Әхмәт давутоғлу: “партийәмиз хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилиду”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.03.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Exmet-Dawutoghlu-we-Rehime-Mehmut-1.jpg Түркийә “келәчәк” партийәсиниң рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу, д у қ лондон ишханисиниң мудири, уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханимни қобул қилди. 2023-Йили 28-феврал, әнқәрә, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә қурулған күндин тартип уйғурларни қоллап келиватқан өктичи партийәләрдин бири болған “келәчәк” партийәсиниң рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу 28-феврал күни чүштин кейин дуня уйғур қурултийиниң лондондики ишханисиниң мудири, уйғур паалийәтчи рәһимә мәхмут ханимни партийәсиниң мәркизидә қобул қилди. У рәһимә мәхмут ханимға өз партийәсиниң бундин кейин уйғур мәсилисигә техиму бәкрәк көңүл бөлидиғанлиқини, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүвтқан сияситини һәр даим һәр йәрдә уйғур қирғинчилиқи дәп атап келиватқанлиқини ейтқан.

Арқидин рәһимә мәхмут ханим сөз елип, “келәчәк” партийәсиниң уйғур мәсилисини изчил һалда күнтәртипкә елип кәлгәнликигә дуня уйғур қурултийи намидин рәһмәт ейтқан. Андин кейин, һазир хитайда уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини, бу мәсилигә бәзи явропалиқлар виҗданий вә әхлақий җәһәттин, мәсилән, хиристиян җамаити билән йәһудий җамаити вә бир қисим ғәрбликләрниң өзлириниң иҗтимаий қиммәт қариши җәһәттин бу мәсилигә қараватқанлиқини, шуңа шәрқий түркистан мәсилисиниң мусулман вә түрк хәлқиниңму мәсилисигә айлиниши керәкликини тәкитлигән. У, сөзидә шәрқий түркистан мәсилисиниң инсанлиқ мәсилиси болуши керәкликини, чүнки уйғурлар тарихта дуня мәдәнийитигә зор төһпә қошқан бир хәлқ икәнликини тәкитлигән.

“келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлчуқ өздағ вә башқа партийә рәһбәрлириму қобул қилишқа қатнашти.

“келәчәк” партийәсиниң рәиси әхмәт давутоғлуниң қобул қилиши ахирлашқандин кейин, биз микрофонимизни рәһимә мәхмут ханимға узаттуқ. У әхмәт давутоғлуниң уйғур мәсилисини әң яхши билидиған бир сиясәтчи икәнликини, “келәчәк” партийәси қурулғандин тартип изчил һалда уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип келиватқанлиқини, бу учришишта өзиниң униңға икки тәләпни оттуриға қойғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “мән бу партийәгә икки тәләпни оттуриға қойдум. Биринчиси ‛келәчәк‚ партийәси сайламда сайлансун яки сайланмисун, бир сиясий партийә сүпитидә хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, һеч болмиса хитай инсанийәткә қарши җинайәт елип бериватиду дәп дуняға җакарлишини тәләп қилдим. Түркийә немиләрни қилип бериши керәк? дегән соалға хитайниң һазир уйғур мәдинийитини пүтүнләй йоқ қилишқа тиришиватқанлиқини, уйғурларға хас болған тил, диний-етиқад, өрп-адәтлири йоқитишқа тиришиватқанлиқини, бундақ бир пәйттә түркийә һөкүмити вә келәчәк партийәсиниң уйғур мәдинийитини қоғдап қалидиған иш пиланлири түзүп чиқишиниң муһимлиқини оттуриға қойдум.”

Рәһимә мәхмут ханимниң тәләплиригә җаваб бәргән әхмәт давутоғлу әпәнди, “келәчәк” партийәсиниң һәр даим һәр йәрдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атап келиватқанлиқини тәкитлигәнликини ейтқан.

“келәчәк” партийәси рәиси әхмәт давутоғлу рәһимә мәхмут ханимдин әнгилийәниң уйғур сиясити тоғрисидиму мәлумат игилигән. Рәһимә мәхмут ханим бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.

“келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлҗуқ өздағ әпәнди рәһимә мәхмут билән елип барған учришиш тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “партийәмизниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң лондондики ишханисиниң мәсули рәһимә мәхмут билән елип барған учришишида, өзи түркийәниң баш министири вә ташқи ишлар министири вәзиписи өтигәндә уйғур түрклири үчүн қилған хизмәтлири тоғрисида мәлумат бәрди һәм түркийә һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи тоғрисида хитайға бесим ишлитиши керәкликини билдүрди. Шундақла 5-айда өткүзүлидиған сайламда утуп чиқип һакимийәт бешиға кәлсәк, шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқимизни ейтти. Биз ‛келәчәк‚ партийәси һәр даим һәр йәрдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп атап келиватимиз.”

“келәчәк” партийәси 2019-йили 12-айниң 12-күни адаләт вә тәрәққият партийәсидин айрилип чиққан бир гуруппа сиясәтчиләр тәрипидин қурулған партийәдур. Бу партийә қурулуп, қисқиғинә вақит ичидә көп қетим уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қойған вә түркийә һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилған. Бу партийә йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири вә башқа уйғур тәшкилатлирниң мәсуллирини қобул қилип, йиғинлар чақирип, партийәсиниң уйғур сияситини турғузушқа тиришчанлиқ көрсәтмәктә. Әхмәт давутоғлу болса түркийә ташқий ишлар министири вә түркийә баш министири қатарлиқ вәзипиләрни өтигәндә, икки қетим уйғур диярини зиярәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.