Саяһәт сәнити: хитайниң уйғурларға қарши күриши һәққидә сөһбәт (1)

Мухбиримиз әзиз
2019.08.29
darren-byler-yighin.jpg Вашингтон дөләтлик университетиниң лектори, йетиливатқан уйғуршунас дәрен байлер.
Photo: RFA

Явропа вә башқа җайларда “ислам вәһимиси” ниң сайилири көзгә челиқиватқан, американиң җәнубий қисмида қанунсиз һалда америка чеграсидин өтүшкә урунуватқан мексикалиқларниң тутқун қилиниши ахбарат сәһипилиридин йәр еливатқанда уйғур дияридики “ислам әсәбийликигә қарши туруш” намида давам қиливатқан сиясий һәрикәтләрниң дуняви еқимдики бу һадисиләр билән қандақ бағлиниши барлиқи ғәрб дунясидики бир қисим кишиләрни қизиқтуриватлиқи мәлум. Әнә шу әһвални көздә тутуп австралийәдики даңлиқ ахбарат васитилириниң бири болған “хушка хәвәрлири” доктор дәррин байлер билән бир йерим саәтлик радио сөһбити өткүзди.

Вашингтон дөләтлик университетиниң лектори, йетиливатқан уйғуршунас дәрен байлер уйғур дияридики сиясий бастурушниң боран-чапқунлири башлиниватқан вақитта уйғур җәмийитини тәкшүрүш үчүн ашу маканға аяқ басқан ғәрб алимлириниң ахирқиси һесаблиниду. У бу қетимқи сөһбәтниң әзиз меһмини болуш сүпити билән дәсләп болуп уйғурлар һәққидә қисқичә чүшәнчә беришкә тәклип қилинди. 

Дәррин байлер уйғурларниң қандақ хәлқ икәнлики һәмдә уларниң оттура асия вә хитай иқлими билән қандақ мунасивәттә икәнлики һәққидә сөз қилип мундақ деди: “уйғурлар һазир хитайниң ғәрбий шимали қисмида яшаватқан, 11-12 милйончә нопусқа игә бир түркий хәлқ. Улар түркий тилда сөзлишиду. Уйғурларниң ислам динини қобул қилип мусулман болғиниға аз дегәндиму миң йил болди. Уйғурларниң әҗдадлири болса мушу районниң йәрлик аһалисидур. Бу тарих миладидин бурунқи 2-әсиргичә болған тарихий дәврләргичә берип йетиду. Шу вақитларда мушу районда сак, тохри, соғди қатарлиқ қәдимий хәлқләр биргә яшиған. Бир бөлүк уйғурлар милади 9-әсирдә моңғулийә яйлиқидин бу җайға көчүп келип, һазирқи турпан әтрапида маканлашқан. Пүткүл райондики хәлқниң һазирқи нами болған ‛уйғур‚ сөзи болса әнә шу уйғурларниң намидин кәлгән. Қисқичә қилип ейтқанда уйғурлар мушу районниң һәқиқий йәрлик аһалисидур. Улар өзлириниң узақ өтмүш тарихида түркий тиллиқ қовмлар вә иран тиллиқ аһалиләр билән мәдәнийәт алақисидә болуп кәлгән. Шу сәвәбтинму бүгүнки уйғурлар оттура асиядики түркий хәлқләр билән, болупму өзбәкләр билән бәкму йеқин мунасивәткә игә, йәнә бир яқтин уларниң һәммила нәрсиси йәрлик тарих вә ислам дини билән чәмбәрчас бағлинип кәткән. Бу җәһәттә улар хитайниң башқа өлкилиридин асман-земин пәрқ қилиду.”

Уйғурлар вә уларниң қошнилири һәққидә сөз болғанда уйғурлар билән башқа түркий хәлқләрниң мунасивити оттуриға чиқти. Дәррин байлер шәһәрләшкән уйғурлар билән көчмән чарвичилиқ һаятини давам қиливатқан қирғизлар, қазақларниң әҗдад вә тарих җәһәттә бир-биригә қериндаш икәнликини, пәқәт кейинки вақитлардики сиясий мәнпәәтләр тәқсиматиниң еһтияҗи сәвәбидин уларниң парчә-парчә хәлқләргә айриветилгәнликини сөзләп өтти. 

