Чанаққәлә университетида “шәрқий түркистанниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүси” темисида йиғин өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.05.25
Chanaqqele-Universiteti-yighin Чанаққәлә университетида ечилған йиғиндин бурун учришиш. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәниң охшимиған җайлиридики университет вә толуқ оттура мәктәпләрдә уйғурлар мәсилиси тоғрисида арқа-арқидин мәхсус йиғин уюштурулуп, түрк оқуғучиларға уйғурлар вә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, иҗтимаий һаяти вә һазир дуч келиватқан, бесим, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ мәсилиләр тоғрисида мәлумат берилмәктә.

22-Май күни түркийәниң “чанаққәлә 18-март университети” қармиқидики “иҗтимаий мәсулийәт кулуби” ниң уюштуруши билән чанаққәлә университетида “шәрқий түркистанниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүси” дегән темида йиғин өткүзүлди.

Йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси шундақла истанбул мәдәнийәт университетиниң оқутқучиси дотсент доктор алимҗан буғда, шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитип җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд удун қатарлиқлар тәклип билән қатнишип, “шәрқий түркистанниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүси” дегән темида сөз қилди.

Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити баш катипи абдуләхәд удун әпәнди сөздә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити баш катипи абдуләхәд удун әпәнди сөздә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
RFA/Arslan

Йиғинға мәзкур университетиниң оқутқучи вә оқуғучилири қатнашқан болуп, йиғинда доктор алимҗан буғда, шәрқий түркистан хәлқиниң нәччә йилдин буян тартиватқан зулум вә азаб-оқубәтлирини, бешидин өтүватқан паҗиәләр, хитай дөлитиниң йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири, ирқий қирғинчилиқ вә йиғивелиш лагерлири тоғрисида тохталди.

Йиғин залиниң алдида йәнә уйғурларниң мәдәнийити вә өрп-адәтлири шундақла ирқий қирғинчилиқ тәсвирләнгән рәсим көргәзмиси ечилған болуп университет оқуғучилири көргәзмини зиярәт қилип уйғурлар тоғрисида чүшәнчигә игә болди.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мәзкур йиғинни уюштурған “чанаққәлә 18-март университети” қармиқидики “иҗтимаий мәсулийәт кулуби” ниң рәиси мәвлут әхмәт билән сөһбәт елип бардуқ.

Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан боғда әпәнди сөздә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан боғда әпәнди сөздә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
RFA/Arslan

Мәвлут әхмәт әпәнди бу йиғинни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз, университеттики оқуғучилиримизниң шәрқий түркистан тоғрисида аң-чүшәнчигә игә болуши вә бу мәсилидә техиму мәсулийәтчанлиқ туйғусини ашуруш шундақла, шәрқий түркистан хәлқиниң йенида икәнликимизни билдүрүш арқилиқ, уларниң ярисиға азрақ болсиму мәлһәм болушни халайдиғанлиқимизни ипадиләш үчүн бу йиғинни уюштурдуқ”.

Мәвлут әхмәт әпәнди сөзидә йәнә уйғурларни қоллап қуввәтләйдиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “хитай дөлити у йәрдики түркләр вә исламийәткә еғир дәриҗидә зиянкәшлик қилиштин ваз кәчмиди, бу ирқий қирғинчилиқ вә зулумға қарши туруш үчүн түрк яки мусулман болуш керәк әмәс, инсан болғанлиқимиз бу зулумға қарши чиқишимиз үчүн купайә қилиду. Биз уйғурлар вә шәрқий түркистан хәлқиниң һәр даим йенида болидиғанлиқимизға ишинимиз. Биз түрк вә ислам чүшәнчисигә игә яшлар болуш сүпитимиз билән, уларниң һәқ-һоқуқ вә әркинлики үчүн елип бериватқан күрәшлирини қоллаш бизниң баш тартип болалмайдиған мәҗбурийитимиздур. Биз кишилик һоқуққа һөрмәт қилишимиз вә зулумға қарши турушимиз керәк”.

Чанаққәлә университетида ечилған йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
Чанаққәлә университетида ечилған йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
RFA/Arslan

Биз йәнә “иҗтимаий мәсулийәт кулуби” ниң мудири ясин йүҗәл исимлик түрк оқуғучиниң уйғурлар тоғрисидики пикир қарашлирини алдуқ. У мундақ деди: “хитай дөлитиниң уйғурлар үстидин системилиқ йүргүзүватқан зулум вә бесимларға қарши бизниң сүкүттә турушимиз мумкин әмәс, уйғурларниң миллий мәдәнийәтлиригә, дини етиқадиға вә кишилик һоқуққа қарши йүргүзүватқан системилиқ һуҗумлар инсанийәтниң ортақ виҗданини яриландурмақта. Бу инсан қелипидин чиққан җинайәтләргә бирликтә қарши туруш вә авазимизни юқири көтүрүш вақти кәлди. Хитай дөлитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бастуруш сияситини әйибләймиз вә бу зулумға хатимә беришкә чақириқ қилимиз. Кишилик һоқуқ хәлқаралиқ бир универсал пиринсиптур, бу пиринсипқа қарши елип берилған һәр қандақ бир дәпсәндичилик пүтүн инсанийәткә қарши елип берилған һуҗум һесаблиниду, шу сәвәбтин шәрқий түркистан мәсилиси хәлқарани алақидар қилған муһим бир мәсилидур. Биз шәрқий түркистанда йүз бериватқан зулумға сүкүт қилмаслиқимиз керәк. Инсанийәт үчүн шәрқий түркистанниң налә-пәрядлириға қулақ салайли вә бу һәқсизлиққа қарши бирликтә күрәш қилайли”.

Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда көргәзмә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
Чанаққәлә университетида ечилған йиғинда көргәзмә. 2024-Йили 22-май, чанаққәлә.
RFA/Arslan

Биз йәнә бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн бу йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити баш катипи абдуләһәд удун билән сөһбәт елип бардуқ. Абдуләһәд удун әпәнди бу йиғинда шәрқий түркистанниң тарихи вә уйғурларниң һазир дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийити тоғрисида тохтилиш билән биргә йәнә уйғур иҗтимаий тәшкилатлириниң елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида доклат бәргәнликини билдүрди вә бу йиғинниң наһайити мәнилик вә әһмийәтлик өткәнликини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.