالىرىدىن ماركو رۇبىيو، تىم كەين، جېف مېركلېي ۋە مارشا بىلاكبۇرن. 2024-يىلى يانۋار.
хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә америка ташқи ишлар министири антоний билинкенға хәт язған америка кеңәш палата әзалиридин марко рубийо, тим кәйн, җеф мерклей вә марша билакбурн. 2024-йили январ. (Photo: RFA)

0:00 / 0:00

америка кеңәш палата әзалиридин марко рубийо, тим кәйн, җеф мерклей вә марша билакбурн қатарлиқлар 17-январ күни хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә америка ташқи ишлар министири антоний билинкенға хәт әвәткән иди.

улар хетидә, б д т да өткүзүлидиған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини "универсал қәрәллик тәкшүрүш" йиғинида билинкинниң муддәтсиз вә узун йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған профессор раһилә давут, илһам тохти, гүлшән аббас вә мәмәт абдулла қатарлиқларни, шундақла америкадики мәмәтҗан җүмә, бәһрам синташ вә адаләт сабитларниң аилә-тавабиатлириниң мәсилисини көтүрүп чиқишни тәләп қилған. хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитини алаһидә тилға елиши тәләп қилинған.

хитай һөкүмити тәрипидин 20 йиллиқ қамақ җазасиға кесиветилгән дохтур гүлшән аббасниң сиңлиси, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. у, америка кеңәш палата әзалириниң уйғурларниң мәсилисини һәл қилиштики тәврәнмәс ирадисидин сөйүнгәнликини билдүрди.

кеңәш палата әзалириниң хетидә йәнә уйғурлар вә уйғур районидики башқа мусулман хәлқләргә йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ һәм инсанийәткә қарши җинайәтниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи әскәртилгән. униңда йәнә бир милйондин артуқ уйғурниң һелиһәм лагерларда тутуп турулуватқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи, диний етиқадиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи вә райондики мәдәнийәт изналириниң йоқитилиш хәвпигә дуч келиватқанлиқи баян қилинған.

дуня уйғур қурултийи хәлқара алақә бөлүминиң директори зумрәтай әркин ханим бу һәқтә радийомизға сөз қилип, америка қошма шитатлириниң хәлқаралиқ йиғинларда уйғур ирқи қирғинчилиқини көтүрүп чиқиватқан әң күчлүк дөләт икәнликини тәкитлиди.

кеңәш палата әзалириниң антоний билинкингә язған хетидә йәнә хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған хәлқара әһдинамиләргә қайта-қайта хилаплиқ қиливатқанлиқини, әгәр хитай һөкүмитиниң тәсириниң кеңийишигә йол қоюлған тәқдирдә хәтәрлик ақивәт келип чиқидиғанлиқини әскәрткән. хәттә йәнә хитай һөкүмитиниң америка пуқралири, тибәтләр вә хоңкоңлуқларға тутуватқан муамилисиниму тилға елип өткән.

америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир ханим америка кеңәш палата әзалириниң антоний билинкингә язған хети һәққидә тохтилип мундақ деди: "бу хәт арқилиқ америка кеңәш палата әзалири өзлириниң уйғур мәсилисидики мәйданини ениқ ипадиләпту. биз уйғур тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчиләрму америка һөкүмити билән зич һәмкарлишип, хитайниң җавабкарлиқини сүрүштә қилишқа күчишимиз керәк."

антоний билинкингә йезилған хәттә исми телға елинған адаләт сабит ханимниң йолдиши аблимит аблиз хитай һөкүмитиниң паспортни йиғивелиш сияситиниң қурбанлиридин бири болуп, у алтә йилдин бири америка пуқраси болған аяли вә қизи билән җәм болушни күтмәктә. адаләт сабит бу һәқтә радийомизға сөз қилип, америка кеңәш палата әзалириниң өзиниң аилисигә охшаш хитай һөкүмити тәрипидин айриветилгән аилиләрниң җәм болушиға түрткә болушини; өзиниң бу хәттин бәкму үмидләнгәнлики, шундақла уни өзлири үчүн чоң бир мәдәт дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатида төт йилда бир қетим өткүзүлидиған "универсал қәрәллик тәкшүрүш" бу йил 1-айниң 23- вә 24-күнлири өткүзүлидиған болуп, мәзкур йиғинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши хитай хәлқ җумһурийитиниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә әмәл қилиш әһвалиға қарап чиқидикән.