CAB Доклати: “оттура асия хәлқи шинҗаңдики мусулманлардин бәк әнсирәйду”
2024.12.11
Мустәқил вә тиҗарәтсиз тәтқиқат мәркәзлиридин “оттура асия көрсәткүчи” (CAB) ниң йеңи доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики уйғур вә башқа түркий милләтләргә тутқан муамилиси вә бастуруши оттура асия хәлқини бәк әндишиләндүргән. Доклатта бу күнләрдә қазақистанда хитайға қарши җамаәт пикирниң сәлбий әмәслики, әмма қазақларниң русларға қариғанда хитайға қарита сәлбий қариши барлиқи көрситилгән (омумий җәһәттин хитайға қарши җамаәт пикри иҗабий болған). Доклаттики ядролуқ байқашларниң бири болса, қазақистан вә қирғизистанда хитайға болған җамаәт пикирдә яхшилиниш болған, әмма өзбекистанда начарлашқан.
Германийәниң фредрих номән әркинлик фондиниң қоллиши билән “оттура асия көрсәткүчи” тәтқиқат мәркизи оттура асияда, йәни қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистанда 2017-йилидин 2024-йилғичә болған тәкшүрүш, тәтқиқ қилиш вә рай синаш нәтиҗиси асасида “Оттура асияниң хитай вә бу райондики хитай тәсиригә болған җамаәт пикри” намлиқ мәхсус доклатни елан қилған. Доклатта көрситилишичә, тәтқиқатчилар йәрлик кишиләрниң хитайға тутқан позитсийәси вә тонуши һәққидә кәң санлиқ мәлуматларни топлиған. Нәтиҗидә хитайниң оттура асияға салған мәблиғи, оттура асиядики ул әслиһә түрлири, мәдәнийәт вә диний амиллар, болупму уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин уйғур елидики уйғур вә башқа мусулманларға болған әндишиси кишиләрниң хитай һәққидики сәлбий җамаәт пикрини шәкилләндүрүшкә тәсир көрсәткән.
Биз “оттура асия көрсәткүчи” елан қилған бу доклат һәққидә тәпсилий вә чоңқур чүшәнчигә игә болуш үчүн бу доклатни һазирлашқа қатнашқан тәтқиқатчилардин әнглийәниң кәнт университети сиясәт вә хәлқара мунасивәтләр факултетиниң тәтқиқатчиси, доктор фирәник мараккиони (Frank Maracchione) билән сөһбәтләштуқ. Диққитиңлар сөһбитимизниң тәпсилатида болсун.
Мухбир: доклатта “өзбекистанда зиярәт қилинған кишиләрниң хитай һәққидики җамаәт пикригә хитайниң өзбекистанға салған мәблиғи зор тәсир көрсәткән, йәни кишиләр хитайниң өзбекистанға салған мәблиғиниң ‛қәрз тузиқи‚ икәнликини тонуп йәткән һәмдә хитайға болған тонуши вә җамаәт пикри өзгәргән” дейилипту. Сизчә бу әһвал башқа оттура асия дөләтлиридә барму? бу тоғрулуқ қисқичә чүшәнчә бәрсиңиз?
