DeepSeek Ни чәкләш бойичә қанун лайиһәсиниң тонуштурулуши америка-хитай мунасивитигә қандақ тәсир көрситиду?
2025.02.14

Мутәхәссисләр, хитайниң йеңидин базарға салған “терән тинтиш” (DeepSeek) намлиқ сүний әқил әпини бихәтәрлик вә пикир әркинлики қатарлиқ нурғун җәһәтләрдин зор тәһдит дәп қарап, авамни уни ишлитиштин һәзәр әйләшкә чақирмақта. Һәрқайси ахбарат васитилиридә бу сүний әқил әпи һәққидә түрлүк тәнқид вә ғулғула пәйда болуватқан бир пәйттә, америка дөләт мәҗлис әзалири DeepSeek ни һөкүмәт әслиһәлиридин чәкләш үчүн қанун лайиһәси тонуштурған.
“NBC хәвәрләр” ториниң өткән һәптидики хәвиригә қариғанда, америка авам палата әзаси вә дөләт мәҗлисиниң дөләт хәвпсизлики комитети әзаси дерин лахуд (Darin LaHood) вә авам палата әзаси җош готхаймер (Josh Gottheimer) DeepSeek ниң һөкүмәт әслиһәлиридә қоллинилишини чәкләш үчүн мәхсус бир қанун лайиһәси тонуштурған. Дерин лахуд дөләт мәҗлиси тор бетидә елан қилинған бу һәқтики баянатида, DeepSeek ширкитиниң хитай компартийәсигә четишлиқ ширкәт икәнликини тилға елип, “униң америкаға елип келидиған дөләт хәвпсизлики тәһдитигә сәл қарашқа болмайду” дегән. Бу тоғрулуқ авам палата әзаси готтеймер сөз қилип мундақ дегән: “биз хитай компартийәсиниң DeepSeek арқилиқ америка пуқралириниң сәзгүр санлиқ мәлуматлирини оғрилиғанлиқиға аит кишини әндишигә салидиған пакитларға игә болдуқ”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханисиниң мудири һенрик шаҗивиски бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, мундақ деди:
“мениңчә, кишини әндишиләндүридиғини шуки, DeepSeek сүний әқил әпи қолланғучиларниң санлиқ мәлуматлирини игиләп, андин уни хитай көчмә хәвәрлишиш ширкити билән ортақлишалайду. У дөләт игидарчилиқидики ширкәт болуп, америкада чәкләнгән. Наһайити рошәнки, бу дөләт хәвпсизлик мәсилиси болуп һесаблиниду. Һазир башқа дөләтләр Deep Seek ни чәклиди вә чәкләватиду. Болупму корейә, италийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләрдә уни һөкүмәт үскүнилиридә ишлитишни чәклиди. Шуңа мениңчә, бу йәрдә нәзәрдә тутулған муһим мәсилә, дөләт хәвпсизлик мәсилисидур”.
Чикаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати вә анализчи тең бяв, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң хитайниң бу сүний әқил әпини чәкләш қанун лайиһәсини тонуштурушиға сәвәб болған амиллар һәққидә өз пикирлирини баян қилип өтти:
“униң бихәтәрлик җәһәттә нурғун йочуқлири бар, чүнки униң лайиһәлинишидин қариғанда, бу әп қолланғучиларға алаһидә еғир бихәтәрлик хәвпи елип келиду. Бу әп йәнә абонтларниң шәхсий учурлири, шәхсий мәхпийәтлики, дөләт хәвпсизлики вә техника бихәтәрлики қатарлиқ җәһәтләрдә зор тәһдит елип келиду. У бир қисим абонтларниң санлиқ мәлуматлирини хитайға йәткүзүп бериду. Уни хитайдики бәлгилик ширкәтләр вә хитай һөкүмити контрол қилиду. Униңда дөләт хәвпсизлики вә дөләт мәхпийәтликини өз ичигә алған бир қисим био-техника, һәтта биологийәлик қорал ишләпчиқириш қатарлиқларға мунасивәтлик учурларниң ашкарилинип кетиш хәвпи йүз бериду. Шуниң билән бир вақитта, у йәнә хитай һөкүмитиниң һәр хил сиясий тәшвиқатлар арқилиқ, меңә ююш үчүн ишлитилиду. Шуңа бу әп дуняниң һәрқайси җайлиридики абонтлар үчүнму хәтәрлик.”
Дәрвәқә, бу һәқтики хәвәрдә ейтилишичә, санлиқ мәлумат қоғдаш вә тор бихәтәрлики билән шуғуллинидиған Feroot намлиқ тор бихәтәрлик ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари иван тсариннийн, DeepSeek сүний әқил параңлишиш деталида ғәрәзлик йошурун код барлиқини оттуриға қойған. Шуниңдәк, бу сүний әқил әпини тәкшүргәндә униң абонтларға даир учурларни америкада чәкләнгән вә хитайниң дөләт игидарчилиқидики хитай көчмә хәвәрлишиш ширкитигә йоллиялайдиғанлиқиниң мәлум болғанлиқини билдүргән.
