Үрүмчидики алақидар хадим: қой вә кала гөши сетишни тохтитишниң сәвәбини билимән, әмма дәп берәлмәймән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.07.29
qoy-kala-goshi-cheklesh-choshqa-setish.jpg Үрүмчи шәһириниң тәңритағ районлуқ сода идариси чиқарған җиддий уқтуруши. 2020-Йили июл.
Photo: RFA

Үрүмчи шәһириниң тәңритағ районлуқ сода идариси мушу айниң 25-күни чиқарған бир җиддий уқтурушда бир түркүм йемәк-ичмәк базарлириниң орни йөткәлгәнлики баян қилиниш билән бирликтә искилаттики қой-кала гөшлирини сетишниң вақитлиқ тохтитилғанлиқи алаһидә уқтурулған. Бу уқтурушта искилаттики чошқа вә тоху гөшини давамлиқ сетишқа болидиғанлиқи әскәртилгән. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида, торларда тарқалған мәзкур уқтурушниң һөкүмәт уқтуруши икәнлики дәлилләнди; әмма уқтурушта исми тилға елинған хадимлар, қой вә кала гөшини сетишниң немә үчүн тохтитилғанлиқи һәққидә изаһат берәлмиди.

Өткән һәптә торларда тарқалған, үрүмчи шәһәрлик тәңритағ районлуқ сода идарисигә аит икәнлики қәйт қилинған бир җиддий уқтурушта йемәк-ичмәк саһәсидики тиҗарәт орунлириға төт түрлүк буйруқ чүшүрүлгән. Буйруқниң иккиси бир қисим йемәк-ичмәк базарлириниң орни йөткәлгәнлики һәққидә, үчинчиси, мал баһасини өстүрүвалмаслиқ һәққидә; 4 ‏-си болса искилаттики қой вә кала-гөшлирини сетишни вақтинчә тохтитиш һәққидә чиқирилған. Бу уқтуруш үрүмчидә таҗсиман вирус сәвәблик иккинчи қетимлиқ қамал йолға қоюлуватқан мәзгилдә чүшүрүлгәнлики үчүн, мәзкур буйруқ бәзи көзәткүчиләр тәрипидин, қамал мәзгилидики чарә-тәдбирләрниң бир қисми болуши мумкин дәп қаралмақта. Әмма қой вә кала гөши сетишниң чәкләнгәнлики һәққидики бу буйруқта, тоху вә чошқа гөшини сетишни давамлаштурушқа болидиғанлиқи әскәртилгәнлики үчүн, бу уқтурушниң райондики милләтләр сиясити йәни ассимилятсийә сиясити вә аталмиш диний әсәбийликкә қарши һәрикәтниң бир парчиси икәнлики еһтималлиқиму пәрәз қилинмақта.

Мәзкур уқтурушта, 4 йемәк-ичмәк базириға мәсул 4 хадимниң исим вә телефон номурлири берилгән. Телефонимизни қобул қилған чен җйәнмин исимлик хадим телефонимизниң түркийәдин урулғанлиқини сәвәб көрситип соаллиримизға җава беришни рәт қилди. Әмма у бу ашкара уқтуруш һәққидә чәтәлдин кәлгән телефонға җаваб беришкә немә үчүн болмайдиғанлиқиға изаһат бәрмиди.

Уқтурушта берилгән номурларниң нормал бағлиниши вә исми аталған хадимларниң телефонни қобул қилиши тәңритағ районлуқ сода идариси намидики мәзкур уқтурушниң рәсмий уқтуруш икәнликини дәлиллиди. Биз телефон зияритимиз давамида, мәзкур хадимлардин нуқтилиқ һалда искилаттики қой вә кала гөшини сетишниң чәкләнгән яки чәкләнмигәнликини соридуқ. Уқтурушта исми ваң җиңли дәп аталған киши, дәсләптә қой вә кала гөши сетишниң чәкләнмигәнлики, пәқәт импорт қилинғанлириниңла сетиштин тохтитилғанлиқини баян қилди. Биз униңдин, “ундақта, йәрликтә йетиштүрлгән яки сақланған қой-кала гөшлирини сетишқа боламду ?” дәп соридуқ. Бу хадим бу һәқтики соалимизға ениқ шәкилдә җаваб берәлмиди. Биз униңдин тәкрар һалда қой-кала гөши сетишниң вақитлиқ тохтитилғанлиқи вә яки бирақла чәкләнгәнликини соридуқ. У бу соалғиму нәқ вә удул җаваб бериштин өзини қачурди. Биз давамлиқ сориғандин кейин, у өзиниң бу һәқтә мәлумат барлиқи, әмма җаваб беришкә җасарәт қилалмайдиғанлиқини ашкара баян қилди. Җиддий дәп тарқитилған бу уқтуруштики мәзмунлар һәққидә хадимларниң ениқ вә тәпсилий җаваб берәлмәслики, бәзи көзәткүчиләрниң гуманлириниң асассиз әмәсликини көрсәтмәктә. Җәвлан ширмәмәт, бу буйруқниң “уйғурларни қурбан һейт мәзгилидә өрп адәтлири бойичә яшашқа амалсиз қалдуруш урунуши” икәнликини тәкитләйду.

Илгирики ениқлашлиримиз давамида, қәшқәр йеңишәһәрниң әрмудун йезисиға хизмәткә чүшкән бир хадим, өзлириниң бу йезидики аһалиларға йемәк-ичмәк мәсилисидә һалал-һарамни айримаслиққа тәшвиқ қиливатқанлиқини баян қилған вә бу хизмәт гурупписи үчүн шәншидин хитай ашпәз тәклип қилинғанлиқини баян қилиш арқилиқ өзлириниң һалал-һарамни айримаслиқта аһалиләргә үлгә болуватқанлиқини ишарәтлигәниди. Униңдин илгири телефонимизни қобул қилған хотәндики бир актип кәнт секритариму, өзиниң алдиға чошқа гөши келип қалса, уни йейишни рәт қилмайдиғанлиқини баян қилғаниди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида үрүмчи тәңритағ районлуқ һөкүмәт хадимлириниң искилаттики қой вә кала гөши сетишни тохтитишиға изаһат берәлмигәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.