Доктор фирәник мараккиони: қәрз тузиқи хәлқара тәрәққият вә хитайниң роли тоғрисидики йиғин вә тәтқиқатларда әң көп учрайдиған мулаһизиләрниң бири. ярдәм вә мәбләғ селиш мәсилисидә хитай йәр шариниң җәнуби (Global South) вә йәр шариниң шәрқи (Global East) дики, йәни тәрәққий қиливатқан вә тәрәққий қилмиған районлардики қәрз елишқа майил дөләтләргә нурғун қәрз бәрди. Тәрәққий қиливатқан вә тәрәққий қилмиған дөләтләргә берилгән бу қәрзләр бурунқи әнәниви ианә қилғучилар вә әнәниви тәрәққиятни қоллиғучиларниң ярдими билән охшимайду. Йәни, хитай бу ярдәмләрни бикарға бәрмиди. Бу дөләтләргә берилгән қәрзләрниң ашу дөләтләрниң пул-муамилә муқимлиқиға көрситидиған тәсири тоғрисида илмий саһә вә ахбарат саһәлиридә көп мулаһизә вә музакириләр болди. Бу мулаһизиләр вә тәтқиқатлар әслидә африқиға мәркәзләшкән иди. (Хитай африқидики дөләтләргә көп қәрз бәргән иди) лекин кейинки вақитларда оттура асия бу музакирә вә мулаһизиләрниң асаслиқ темиси болди. Йәни бу дөләтләр кишиләрниң диққитини қозғашқа башлиди. Чүнки оттура асиядики икки дөләтниң чәтәлдин алған қәрзниң көп қисми хитайға тәвә иди, йәни әң көп қәрзни хитайдин алған иди. Бу саһәдики музакирә вә тәтқиқатлар хитайниң “експорт вә импорт банкиси” ниң оттура асиядики паалийәтлиригә мәркәзләшти. Бу тема тоғрисида нурғун мулаһизиләр болди. Бу һәқтә мулаһизә йәнә давам қилиду. Қандақла болмисун, биз хитайға болған қәрз нисбитиниң тездин ешиватқанлиқини көрдуқ. Әмма биз оттура асиядики җамаәт пикригә қарайдиған болсақ, оттура асияда әркинлик һәққидики пикирниң вә тәләпниң күчәйгәнликини, оттура асиялиқларниң бәзи дөләтләргә, болупму хитайға болған әндишисиниң мәвҗутлуқини көримиз. Шуңа бу наһайити муһим. Чүнки, оттура асияниң хитай һәққидики җамаәт пикрини оттуриға қойғанда пәқәт әмәлий санлиқ мәлумат яки әмәлий пакитлар биләнла чәклинип қалмастин, таратқуларда вә сиясий мулаһизиләрдә көп учрайдиған мәзмунларниң тәсиригә учрайдиғанлиқиниму нәзәрдә тутушимиз керәк.
Мухбир: доклатта, “миллий кимлик мәсилиси қазақистан, қирғизистан вә түркмәнистанниң һәрқайси җайлирида хитайға болған тонушни вә җамаәт пикрини шәкилләндүрүштә муһим рол ойниған” дейилипту. Бу тоғрулуқ қисқичә чүшәнчә бәрсиңиз?
Доктор фирәник мараккиони: бу соалиңизға мән қазақистанни мәркәз қилип җаваб берәй. Қазақистанда хели көп рус нопуси җайлашқан болуп, буниңға яхши мисал болалайду. Биз зиярәт қилған көп сандики қазақларниң русларға қариғанда хитайға бәкрәк сәлбий қарашта икәнликини байқидуқ. Бу һәйран қаларлиқ иш әмәс. Биз оттура асияниң хитай һәққидики җамаәт пикригә қариғанда буни есимиздин чиқармаслиқимиз керәк. Русийәниң хитай һәққидики җамаәт пикри көп тәтқиқ қилинди. Бу тәтқиқатларда хитай һәққидики җамаәт пикриниң барғансери иҗабий болуватқанлиқини көргили болиду. Доклатта биз галлуп тәтқиқатини тилға алдуқ. Бу асаслиқ җамаәт пикирни тәкшүрүш доклатлиридин бири, йәр шари җамаәт пикирни тәкшүрүш, йәни бу бир омумйүзлүк тәкшүрүш доклати. Бу доклат пәқәт оттура асия яки тинч окянғила мәркәзләшкән әмәс. Қазақистандики тәкшүрүш вә тәтқиқатлиримиз русийәликләрниң хитайға болған позитсийәси вә җамаәт пикир билән бирдәк. Демәкчи болғиним қазақистандики руслар билән русийәдики русларниң хитайға болған позитсийәси вә җамаәт пикридә параллеллиқ бар. Йәни хитай һәққидики көз қарши иҗабий. Қазақистандики көплигән қазақларниң хитайға болған позитсийәси вә җамаәт пикри иҗабий. Биздә қазақистанниң һәрқайси районлириниң хитайға болған позитсийәси вә җамаәт пикри һәққидә пакитлар вә учурлар бар. Қазақистанниң шимали вә шәрқидики һәр қайси районларниң хитайға болған позитсийәси вә җамаәт пикри қазақистандики башқа районларға нисбәтән иҗабий. Чүнки у районларда қазақларға қариғанда руслар көп олтурақлашқан вә қазақистанниң башқа районларға қариғанда бу районларға руслар көп олтурақлашқан. Лекин омумйүзлүк қилип ейтқанда, хитайға болған җамаәт пикри иҗабий. Бу омумий йүзлиниш болуп кәлди.
