Йеңисарлиқ деһқан абдушүкүр өмер 7 пәрзәнтлик болғанлиқи үчүн 7 йил кесилгән

Мухбиримиз меһрибан
2020.04.23
Abdushukur-Omer.jpg 7 Пәрзәнтлик болғини үчүн 7 йил кесилгән йеңисарлиқ деһқан абдушүкүр өмәрниң оғли билән чүшкән сүрәт. (Вақти ениқ әмәс)
Xatip Sultan teminligen

Түркийәдә йәрлишип қалған хатип султан әпәнди 22-апрел радийомиз зияритини қобул қилип, юртидики туғқанлиридин 14 кишиниң тутқун қилинип түрмигә қамалғанлиқини билдүргән иди.

Сөһбәт җәрянида хатип султан әпәнди туғқанлириниң тутқун қилиниш сәвәби һәмдә уларға артилған аталмиш “җинайәт” ләр һәққидә өзи игилигән бир қисим әһвалларни баян қилди.

Униң билдүрүшичә, хитай даирилири тәрипидин қамақ җазаси һөкүм қилинған туғқанлиридин нәврә акиси абдушүкүр өмәр 61 яшлиқ деһқан икән. Даириләр абдушүкүр өмәр билән униң аяли бухәлчәм савутқа “пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилип көп пәрзәнтлик болған, һашар әмгикидин қачқан, йезилиқ һөкүмәтниң рухситисиз яқа юртларда тиҗарәт қилған…” дегәндәк баһанә-сәвәбләрни уларниң аталмиш “җинайити” қилип көрсәткән.

23-Апрел күни бу аилиниң башқа әзалиридин зөһрә ханимму зияритимизни қобул қилип абдушүкүр өмәр вә униң аяли бухәлчәм савут һәққидә өзи билидиған әһвалларни баян қилди.

Зөһрә ханимниң билдүрүшичә, лагер ичидила 7 йиллиқ вә 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған йеңисарлиқ деһқан абдушүкүр өмәр вә униң аяли бухәлчәм савут 2016-йили көз пәслидә алди билән үрүмчидики бәйгә мәйдани базиридин юрти йеңисарға қоғланған икән. Бирнәччә айдин кейин даириләр уларни тутқун қилип, йеңисардики лагерға қамиған. Улар үстидин лагер ичидила сот һөкүми елан қилған. Йеңисардики туғқанлириниң үндидар арқилиқ билдүрүшичә, даириләр бу бир җүп әр-аялға “2000-йилларниң дәсләпки мәзгилидә йеңисардин 3 балисини елип үрүмчигә кәткән. Үрүмчидә пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилип, нормидин артуқ 4 пәрзәнтлик болған,” дегәндәк бир қатар сәвәбләрни “җинайи пакит” қилип әйиблигән.

Хатип султан әпәнди йәнә тутқундики туғқанлири ичидә 25 йиллиқ еғир қамақ җазаси берилгән нәврә сиңлиси, 26 яшлиқ бумәрйәм худабәрди, униң ери 30 яшлиқ абдукерим мамут вә җеҗяңниң йиву шәһиридә тутқун қилинғандин буян һечқандақ хәвирини алалмиған иниси мәмәтели һәққидиму мәлумат бәрди.

Хатип әпәндиниң билдүрүшичә, униң җеҗяңниң йиву шәһиридин тутқун қилинған иниси мәмәтели сабирниң аяли айзөһрә нөвәттә түркийәдә оқумақтикән.

Айзөһрә ханимму 23-апрел радийомиз зияритини қобул қилди.

Униң билдүрүшичә, у мәмәтели билән 2014-йили үрүмчидә той қилған икән. Айзөһрә ханим 2016-йили оқуш билән түркийәгә кәлгәндин кейин дәсләпки чағларда йиву шәһиридә тиҗарәт қиливатқан ери мәмәтели билән нормал телефон алақисини давамлаштурған. Әмма 2017-йили 10-айда ери билән болған телефон алақиси туюқсиз үзүлгән. Кейин сүрүштүрүш арқилиқ униң йиву шәһиридин тутқун қилинип, қәшқәргә елип кетилгәнликини билгән.

Ери мәмәтели сабирниң қанчә йиллиқ кесилгәнлики вә немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи һәққидә һөкүмәт даирилиридин учур алалмиғанлиқини билдүргән айзөһрә ханим ериниң тутқун қилинишиға униң кичикидә диний тәлим алғанлиқи, үрүмчидики “сада” намлиқ әрәб тили курсида бир йил оқуғанлиқи вә түркийәдики туғқанлири билән телефон алақисида болғанлиқи қатарлиқлар сәвәб болған болуши мумкинликини билдүрди.

Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.