Антоний билинкен хитайниң америка хәлқара диний әркинлик комитети комиссарлириға җаза тәдбири қойғанлиқини әйиблиди
2022.01.11
10-январ күни, америка ташқи ишлар министири антоний билинкен мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң 4 нәпәр әмәлдариға өч елиш характерлик җаза тәдбири қойғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Антоний билинкен баянатида хитай һөкүмитиниң өткән ай америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комитет рәиси надине маенза, муавин рәис нури түркәл вә комиссарлар анурима багарва вә җәймис кар қатарлиқларға җаза тәдбири қойғанлиқини, бундин илгири йәнә мәзкур комитетниң башқа әзалириғиму җаза тәдбири қойғанлиқини тилға елип туруп: “бу һәрикәтләр бизни үмидсизләндүрәлмәйду, биз америка хәлқара диний әркинлик комитети вә униң хизмәтчилири билән бир сәптә туримиз. Америка дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқни қоғдашқа вәдә бериду һәмдә барлиқ дипломатик вә иқтисадий қоралларни ишлитип туруп җавабкарларни сүрүштә қилишни илгири сүриду” дегән.
Америка һөкүмити өткән айниң бешида уйғур аптоном райониниң мувәққәт рәиси әркин туняз, сабиқ рәиси шөһрәт закир, хитай “мәркизий шинҗаң хизмити рәһбәрлик ишханиси” ниң муавин директори ху лийәнхени өз ичигә алған 4 хитай әмәлдариға ембарго қойған. Буниң билән хитай һөкүмитиму америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң әзалириға өч елиш характерлик җаза тәдбири елан қилғаниди.
Хитайниң бу өч елиш характерлик һәрикити ташқи ишлар министири билинкендин башқа, америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим, кеңәш палата әзаси марко рубийо қатарлиқ нурғун мәҗлис әзалириниң күчлүк әйиблишигә учриған. Нәнсий пелуси ханим бу һәқтә елан қилған мәхсус баянатида: “америка дөләт мәҗлиси хитай һөкүмитиниң өч елиш характерлик һәрикитини қаттиқ әйибләйду. Хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қиливатқан зулуми ирқий қирғинчилиқтур. Хитайниң қорқутуш тактикилири америкиниң күчлүк тәдбирләрни қоллинип бу вәһшийликни тохтитиш ирадисидин тохтиталмайду” дегән.
Бүгүн, 11-январ америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нурий түркәл әпәнди радийомизға қилған сөзидә антоний билинкен әпәнди вә нәнсий пелосий ханимниң баянатлириниң америка һөкүмити вә мәҗлисиниң толуқ қоллишини намаян қилип беридиғанлиқини, буниң мәзмун җәһәттин вә принсип җәһәттин интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти.
Нурий түркәл әпәнди йәнә америка һөкүмити хитай әмәлдарлирини “уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқни пиланлиған, илгири сүргән” дәп туруп җазалиған болса, хитай һөкүмитиниң америка әмәлдарлирини инсан һоқуқини һимайә қилғанлиқи, уйғурларға қаритиливатқан зулумни паш қилғанлиқи үчүн җазалиғанлиқини, шуңа бу икки җаза тәдбириниң бир-биридин қәтий пәрқлинидиғанлиқини тәкитлиди.
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен бу қетимлиқ баянатида хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ үчүн сөзләватқанларни қорқутуш вә җимиқтурушқа урунуш қилмишлириниң пәқәтла уйғур елида һелиһәм давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлириниң илгириләп тәкшүрүлүшигә төһпә қошидиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә америкадики уйғурларни паракәндә қилиш мәсилисиниму мәхсус тилға алған. Баянатта мундақ дейилгән: “америка хитайни дөләт һалқиған бастуруш һәрикитини тохтитишқа җүмлидин америка хәлқигә хизмәт қиливатқанларниму өз ичигә алған америкалиқ уйғур паалийәтчиләрниң аилә әзалирини түрмигә солаш вә уларниң һәрикәт әркинликини рәт қилиштәк қилмишлирини аяғлаштурушқа йәнә бир қетим чақириду. Бу қилмишлар хәлқарадики қанунни асас қилған тәртипкә қилинған бузғунчилиқ һесаблиниду”.
Антоний билинкен әпәнди баянатини: “америка давамлиқ һалда кишилик һоқуқ вә диний әркинлик, етиқад әркинлики қатарлиқ асасий әркинликләрни тәшәббус қилғучилар билән бир сәптә туриду вә уларни қоллайду” дәп ахирлаштурған.
Нурий түркәл әпәнди хитай һөкүмитиниң өзи вә әркин асия радиийоси хизмәтчилири қатарлиқ уйғурларниң юртлиридики уруқ-туғқанлирини җазалаш, уларни паракәндә қилиш васитиләр арқилиқ америкалиқларниң өз хизмитини қилишиға тосқунлуқ қилиш арқилиқ әмәлийәттә америкиниң ички ишиға арилишиватқанлиқини ейтти. У бу мәнидин ейтқанда билинкин әпәндиниң юқиридики сөзиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети америкадики партийә һалқиған, мустәқил, диний әркинликни көзитиш оргини болуп, у америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитигә мәслиһәт беридиған, униң сиясәт түзүшигә ярдәм беридиған органдур. Хитай һөкүмити бу қетим униң 4 нәпәр комиссариға җаза тәдбири қойғандин сирт, өткән йил 5-айдиму мәзкур комитетниң сабиқ комиссари җоний морға ембарго қойған.
Хитайниң җаза тәдбиригә учриған 4 комиссарниң бири болған җәймис кар әпәндиму бүгүн бизниң зияритимизни қобул қилип хитай һөкүмитиниң бу җаза тәдбирлириниң өзлириниң җасаритини һәргиз сундуралмайдиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:
“хитай охшаш 1 милярд 400 милйон нопусқа игә бир дөләт худаға ишинишни халайдиған, етиқадчи аммидин қорқмаслиқи керәк иди. Әмма хитайниң уйғурларға вә башқа динға ишәнгүчи хәлқләргә қаритиватқан бастурушлири кишини толиму әпсусландуриду. Мән хитайдики вәзийәтниң яхшилинип-яхшиланмайдиғанлиқини билмәймән. Әмма шуни ениқ деийәләймәнки, бизниң комитетимиз хитайниң диний аз санлиқларға қиливатқан зулумини йоруқлуққа чиқириш үчүн тохтимай хизмәт қилиду”
Нурий түркәл әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә өзи вә комитетиниң уйғурлар һазир баштин кәчүрүватқан зулум аяғлашмиғучә хизмитиниң тохтап қалмайдиғанлиқини тәкитләш билән биргә, уйғурлар мәсилиси һазир дунядики муһим мәсилиләрниң биригә айланғаниди, уйғурлар үмидвар болуши керәк, деди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети америка һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитиши, дөләт мәҗлисиниң уйғурларға алақидар қанунларни чиқириши, хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартишини қоллиған вә күч чиқарғаниди.