Чаған байрими _уйғур елидә хитайға “ғәниймәт”, уйғурларға “ғәпләт” му?

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2025.01.31
chaghan-shir-oynitish-seriq-ussul-1920 Хитайниң һәр йиллиқ чаған байрими уйғур елидә “хитай мәдәнийитини җанландуруш” байримиға айлинип кәткән
Photo: RFA

Хитайниң һәр йиллиқ чаған байрими уйғур елидә “хитай мәдәнийитини җанландуруш” байримиға айлинип кәткән болуп, бу йиллиқ чағанда униң пәвқуладдә әвҗигә чиқиши, һәр саһәниң диққитини қозғимақта.

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори”, “хәлқ тори” қатарлиқларниң йеқинқи бир нәччә күн ичидики чағанлиқ мәхсус хәвәрлиридин қариғанда, уйғур елиниң һәрқайси чоң шәһәрлиридики саяһәт мәркизи, асаслиқ кочилар вә йеза-кәнтләрниң һәммә җайлирини типик хитайчә миллий кимлик алаһидилик рошән гәвдиләндүрүлгән чағанлиқ паалийәтләр қаплап кәткән. Бу паалийәтләрдә, уйғурларни асас қилған аһалиләр омумйүзлүк хитай әнәниси бойичә кийинип, әҗдиһа уссули, шир уссули, яғач путқа дәссәп параттин өтүш, чаңчилә тиятир нахшилирини орунлаш вә түгрә түгүшни өгиниш қатарлиқ паалийәтлиригә тәшкилләнгән. Буларниң ичидә хитайниң тарихий ривайәтлиридики “әпсаниви шәхсләр” ниң “қайта җанландурулған” сиймалириниң һәммә җайда көзгә челиқиши, алаһидә диққәт қозғайдиған нуқтиларниң бири болмақта.

Америкада яшаватқан хитай анализчи, язғучи хе әнчүәнниң билдүрүшичә, өзи туғулуп өскән шаңхәй шәһиридә илгириму, һазирму чаған байрими бундақ тәбриклинип баққан әмәс икән. У мундақ дәйду:

“мән шаңхәйдә туғулған, шаңхәй консерти (上海租界) йүз йил давамлашқан мустәмликичилик еңини баштин кәчүргәнлики үчүн, ғәрб мәдәнийитиниң тәсиригә учриған шәһәрдур. Шуңа, мәйли йеңи йил яки чаған байрими болсун, шаңхәйдә хитайчә мәдәнийәт өрп-адити бир қәдәр аҗиз. Шуңа, у йәрдә панус есиш, шир усули ойнаш қатарлиқлар асасән йоқ, мәснәви чаплашму көп әмәс. Һазирму тор-интернет арқилиқ көрүп туруватимизки, шаңхәй һәм заманивилашқан һәм ғәрбләшкән шәһәр болғанлиқтин бу йәрдики кишиләр, болупму яшлар хитайниң башқа ичкири өлкилиригә қариғанда чағандин бәкрәк рождества байрими қатарлиқ ғәрб байрамлирини тәбрикләшкә техиму қизиқиду. Есимдә қелишичә биз кичик чағлиримизда, чаған мәзгилидә йеза-қишлақлардики пануслуқ чирағлар вә шир уссулини сәһралиқларниң иши дәп қарап, уни бәк мәдәний вә мода әмәс дәп ойлайттуқ. Чүнки ғәрб услуби қанчә көп болса, йәрлик пурақ шунчә аз болиду.”

У йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни чағанни тәбрикләшкә тәшкиллишиниң маһийәттә уйғурларға қаритилған “мәдәнийәт таҗавузчилиқи” икәнликини тәкитләп мундақ деди:

“улар йәнә уйғур хәлқни хитайчә кийинишкә мәҗбурлиған. Биз хәвәрләрдики рәсим вә синлиқ көрүнүшләрдә йәнә уйғурларниң хитайниң әпсанә-ривайәтлиридики шәхсләрни дорап кийдүрүлгәнликини көрдуқ. Буниң өзи бир хил мәдәнийәт таҗавузчилиқидур. Бу өз нөвитидә уйғур мәдәнийитиниң йоқитилиши һесаблиниду. Һазир хитай һөкүмити уйғур мәдәнийитини йоқитип, униң орниға хитай мәдәнийитини дәсситиш билән бир вақитта йәнә, уйғурларни хитай мәдәнийитини өгиниш вә сөйүшкә зорлаватиду, чүнки яшлар кичикидин башлапла хитай нахшилири вә уссуллирини өгәнсә, хитай һекайилири билән тонушуп, хитай тарихини чүшәнсә, улар аңсиз вә тәбиий йосунда бу мәдәнийәтни яхши көридиған болиду. Демәкки, бу арқилиқ хитай һөкүмити мәдәнийәт вә миллий ассимилятсийә қилиш нишанини әмәлгә ашуриду.”

Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан америкадики рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимусий грос бу һәқтә радийомизға қайтурған язма җавабида мундақ дәйду: “бәлким уйғур районида бу хилдики паалийәтләр йеқинқи он йилда, бу йилқи чаған мәзгилидә бир қәдәр омумлашқан болуши мумкин. Билгинимиздәк, булар асасән параттин өтүш, уйғурларниң хитайниң әпсаниви палванлиридәк ясинип, шир уссули ойнап, думбақ челишқа қатнишиши қатарлиқларни өз ичигә алиду. Аилә қатлимиға кәлсәк, йеза кәнт кадирлири, топлишип чаған өткүзүш әтритидикиләр адәттә баһар байрими мәзгилидә уйғурларға мәснәви ясаш вә аилиләр билән бирликтә түгүр түгүшкә тәшкилләш қатарлиқ паалийәтләрни елип бармақта.”

У инкасида йәнә, нөвәттә уйғур елидә хитайниң чаған байрими мәзгилидә “хитай кимлики” ни намайән қилиш вә хитай өрп-адити бойичә чағанни омумлаштуруш һәққидики қаришини изаһлап мундақ дәйду; “мениңчә нәзәрийәви җәһәттин техиму чоңқур һалда тәһлил қилғанда бу йәрдики мәсилә шуки, уйғурлар бу байрамларни қандақ тәбрикләшни ‛өгиниши‚ керәк, әмма улар бу адәтләрни һәргизму мукәммәл шәкилдә өзләштүрәлмәйду. Чүнки улар ейтқан ‛фу‚ (福), йәни “бәхт, амәт” дегән сөз һәргизму хитайларниңкигә охшаш ениқ болмайду. Уларниң (过年好) (guo nian hao) йәни, ‛йеңи йилиңларға мубарәк болсун‚ дегән саламлири һәргизму хитайлардәк раван болмайду. Демәк, бу миллий қатламларниң мәңгүлүк пәрқини барлиққа кәлтүриду вә күчәйтиду.”

Лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти (SOAS) ниң пирофессори, доктор рәйчил һаррис (Rachel Harris) ханимниң қаришичә, йеқинқи йиллардин буян, уйғур елиниң һәрқайси җайлирида кишиләрниң чаған байримини хитайлар билән бирликтә тәнтәнилик, хушал кәйпият ичидә өткүзүп кәлгәнлики һәққидики тәшвиқатлар хәлқара җәмийәттә “уйғурларму хитайниң чаған байримини тәбрикләйдикән” дәйдиған хата уқумни шәкилләндүргән. Униң ейтишичә, 25-январ күни әнглийә BBC мухбири униң уйғур йолдишиға учур қилип, ‛аилә бойичә чаған байримини тәбрикләш‚ һәққидә пирограмма ишлимәкчи болғанлиқини билдүргән.

У, бу хилдики әһвалларға җиддий қарап, тәдбир қоллинишиниң муһим икәнликини тәкитләп мундақ деди: “биз у мухбирға: бизниң аилә мусулманларниң байримини тәбрикләйду, хитай байрамлирини тәбриклимәйду дәп җаваб қайтурдуқ. Мениң BBC ни тәнқид қилиш нийитим йоқ. Әлвәттә, BBC ниң нурғун мухбирлири бир қанчә йилдин буян уйғур районида йүз бәргән ишлар тоғрисидики һәқиқәтни ашкарилаш үчүн җапалиқ ишләп, хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти. Әмма түнүгүн бизгә учур қалдурған BBC ниң мухбири, әнглийәниң асасий еқимидики күндилик сөһбәт пирограммисиниң филим ишлигүчисидур. Бундақ пирограммилар адәттә бу дөләттики зор тамашибинларни җәлп қилиду. Мениңчә, хитай һөкүмитиниң һазирқи тәшвиқат-баянлириниң күчи һәммә йәргә сиңип кирип, уйғурларға аит һекайиләрни бурмилап сөзләватиду. Бу интайин хәтәрлик. Шуңа, бу мәсилигә изчил диққәт қилиш керәк; шундақла уйғур мәдәнийитидә бундақ өзгиришниң йүз бәрмәйдиғанлиқини дуняға техиму кәң намаян қилиш үчүн тохтимай күрәш қилиш керәк”.

Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң йеқинқи 10 йил мабәйнидә уйғурларниң өзигә хас болған дини вә миллий байрамлирини чәкләп, хитайниң байрамлирини өткүзүшкә мәҗбурлиши хәтәрлик йүзлинишкә қарап тәрәққий қилмақта. Бу һәқтә пикир қатнаштурған мутәхәссисләрниң қаришичә, бүгүнки күндә чаған байрими хитай һөкүмитиниң уйғурларға миллий ассимилятсийә қилиш вә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип беришниң бир пурситигә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.