Америка һөкүмити хоңкоң валийси линҗең йөегә ембарго елан қилди

Мухбиримиз җүмә
2020.08.09
Carrie_Lam.jpg Хоңкоң валийси линҗең йөе (Carrie Lam).
Social Media

7-Авғуст америка һөкүмити нөвәттики хоңкоң валийси линҗең йөе қатарлиқ 11 нәпәр хоңкоң әмәлдариға хоңкоңдики бастурушта ойниған роли сәвәблик ембарго елан қилди.

Америка малийә министирлиқи җүмә күни бу һәқтә елан қилған баянатида мундақ деди: “бүгүн бекитилгән бу 11 нәпәр шәхс пикир вә йиғилиш әркинлики һәмдә демократик җәрянларни чәкләшни мәқсәт қилған сиясәтләрни биваситә иҗра қилди. Уларниң хоңкоң аптономийәсиниң бәрбат болушида мәсулийити бар.”

Хоңкоң валийси линҗең йөе өткән йили хоңкоң демократийәси үчүн елип берилған намайишларға қаритилған бастурушларни қоллиған вә хитай һөкүмити йеқинда мақуллиған аталмиш “дөләт хәвпсизлики қануни” ни “қанунлуқ вә әқилгә мувапиқ” дәп ақлиған иди. 

Малийә министирлиқи униң бейҗиң даирилириниң хоңкоңдики демократик қиммәт қарашлириға қаритилған бастуруш сиясәтлирини иҗра қилишта биваситә мәсулийити бар икәнликини көрсәтти.

Америкиниң хоңкоң әмәлдарлириға қаратқан бу җаза тәдбирлириниң хоңкоң вә хитай тәрәпниң қаттиқ чишиға тәгкәнлики мәлум.

Линҗең йөе шәнбә күни елан қилған баянатида “қорқуп қалмайдиған лиқи” ни билдүрди. 

Америка һөкүмити йеқинда уйғур елидики бастуруш сиясәтлиридә қоли бар уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чуәнго қатарлиқ 4 нәпәр хитай әмәлдари һәмдә биңтуән вә униң икки нәпәр әмәлдариға ембарго елан қилған иди. 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.