“3-нөвәтлик уйғур яшлирини тәрбийәләш дала паалийити” дә миллий кимликини тонуш мәркизий тема болди
2024.08.30
Язлиқ тәтил мунасивити билән мәркизи истанбулдики “сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи” вә “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң ортақ саһибханилиқида 8-айниң 24-күнидин 31-күнигичә түркийәниң боло шәһиридики гүзәл мәнзирилик тағлиқ районда “3-нөвәтлик шәрқий түркистан йеңи әвлад яшлар дала паалийити” темисида уйғур оғул яш-өсмүрлири үчүн мәхсус дала паалийити өткүзүлди.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн “сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң тәлим-тәрбийә мәркизи” ниң мудири алимҗан сабирли билән сөһбәтләштуқ. Зияритимизни қобул қилған алимҗан сабирли әпәндиниң билдүрүшичә, 12 яштин 24 яшқичә болған арилиқтики уйғур яш өсмүрлири қатнашқан бу қетимқи дала паалийити яш-өсмүрләрниң йешиға асасән икки гуруппиға бөлүп орунлаштурулған. Һәр бир гуруппа үчүн үч күнлүктин толуқ паалийәт орунлаштурулған болуп, берип-келиш вақти билән қошқанда җәмий сәккиз күн давамлашқан. Икки гуруппида 80 дин җәмий 160 уйғур яш бар болуп, оттура мәктәптә оқуйдиған яш-өсмүрләр гурупписиниң дала паалийити 8-айниң 24-күнидин 27-күнигә давамлашқан. Иккинчи гуруппа болған толуқ оттура вә университет оқуғучилириниң паалийитини 8-айниң 27-күнидин 31-күнигичә орунлаштурулған.
Алимҗан сабирли әпәнди бу паалийәтни уюштуруштики мәқсәт тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түркийәдә муһаҗирәттә яшаватқан вә һәр хил саһәләрдә оқуватқан, шундақла охшимиған районларда туруватқан уйғур оқуғучиларниң бир-бири билән өзара тонушуш, қериндашлиқ меһир-муһәббәтни ашуруш, шуниң билән биргә һәм яшларниң кәлгүсидики шәрқий түркистан дәваси һәққидики мәҗбурийәтлирини әслитиш мәқситидә бу паалийәт орунлаштурулди”.
Алимҗан сабирлиниң билдүрүшичә бу паалийәткә уйғур вә түрк тәтқиқатчилар, университет оқутқучилири вә иҗтимаий тәшкилат мәсуллири алаһидә тәклип қилинған. Шуниңдәк яшларниң өзлирини тәрәққий қилдуруш вә миллий кимликини тонуш тоғрисида тәрбийә характерлик һәр хил лексийәләр берилгән.
Биз йәнә бу паалийәткә мәсул болуп яшларни йетәкләватқан “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити җәмийити” ниң идарә һәйәт әзаси мәрдан уйғур билән сөһбәтләштуқ. Мәрдан уйғурниң билдүрүшичә, уйғур яшларниң дала паалийити үчүн сәһәрдә орманлиқта йүгүрүп бәдән чениқтуруш, шундақла оқя етиш, челишиш, арғамча тартишиш вә путбол мусабиқиси ойнаш дегәндәк һәр хил паалийәтләр уюштурулған.
Мәрдан уйғурниң билдүрүшичә, бу паалийәткә қатнашқан уйғур яш-өсмүрлириниң көпинчиси наһайити қизғин кәйпиятқа чөмгән болуп, бәзиләр паалийәт вақти тошқандин кейин қайтишни халимай дала паалийитиниң вақтини узартишни тәләп қилған. Йәнә бәзиләр болса дала паалийитини йилда бир қетим әмәс, йилда икки қетим уюштурушни тәләп қилған.
Ундақта бу қетимқи паалийәткә иштирак қилған яш-өсмүрләр бу һәқтә немиләрни һес қилди?
Бу йил 15 яшқа киргән уйғур өсмүр еһсан паалийәтниң яхши өтүватқанлиқини, тағлиқ вә орманлиқ районда тәбиәттин һузур еливатқанлиқини тилға алди.
Уйғур яшлиридин абдуллаһму бу қетимқи паалийәттин алаһидә зоқ алғанларниң бири. У зияритимиз җәрянида бу қетимқи дала паалийитидә һәр күни йеңи йеңи паалийәтләргә қатнишиватқанлиқини, тәбиәттә торсизму яшиғили болидиғанлиқини өз көзи билән көргәнликини ипадилиди.
Мәлум болушичә, мушу хилдики коллектип паалийәтләр һәрқачан муһаҗирәттики уйғур яшлириниң өз кимликини тонуши вә бу һәқтики чүшәнчисиниң ешип беришида түрткилик рол ойнайду, дәп қариливатқан болуп, қизиқарлиқ вә җәлпкар болуштәк алаһидилики билән алқишқа еришип кәлмәктә.