“ню-йорк вақти гезити” хитайдики камераларниң мәхсус уйғурларни пәрқләндүрүш иқтидариға игә икәнликини ашкарилиди
2019.04.15
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә лагер түзүмини йолға қоюп, 800 миңдин 2 милйонғичә болған уйғур вә башқиларни қамиғанлиқи хәлқарада күчлүк тәнқидкә учраватқан бир мәзгилдә, “ню-йорк вақти гезити” хитайдики бихәтәрлик камералири билән бирләштүрүлгән чирай пәрқләндүрүш техникасиниң мәхсус уйғурларни пәрқләндүрүш иқтидариға игә икәнликини ашкарилиди.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий кәмситиш сиясәтлириниң қайси дәриҗигә йәткәнликини йәниму ениқ ашкарилап бәргән бу мақалә елан қилинғандин кейин күчлүк инкас қозғиди.
“ню-йорк вақти гезити” бу хәвәрни хитайдики мәзкур техника билән биваситә мунасивәтлик кишиләр билән мәхпий һалда өткүзгән сөһбәтлири вә шундақла камераларда хатириләнгән санлиқ мәлуматларға асасән язған. Уларниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларни назарәт вә контрол қилиш үчүн наһайити кәң көләмлик вә мәхпий болған илғар типлиқ чирай пәрқләндүрүш техникаси қолланмақтикән. “ню-йорк вақти гезити” ниң мутәхәссисләрдин нәқил кәлтүрүшичә, бу, һазирғичә дуня миқясида бир һөкүмәтниң сүний идрак техникасини мәқсәтлик һалда ирқий кимликни пәрқләндүрүш үчүн ишләткәнликигә аит ашкариланған тунҗи вәқә болуп һесаблинидикән.
Хәвәрдә мунулар баян қилинған: “хитайдики тез сүрәттә кеңийиватқан назарәт камералири тори билән бирләштүрүлүветилгән чирай пәрқләндүрүш техникаси пәқәтла уйғурларни уларниң тәқи-турқиға қарап туруп пәрқләндүрүшни мәқсәт қилидикән вә уларниң күндилик һәрикәтлиригә аит санлиқ мәлуматларни тәтқиқат вә анализ қилиш үчүн сақлап маңидикән. Бу һәрикәт, хитайни пуқраларни көзитиш үчүн әң илғар техника ишлитиватқан вә һәтта аптоматиклаштурулған ирқчилиқтин ибарәт йеңи ераниң башламчисиға айландурди”
Бүгүн, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсон радийомизға қилған сөзидә “буниң ақивитини тәсәввур қилиш толиму қорқунчлуқ” деди. У сөзидә: “мениңчә әмди бирләшкән дөләтләр тәшкилати, бу мәсилидин әндишилиниватқан һөкүмәтләр вә барлиқ хәлқләрниң пән-техниканиң қорқунчлуқ ишлар үчүн ишлитилишиға қарши һәрикәткә өтидиған вақит кәлди, дәп қараймән. Бу пәқәт уйғурлар биләнла аяғлашмайду. Биз нурғун пулдар вә диктатор һакимийәтләрниң мушундақ техникаларни сетивелишқа йүзлиниватқанлиқини билимиз. Мениңчә кишиләр әмди раһәт уйқусидин ойғиниши керәк. Кишиләр буниң бир күнләрдә өзиниң бешиға келидиғинини чүшинип йетиши керәк. Вақит түгиди”
“ню-йорк вақти гезити” мухбириниң мушу саһәгә биваситә мунасивәтлик аз дегәндә 5 кишидин игилишичә, хитай һөкүмити мәзкур чирай пәрқләндүрүш техникасини хитайниң фуҗйән, гуаңҗу, венҗу қатарлиқ өлкә вә шәһәрлиридә ишқа селип уйғурларни издәш үчүн қолланған. Хуаңхе дәряси бойидики сәнменшия шәһиридики сақчи органлири болса аһалиләрниң арисидики уйғурларни тепип чиқиш үчүн бир ай ичидә 500 миң адәм чирайини сиканирлиған икән.
Мақалидә баян қилинишичә, 2018-йилиниң бешидила хитайда аз дегәндә 16 өлкиниң сақчи органлири бу техникани ишлитишни башлиған. Мәсилән, шәнши өлкисидики сақчи органлири әқиллиқ камера системилириниң мәхсус уйғурлар вә уйғур болмиғанларни айриш иқтидариға игә болуши керәкликини тәләп қилған. Бәзи сақчи органлири вә техника ширкәтлири гәрчә бу техникани “аз санлиқ милләтләрни пәрқләндүрүш” дәп атисиму әмма аз дегәндә 3 киши мухбирға буниң пәқәт уйғур дегәнниң башқичә атилиши икәнликини ейтип бәргән. Йәнә 2 киши “ню-йорк вақти гезити” мухбириға уйғурларни назарәт қилиш техникасиниң һазир пүтүн мәмликәт миқясиға кеңәйгәнликини, һәтта бир дөләт дәриҗилик санлиқ мәлумат амбирида уйғур аптоном районидин чиқип кәткән уйғурларниң чирайиға аит санлиқ мәлуматлар барлиқини ейтип бәргән.
Америкадики “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим бу һәқтә тохталғанда юқириқидәк пән-техникаларға мәбләғ селиватқанлар яки һәссә қошуватқанларға диққәт қилишни тәкитлиди. У сөзидә: “уйғурларға қарита йүз бериватқан бу әһваллар мениңчә толиму қорқунчлуқ. Бу әһвал, америка вә ғәрб әллиридики пән-техника ширкәтлириниң вә шундақла тәтқиқатчиларниң хитай билән һәмкарлашқанда уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишқа шерик болуп қалмаслиққа алаһидә диққәт қилиши керәкликидин ибарәт әхлақий принсипни тәкитләшниң йәниму зөрүрлүкини көрсәтмәктә. Америка һөкүмити мушундақ ширкәт вә тәтқиқатчиларға бәлгилик җаза тәдбири қоюшни җиддий ойлишиши керәк” дегәнләрни әскәртти.
“ню-йорк вақти гезити” ниң йезишичә, гәрчә демократик дөләтләр бундақ техникаларниң ишлитилишини қанун вә өлчәмләр арқилиқ контрол қилип келиватқан болсиму, әмма кишиләрни рәңгигә, ирқиға қарап пәрқләндүрүш һазирқи техника тәрәққияти билән интайин асанлашқан. Болупму бу саһәдә паалийәт қиливатқан хитай техника ширкәтлири өз мәһсулатлирини “сәзгүр кишиләр гурупписини байқиялайду” дәп базарға салмақтикән. Улар һәтта хәлқараға йүзлинишни пиланлимақтикән. Хитайниң “члоудвалк” ширкити һәтта өз тор бетидә камералирини “әгәр бир мәһәллидә әслидә бир уйғур болса вә кейин 20 күн ичидә 6 уйғур бу мәһәллидә көрүнгән болса дәрһал сақчи органлириға сигнал бериду” дәп язған.
Софи ричардсон ханим радийомизға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң бундақ назарәт системилирини аллиқачан башқа диктатор һакимийәтләргә експорт қиливатқанлиқини әскәртип: “мениңчә кишиләр өзлириниң қандақ бир келәчәктә яшайдиғанлиқиға қарар қилидиған вақит кәлди” деди.