Шивейтсарийә дөләтлик телеком ширкитиниң булут техника мәслиһәтчиси доктор абдушүкүр абдурешит, DeepSeek сүний әқил әпиниң бихәтәрлики һәққидә сөз болғанда, униң техникилиқ алаһидиликлири, қоллинилиш шәкли вә хәвплири тоғрулуқ тәпсилий чүшәнчә берип өтти. У сөзидә, DeepSeek сүний әқил әпидә қоллинилидиған мәзмунларниң хитай һөкүмити тәрипидин қандақ шәкилдә контрол қилинидиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Абдушүкүр абдурешит йәнә, һазир дуняниң һәр қайси җайлирида күчлүк диққәт қозғаватқан DeepSeek сүний әқил әпини қолланғанда, кишиләр диққәт қилишқа тегишлик нуқтилар һәққидә изаһат берип өтти.
Мутәхәссисләр нөвәттә, DeepSeek сүний әқил әпини қолланғучиларниң өзлириниң сәзгүр шәхсий санлиқ мәлуматлири, малийә учурлири, сода мәхпийәтлики вә сақлиқни сақлашқа аит учурлирини униңға киргүзүштин еһтият қилишни җиддий агаһландурмақта. Ваһаләнки бәзи мутәхәссисләр, бу әпниң йәнә пикир әркинликигиму зор тәһдит икәнлики тәкитлиниватқан бир пәйттә, америка дөләт мәҗлис әзалириниң DeepSeek ни һөкүмәт әслиһәлиридин чәкләш үчүн қанун лайиһәсини тонуштуруши, америка-хитай мунасивитигә мәлум тәсирләрни пәйда қилиду, дәп қаримақта.
Һенрик шаҗивиски бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “мәлум болғинидәк, һазир америка билән хитай оттурисида сода уруши болуватиду. Бу сода урушиниң бир тәрипи әлвәттә техника. Биз TikTok ниң санлиқ мәлуматни қандақ башқуридиғанлиқиға болған әндишидин униң қандақ нишанланғанлиқини көрдуқ. Шуңа мениңчә техника американиң хитай билән риқабәтлишидиған бир саһәси болуши ениқ. Хитай һәр вақиттикидәк бу мәсилидә техникини сиясийлаштурмаслиқ керәкликини оттуриға қоймақта, әмма улар бу йолдин аллибурун өтүп болди, дәп қараймән.”
Тең бявниң қаришичә, америка дөләт мәҗлис әзалириниң DeepSeek ни һөкүмәт әслиһәлиридин чәкләш үчүн қанун лайиһәси тонуштуруши, америка-хитай мунасивитини начарлаштуридиған йеңи бир өрнәк болидикән:
“омумий муһит вә вәзийәт нуқтисидин ейтқанда, хәлқара җәмийәтниң хитайға тутқан позитсийәси вә сияситидә чоңқур өзгиришләр болди. Бу өзгиришләрни өзгәртиш тәс. Башқичә ейтқанда, мәйли DeepSeek ни чәкләш тоғрисида қанун лайиһәсиниң бар-йоқлуқидин қәтийнәзәр, гәрчә киризисларни контрол қилиш үчүн бәзи тиришчанлиқлар болуватқан болсиму, әмма америка-хитай мунасивити пәскойға йүзлинип, бара-бара начарлашмақта. Мәйли иқтисад, сода, техника, вә дипломатийә қатарлиқ тәрәпләрдә болсун, қаршилишиш вә тоқунушлар күнсери көпәймәктә. Шуңлашқа, бу қанун лайиһәсиниң тонуштурулуши, хәлқара чоң муһитта икки дөләт мунасивитиниң начарлишиватқанлиқиниң йәнә бир йеңи мисалидур.”
Әнглийәдә чиқидиған “мустәқиллиқ” гезитиниң 12-феврал елан қилған бир хәвиригә қариғанда, DeepSeek қисқа вақит ичидә пүтүн дуня миқясида 3 милйон қетимдин артуқ чүшүрүлгән. Һалбуки, бу сүний әқил әпи хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан зораванлиқ сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә соралған соалларға тамамән хитайниң тәшвиқат йөнилишигә асасән җаваб берип, хитайниң җинайитини инкар қилған, йошурған яки бурмилиған. Нөвәттә мутәхәссисләр, хитай компартийәсиниң күчлүк тәшвиқат қоралиға айланған DeepSeek ниң хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуридиған қоралға айланғанлиқини илгири сүрмәктә.