Уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған чиланлар америка базирида қанунсиз сетилмақта
2022.08.31
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 28-авғуст күни “уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мевә-чивә мәһсулатлири: америкаға кириши чәкләнгән мәһсулатлар америка йемәклик дуканлирида” намлиқ мәхсус тәкшүрүш доклати елан қилған. Мәзкур доклатта, йәр шари тәминләш зәнҗиридики 20 пирсәнт қуруқ чиланниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнлики оттуриға қоюлған. Доклатта йәнә уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған 70 хил маркидин артуқ чилан мәһсулатлири американиң йемәклик дуканлирида қанунсиз сетиливатқанлиқини, буниң ичидә америка пайтәхти вашингтонниң өзидила аз дегәндә йәттә орундики асия маллири дуканлирида сетиливатқанлиқи билдүрүлгән.
Америка президенти җов байден өткән йили 12-айда имза қойған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бу йил 21-июндин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған иди. Мәзкур қанунға асасән уйғур районида ишләпчиқирилип, америкаға импорт қилинидиған һәр қандақ мәһсулатниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи йоқлиқи қайил қиларлиқ дәлилләр билән испатланмиғучә, америка таможнасида тутуп қелинатти.
Доклатта көрситилишичә, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ чилан мәһсулатлиринң аз дегәндә үч маркисниң оралмисиға “биңтуән” мәһсулатлири дәп йезилған икән. Бу ашу мәһсулатларниң америка җаза тәдбири қолланған шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни (XPCC) тәрипидин ишләпчиқирилғанлиқини көрситидикән.
Америка һөкүмити 2020-йили 31-июл күни “биңтуән” вә униң йоқури дәриҗилик икки нәпәр әмәлдариға “йәршари магнитиский қануни” бойичә җаза тәдбири қолланған болуп, америка ширкәтлириниң бу орун вә кишиләр билән һәрқандақ шәкилдә сода алақиси қилиши чәкләнгән.
Мәзкур доклатни тәйярлиған уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси нузугум сетивалди, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң бу һәқтә елан қилған баянатида мундақ дәп язған: “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларниң америка йолға қойған шунчә қаттиқ чәкләш қанунлириға қаримастин йәнила америка базарлириға кириши, кишини һәйран қалдуриду. Бу адәттики истемалчиларни еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шерик қилиду”.
Нузугум сетивалди радийомизниң мәзкур доклат һәққидики суаллириға елхәт арқилиқ җавап қайтурди. У мәзкур доклат һәққидики җаваб хетидә мундақ дәп язған: “мәзкур доклат шәрқий түркистандин кәлтүрүлгән чилан мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуш хәвпиниң юқирилиқини испатлайду. Хитай икиспорт қилған чилан мәһсулатлири асасән уйғур районида ишләпчиқирилиду һәмдә бу ишләпчиқириш җәряни ‛биңтуән‚ билән тутишиду. Дуня базиридики чилан мәсулатлириниң 20 пирсәнти уйғур районидин келиду. Тәхминән буниң 10 пирсәнти шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәккә вә кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә мәсул йерим һәрбий вә йерим ишләпчиқрииш характеридики биңтуән билән мунасивәтлик. Биз йәнә чилан ишләпчиқириш системисиниң пахта ишләпчиқириш сиситемиси билән бағлинидиғанлиқини байқидуқ. Бу чилан мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ болуш хәвпини ашуруветиду. Һазир вашингитон D.C Ниң метро җайлашқан орунлирида йәрлик йемәклик дуканлирида уйғур районидин кәлгән 70 нәччә маркилиқ чилан мәһсулатлири бар. Болупму деһқанлар маркиси (Farmer Brand), гровланд (Growland) вә биңтүән хоң (Bingtuan Hong) дегәндәк маркилар оралмисида ‛шинҗаң‚, ‛биңтуән‚ яки башқа уйғур райониға аит бәлгиләр ениқ көрситилгән”.
