Истанбулда уйғур яшлири үчүн тәнтәрбийә-чениқиш кулуби ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.09.07
Истанбулда уйғур яшлири үчүн тәнтәрбийә-чениқиш кулуби ечилди Истанбулда ечилған тәнтәрбийә чениқиш мәркизи.
Photo: RFA

Мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркситан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмйити тәрипидин истанбулниң уйғурлар көп олтурақлашқан сәфакөй районида тәнтәрбийә чениқиш мәркизи ечилди.

6‏-Сентәбир дүшәнбә күни бу чениқиш мәркизиниң ечилиши мурасими өткүзүлгән болуп, мурасимға истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллири вә уйғур яшлири қатнашти. Қуран кәрим тилавити билән башланған ечилиш мурасимида алди билән шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң рәиси таһир көкбайрақ сөз қилип, бу чениқиш кулубиниң ечилиш мәқсити вә униң уйғур яшлириға болған әмәлий үнүми тоғрисида тохталди.

Истанбулда ечилған тәнтәрбийә чениқиш мәркизиниң ечилиш мурасими.
Истанбулда ечилған тәнтәрбийә чениқиш мәркизиниң ечилиш мурасими.

Таһир көкбайрақ сөзидә шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийити қаримида ечилған бу чеқиниш салони, истанбулдики уйғур яшларни бир йәргә җәм қилип өз-ара тунушуш пурсити яртип беридиғанлиқи, шуниң билән биргә тәнтәрбийә саһәсидики бокс, тайландчә муштлиши вә әркин муштлишиш қатарлиқ түрләрдә бәдән чениқиш һәм мәшқ елип барғили болидиғанлиқини билдүрди.

Кейин шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктур атавуллаһ шаһяр сөз қилип, йеңидин ечилған бу чениқиш кулубини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

Доктур атавуллаһ шаһяр яшларни тәнтәрбийәгә риғбәтләндүрүп мундақ деди: “тәнтәрбийәниң мәқсити пәқәтла алтун медал елиш вә яки бир йәрдә мусабиқиға қатнишиш үчүн әмәс. Тәнтәрбийә инсан үчүн болмиса болмайдиған әң муһим бир бәдән һәрикитидур, чүнки инсан һәр заман бир һәрикәткә еһтияҗ туйиду, шу вәҗидин тәнтәрбийәни көпләп елип беришимиз һәм тән саламәтликимиз үчүн пайдилиқ һәм өзимизни техиму роһлуқ техиму күчлүк тутуш үчүн пайдилиқ. Бу бир яхши башланғуч, буниңдин кейин унми техиму кеңәйтишимиз керәк. Һәммимизгә мәлум болғандәк, сейит ночи, тохти чанбаз дегән тарихтики шу батурлиримизму тәнтәрбийәни хәлқимиз арсида кәң қанат яйдурған иди. Шуниң үчүн пүткүл хәлқимизниң уғул-қизлирини тәнтәрбийә арқилиқ чениқишқа әһмийәт беришини арзу қилимән.”

Арқидин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмйити шундақла хәлқара шәрқий түркситан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилди вә истанбулда тәнтәрбийә чениқиш кулубиниң ечилғанлиқини тәбриклиди.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә уйғур җәмийитиниң мәйли иқтисадий җәһәттә болсун, мәйли маддий җәһәттә болсун вә мәйли тән-саламәтлик җәһәттә болсун, күчлүк бир хәлқ топи бәрпа қилишқа еһтияҗи барлиқини билдүрди.

9‏-Айниң 3 ‏-күнидин 5 ‏-күнигичә түркийә җумһурийити “мойтай”, йәни тайландчә муштлишиш җәмийити истанбул шөбисиниң уюштуруши билән 3 ‏-нөвәтлик яшлар-чоңлар вә мутәхәссис тәнтәрбийәчиләрниң чимпийонлуқ талишиш мусабиқиси өткүзүлгән иди. Бу мусабиқиға шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийити тармиқидики уйғур чениқиш кулубидин 6 нәпәр уйғур маһир қатнашқан болуп, уларниң һәммиси бу мусабиқидә рәқиблирини йеңип биринчи болған иди.

Биз уйғур муштлашчиларниң мәшқавули халид атаман билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған халид атаман, бу қетимқи мусабиқидә абдуләзиз, имран қатарлиқ алтә нәпәр уйғур маһирниң һәммиси ниң рәқиблирини йеңип биринчи болғанлиқини билдүрди.

Халид атаманниң билдүрүшичә, улар истанбулниң сәфакөй вә зәйтинбурнуда ачқан чениқиш мәркәзлиридә һазир 150 әтрапида уйғур яш, мойтай, әркин муштлишиш вә бокс түрлири бойичә мәшқ елип бармақта икән.

Улар уйғур яшлирини тәнтәрбийә саһәсидә чениқтуруп кәлгүсидә түркийә вә хәлқаралиқ мусабиқиларға қатнаштуруш арқилиқ, уйғурлар мәсилисини дуняға аңлтиш вә дуня җамаийитиниң диққитини уйғурларға тартишни мәқсәт қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.