Мухбир: доклатта, “мәдәнийәт вә диний амиллар, болупму шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, уйғур вә башқа мусулманларға болған муамилә кишиләрниң хитай һәққидики тонушини вә җамаәт пикрини шәкилләндүрүшкә тәсир көрсәткән” дейилгән. Бу тоғрулуқ қисқичә чүшәнчә бәрсиңиз?
Доктор фирәник мараккиони: “тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш җәрянида диққәт қилишқа әрзийдиған муһим бир нуқта бар. 2021-Йили қазақистандики тәкшүрүштә зиярәткә қатнашқучилардин 60 пирсәнт киши хитайниң шинҗаңдики мусулманларға болған муамилисидин әндишә қилидиғанлиқни, пәқәт 48 пирсәнт әтрапидики киши хитайниң уйғурларға болған муамилисидин әндишә қилидиғанлиқини игилидуқ. Йәнә уларниң лагерлар вә ‛кәспи тәрбийәләш мәктәплири‚ тоғрисидики әң йеңи доклатларға көңүл бөлидиғанлиқини, шундақла районда йолға қоюлған техиму еғир бихәтәрлик тәдбирлиридин әндишә қилидиғанлиқини игилидуқ. Биз қазақистан вә қирғизистанда шинҗаң билән мунасивәтлик нурғун намайишларни көримиз. Әмма уларниң көпинчиси шинҗаңдики қазақ вә қирғизлар учраватқан муамилигә (зулумға) мунасивәтлик. Бу бәк муһим. Чүнки, биз оттура асиядики бәзи дөләтләрдә шинҗаң билән мунасивәтлик намайишларни көрмәймиз. Мәсилән өзбекистан буниңға бир мисал. Бу шинҗаңда өзбекләрниң көп болмаслиқи сәвәбидин болуши мумкин. Кишиләрдә “мусулманлар дуняси уйғурларни қоллап, шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көңүл бөлуши һәмдә хитайниң райондики һәрикити вә бастурушиға қарши күрәш қилиш керәк” дәйдиған чүшәнчиләр бар. Лекин биз улус (миллий дөләт) вә милләтниң бәк муһимлиқини унтумаслиқимиз керәк. Шуңа бу җәһәттә бизниң тәтқиқатимиз бәк муһим. Биз бу доклатимизда бу җәһәттә бәзи нуқтиларни тәһлил қилдуқ. Бизниң тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш асасида оттуриға қойған доклатимиз оттуриға асияниң хитай һәққидики мурәккәп җамаәт пикрини чүшинишимизгә ярдәм қилиду. Бу доклат оттура асияниң хитай һәққидики җамаәт пикриниң мурәккәпликини көрсәтсиму, шуниң билән бир вақитта, көп сандики кишиләрниң шинҗаңда йүз бериватқан ишлардин әндишә қилидиғанлиқини көримиз. Бу һал өз нөвитидә шинҗаңдики вәзийәт техиму яманлашқанда, униң хитай-оттура асия мунасивитиниң начарлишишида сәлбий рол ойнайдиған йошурун амил икәнликини көрситип бериду”.
Мухбир: рәһмәт сизгә.
Доктор фирәник мараккиони: сизгиму көптин-көп рәһмәт.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.