Доклатта дейилишичә, уйғур районида көпинчә мевиләр кәң көләмлик пахта етизлиқлирида яндаш өстүрүлидикән. Чилан көчәтлирини пахтизарлиқларниң қириға тикиш әң көп учрайдиған бирләштүрүп териш шәкли һесаблинидикән. Илгирики доклатларда пахта ишләпчиқиришниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болуш нисбити әң юқири икәнлики оттуриға қоюлған, мәзкур доклатта чилан мәһсулатлириниң пахта мәһсулатлири билән охшаш дәриҗидә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнлики илгири сүрүлгән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси питир ирвин бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “алди билән бу хил мәһсулатларниң америка базириға кериши һәқиқәтән диққәт қилишқа тегишлик. Лекин йәнә шуни исимиздин чиқармаслиқимиз керәкки, хитай шәрқи түркистанда, биңтуән дегән йәрләрдә ишләпчиқарған нурғун мәһсулатлар йәр шари тәминләш зәнҗиридә бар. Америка арқа-арқидин уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи бар болған мәһсулатларниң америка базириға керишиниң алдини елиш үчүн, башқа дөләтләр техи қолланмиған шунчә юқири үнүмлүк қанунларни йолға қойған болсиму, әмма америка базарлирида йәнила уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ чилан мәһсулатлири байқалди. Демәкчи болғиним, ундақта уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларниң өз базириға кириши техи чәкләнмигән явропа базарлирида әһвал қандақ болуватиду? биз елан қилған бу доклаттики мәзмунлар пәқәт йәр шари тәминләш зәнҗиридики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатлар һәққидики ‛муз тағниң деңиздики көрүнгән қисими‚. Демәк, биз дәватқан мәһсулатлар дуняниң һәммә йеридә бар. Шуңлашқа башқа дөләтләрниңму мәҗбурий әмгәкниң алдини алдиған қанунларни йолға қоюши муһим дәп, қараймән. Америкаға охшаш уйғур мәҗбурий әмгикигә әң күчлүк шәклидә қарши чиқиватқан дөләтниң базарлириға мушу хил мәһсулатлар керәлигән болса, дуняниң башқа йәрлиридики бу хил мәһсулатларни чәкләш һәққидә һечқандақ тәдбири йоқ дөләтләрниң базарлириға қандақ мәһсулатлар керидиғанлиқни ойлап беқиң! ?”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң доклати елан қилинғандин кейин, америка уйғур бирләшмисиниң әзалири доклатта тилға елинған районлардики асия мәһсулатлирини сатидиған дуканларға берип тәкшүрүш елип барған. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим бу һәқтә радийомизға билдүрүшичә, өзи тәкшүрүш елип барған вирҗинийә шитатидики асия дуканлирида һәқиқәтән уйғур районида ишләпчиқирилған чилан мәһсулатилирни байқиған.
Доклатта дейилишичә, хитайдин кергүзүлгән нурғун чилан мәһсулатлири торда “шинҗаң” яки “хитай” дегән катигорийәдә сетилидикән. Бәзи чилан мәһсулатлириниң түри һәққидики чүшәндүрүшлиридә йәнә уйғур районидики хотән, қағилиқ, ақсу, қумул қатарлиқ шәһәрләрниң намлириму ениқ қелип йезилған икән.
Нузугум сетивалди ханим, уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларниң америка базириға керишиниң алдини елишта қолинишқа тегишлик тәдбирләр тоғрисида сориған суалимизға мундақ җаваб язған: “америкадики парчә сатқучилар вә тәминлигүчиләр, тәминләш зәнҗирини әстайидил тәкшүрүши, униң уйғур мәҗбурий әмгикидин халий болушиға капаләтлик қилиши керәк. Америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунини толуқ вә қаттиқ иҗра қилип, таварларниң америка базириға киришини тосуш үчүн техиму көп тәдбирләни қолиниш керәк. Истемалчилар мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини қандақ пәрқләндүрүшни өгиниши һәмдә америка ширкәтлирини уйғур районидин кәлгән мәһсулатларни дуканлириға салмаслиққа агаһландуруши керәк.”
Доклатниң ахирида истемалчиларниң мәһсулат бәлгисини чоқум тәкшүрүши керәклики, әгәр оралмида “биңтуән” яки “шинҗаң” тилға елинған болса, бу мәһсулатни сатқучиға бу мәһсулатларни сетишниң “уйғур мәҗбури әмгикинң алдини елиш қануни” бойичә қанунсиз икәнликини агаһландуруши алаһидә тәвсийә қилинған.