Хитайниң чегра һалқиған бастурушида оқуғучиларму муһим нишан қилинған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.05.14
xitay-qoli.jpg Америка хитайниң дөләт атлап уйғурларға зиянкәшлик қилғанлиқи үчүн җаза елан қилди!
Yettesu

Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити явропа вә шималий америкадики хитай оқуғучилардин хитай компартийәсигә қарши сөзлигән вә паалийәт қилғанларни һуҗум нишани қилған, уларниң хитайдики аилә әзалириға тәһдит салған. Шу арқилиқ демократийә, әркинлик, адиллиқ тәрәпдари болған оқуғучиларниң чәт әлдики актиплиқини җимиқтурмақчи болған.

1989-Йил тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән оқуғучилар намайишидин тартип хитай һөкүмити оқуғучиларни әң асаслиқ хәвп дәп тонуп кәлгән болуп, 2019-йил хоңкоңниң демократийәсини қоғдаш намайиши вә 2023-йил йүз бәргән ақ қәғәз намайишидиму оқуғучилар асаслиқ күч болуп мәйданға чиққан вә қаттиқ бастурушқа учриғаниди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 12-май күни елан қилған йеңи доклатта мундақ дейилгән: чәт әлдә оқуватқан хитай вә хоңкоңлуқ оқуғучилар хитай һөкүмити салған қорқунч, паракәндичилик вә назарәт қилиштин әнсирәп яшаватиду; чүнки хитай даирилири уларниң чәт әлләрдә туруп “сәзгүр ишлар” яки сиясий мәсилиләргә арилишишиниң алдини алмақчи болуватиду.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң чәт әл университетлиридики дөләт һалқиған бастурушлири һәққидә доклат тәйярлаш үчүн америка, әнглийә, канада, фирансийә, германийә, голландийә, белгийә вә шивейтсарийә қатарлиқ сәккиз дөләттики университетларда оқуватқан 32 хитай оқуғучини зиярәт қилған. Буниң ичидә 12 оқуғучи хоңкоңлуқ оқуғучи икән.

Бу оқуғучиларниң баянлириға қариғанда, улар өзлири туруватқан дөләттики намайишта бирлири тәрипидин сүрәткә тартилған вә из қоғлап тәқибләшкә учриған, үчтин бир қисим оқуғучиларниң хитайдики аилә әзалири сақчиларниң һуҗумиға вә тәһдитигә учриған. Бу тәһдитләр аилә әзалириниң паспортини бикар қилиш, уларни хизмитидин бошитиш, уларни өстүрүш вә пенсийә пули елиштин мәһрум қилиш, һәтта уларниң җисманий әркинликини чәкләш қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Хитай һөкүмити мушундақ васитиләр билән, оқуғучиларниң чәт әлдә туруп хитай һөкүмити яки сияситини тәнқид қилишиниң алдини алған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида ейтилишичә, зиярәтни қобул қилған оқуғучиларниң һәммиси дегүдәк хитай даирилириниң өч елишидин әнсирәп, өзиниң гәплиригә вә X, фесбок, инстаграм қатарлиқ иҗтимаий алақә суплириға йоллиған учуриға диққәт қилишқа башлиғанлиқини билдүргән. Уларниң йеримидин көпрәки қорқунч вә бесим түпәйлидин роһий сағламлиқ мәсилисигә дуч кәлгәнликини, һәтта сараң болуп қелиш вә чүшкүнлишиш хәтиридә икәнликини, пәқәт болмиғанда дохтурханида йетип давалинидиғанлиқини ейтқан. 8 Оқуғучи өзлириниң йеқин туғқанлири билән болған алақисини үзүп, уларни хитай даирилириниң һуҗумиға учраштин сақлап қалғанлиқини ейтқан. Көплигән хитай оқуғучилири пикирлири яки сиясий көз қарашлириниң хитай даирилиригә доклат қилинишидин әнсирәп, хитай савақдашлиридин йирақлишишни, ялғуз қелишни таллиған.

Униңдин башқа, зиярәтни қобул қилғанларниң йерими дегүдәк өзлириниң юртиға қайтиштин қорқидиғанлиқини, алтә оқуғучи болса, оқуғандин кейин сиясий панаһлиқ тиләштин башқа амал йоқлуқини, чүнки хитайға қайтип барса зиянкәшликкә учрайдиғанлиқини ейтқан.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай ишлири директори сара брукс (Sarah Brooks) бу һәқтә тохтилип: “бу доклатта топланған испатлар хитай вә хоңкоң һөкүмәтлириниң оқуғучиларни өйдин нәччә миң чақирим йирақлиқта болсиму җимиқтурушқа урунғанлиқини, көпинчилирини қорқунч-вәһимигә салғанлиқини көрситип бериду” дегән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин мая ваң ханим бу мәсилидики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “хитай һөкүмити қолида хитайниң паспорти болған хитайларни хитай пуқраси дәп етирап қилиду, һәтта хитай паспортни йоқ хитайларниму кимлик җәһәттин хитай дәп һесаблайду. Нурғун дөләтләрдә улар хитай һөкүмитиниң бастуруш вә контрол қилиш обйектиға айланған. Хитай һөкүмити сизгә қандақ баһа бәргән болса, сизгә шу дәриҗидә муамилә қилиду, бесим қилиду яки тәһдит салиду. Уйғурларни елип ейтсақ, уларниң әһвали техиму еғир. Хитай һөкүмити чәт әлгә чиққан уйғурларниң аилисини тутқун қилиду яки түрмигә солайду. Уларниң паспортини йеңилап бәрмәйду вә уларни панаһлиқ тилигүчиләргә айландуриду. Омумән ейтқанда, хитайдин келип башқа дөләттә туруп қалғанларниң, қолида паспорт болғанларниңму баштин кәчүридиғини тәһдит вә қорқунчтур”.

Доклатта көрситилишичә, йеқинқи йиллардин буян чәт әлдики нурғун хитай оқуғучилар хитай һөкүмитини ашкара тәнқид қилишқа қатнашқан; буниң ичидә 2022-йил 11-айда үрүмчидә от апити паҗиәси йүз бәргәндин кейин партлиған “ақ қәғәз” намайишини, 2019-йил 6-айда хоңкоңда йүз бәргән демократийәни тәләп қилиш намайишини қоллаш вә 1989-йилдики тйәнәнмен бастуруш һәрикитини хатириләш қатарлиқлар бар икән.

Мая ваң ханим хитайниң һәр заман оқуғучилар һәрикитидин қорқидиғанлиқини, чәт әлдики хитай оқуғучиларниму бу һәрикәттин чәкләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити 1989-йилдин буян демократик һәрикәтләрни кәң-көләмдә бастуруп кәлди. Чәт әлдики оқуғучиларниң демократийәни илгири сүрүш паалийәтлирини контрол қилишни күчәйтип, хитай компартийәсигә қарши авазларни һәр хил васитиләрни қоллинип җимиқтуруп кәлди; улар қолиңиздики әң яхши алақә васитиси болған интернет ториниму сизгә қарши ишлитип, торда паракәндичилик селип кәлмәктә. Улар йәнә чәт әлдики бир қисим хитайлардин пайдилинип, хитай һөкүмитигә пайдилиқ тәшвиқатларни елип бармақта. Һалбуки, чәт әлдики хитай пуқралириниң көп қисми хитай һөкүмитиниң гумандарлири һесаблиниду”.

Бу доклатта гәрчә чәт әлдики уйғур оқуғучиларниң қандақ бесим вә тәһдиткә учриғанлиқи һәққидә мәлуматлар берилмигән болсиму, хитайниң чегра һалқиған бастурушиға учраватқан уйғурлар қатарида уйғур оқуғучиларниңму барлиқи мәлум; уларниң уруқ-туғқанлири билән алақисини үзүш, вәтәнгә қайталмаслиқ, қайтип барса тутулуш хәвпи һәммидин еғир. Кишилик һоқуқ паалийәтчиси камран әһмәди 13-май күни X дә елан қилған бир видийода уйғур мәдәнийитини тонуштуруватқан уйғур оқуғучини мисал көрситип туруп, мундақ дәп язиду: “хитай компартийәсиниң меңә ююш зәһәрхәндиликиниң чеки йоқ! чәт әлдә оқуватқан бир уйғур оқуғучи өз вәтининиң ‛шәрқий түркистан‚ дегән қанунлуқ намини ишләтмәй, ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ дейишкә аран җүрәт қилған”. У буниң қандақтур аддийла бир исим мәсилиси әмәсликини, бәлки хитайниң бу милләтниң тарихини йоқ қилиш, еңи вә кимликини йоқ қилиш, мәдәнийәттә ассимилятсийә қилиш һәрикитиниң нәтиҗиси икәнликини көрсәткән.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим хитайниң чегра һалқиған бастурушиға учраш җәһәттә уйғурларниң пәвқуладдә еғир әһвалда икәнликини, хитайниң һәр хил суйиқәстлик һуҗумлириға тақабил турушта һәммәйләнниң қәйсәр вә сәгәк болуши керәкликини тәкитлиди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида, чәт әлдики оқуғучилар һәрикитиниң қандақ қилип хитай даирилириниң диққитини қозғиғанлиқи вә елип келидиған тәсири көрситилгән; хитайниң чәт әлдики пуқраларниң наразилиқини вә тәнқидини җимиқтуруш, контрол қилиш яки тосуш қилмишлириниң чегра һалқиған бастуруш икәнлики җәзмләштүрүлгән.

Һазир чәт әлдә тәхминән 900 миң хитай оқуғучи оқуватқан болуп, 2024-йилиниң бешида хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәккиз дөләттики 55 даңлиқ университетқа хәт йезип, дөләт һалқиған бастуруш хәвпигә дуч кәлгәнләрниң һоқуқини қоғдаш үчүн техиму көп ишларни қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.