Хитайлар билән болған мунасивәткә кәлгәндә у мундақ деди: “1949-йилидин илгири уйғурлар асасән өзи билән өзи яшиған, десәкму болиду. Чүнки бу вақитта улар билән хитай оттурисида мәвһум тосуқлар көпләп мәвҗут болған. Өзлирини түркий мусулманлар, дәп қарап кәлгән бу уйғурлар өзлирини өзлири яшаватқан бостанлиқларниң нами бойичә ‛хотәнликләр‚, ‛қәшқәрликләр‚ дегәндәк намларда аташқа адәтләнгән иди. Әмма бу вақитта мутләқ көп сандики уйғурлар хитайлар билән биваситә алақидә болуп бақмиған, йәнә келип улар көргән хитайлар қандақтур әскәр яки әмәлдар дегәндәк кишиләр болғачқа уйғурларниң һаятлиқ даирисидә хитай амили мәвҗут әмәс иди. Бу вақитларда уйғурларниң нопуси районниң омумий нопусида мутләқ көп санлиқни тәшкил қилатти. Тарим вадисида болса таки буниңдин оттуз йилчә илгирики вақитлардиму уйғурларниң нопуси 95 пирсәнтни тәшкил қилип кәлгән. Шуңа уйғурлар өзлири туғулуп чоң болидиған мәдәнийәт чәмбирикидә хитай билән болған мунасивәт тоғрисида анчә-мунчә аңлиған болсиму арилиқниң йирақлиқи түпәйлидин мутләқ көп қисим кишиләр хитайға бериш имканиға игә әмәс иди.”

Шуниңдин кейин уйғурлар дияри хитайниң бир өлкисигә айландурулғандин кейин 1950-йиллардин башлап һәммила нәрсиниң өзгиришкә башлиғанлиқи, хитайларниң уйғурларға аптономийә һоқуқи бериш вә уларни “йеңи заманға йүрүш қилдуруш” намида уйғурларни “конилиққа қарши күрәш қилиш” қа тәшкиллигәнлики, буниң билән уйғурларниң әнәниви мәдәнийәт системисиниң бир қетим аҗизлаштурулғанлиқи, уйғурларниң кимлик вә диний етиқад саһәсиниң дәсләпки қәдәмдә өзгәртилгәнлики һәққидә сөз болди. Әмма бу вақитта уйғурлар йәнила мутләқ көп саһәдә “аптономийә” дин бәһримән болған һалда яшиған, шуниң билән биргә хитай көчмәнлириниң уйғурлар дияриға көчүп келип маканлишиши изчил давам қилип кәлгән.

Дәррин байлер шулар һәққидә сөз қиливетип өзи уйғурлар дияриға барған дәсләпки вақитларни әсләп мундақ деди: “мән 2003-йили тунҗи қетим бу җайға барғинимда у йәрдики әһвал һазирқидин зор дәриҗидә пәрқлинәтти. Дәрвәқә униңдин илгирики нәччә он йил ичидә өзгиришләр барлиққа кәлгән болсиму, бу хил өзгиришниң сүрити бирқәдәр аста болған. Мәсилән алсақ, уйғур җәмийитиниң мәдәнийәт мәркизи болған қәшқәрдә уйғурлар мутләқ үстүнлүкни игиләйтти. Қәшқәрдә бу вақитларда хитайлар болсиму улар пәқәт өзлириниң мәһәллисиниң нерисиға өтәлмәй яшайдикәндуқ. Бу әһвални көрүп сүрәт тартишқа кәлгән бир оқуғучи болуш сүпитим билән бәкла һәйран қалған идим. Болупму уйғурларниң базар мәдәнийити, бу базарларға бир кәлгән йүзлигән қол-һүнәрвәнчилик кәсиплири, булардин базарларға тохтавсиз еқип кириватқан нәпис мәһсулатларни көрүп бу һадисиләрниң әмәлийәттә ‛явайилар макани‚ дәп атиливатқан бу райондила мәвҗут болуватқан, дуняниң мән берип баққан башқа җайлиридин издәпму тапқили болмайдиған өзгичә мәдәнийәт дурданилири икәнликини байқидим. Бу мәдәнийәт әвладтин әвладқа ағзаки шәкилдә йәткүзүлидиған болуп, уларниң мәдәнийити улар яшаватқан ашу земинға һәмдә уларниң йилтизиға мәһкәм бағланған иди.”

Гәп шу йәргә кәлгәндә риясәтчи қәшқәрниң өзгәртилиши һәққидә тохталди һәмдә нуқтилиқ қилип қәшқәрдики кона шәһәрниң чеқиветилишиниң әмдиликтә уйғурларниң тили, дини, мәдәнийити, һәтта сақал-бурут вә һеҗаблириғичә болған шәйиләрниң йоқитиш нишани болушидики башланма нуқта болғанлиқини тәкитлиди. Шундақла бу хил мәдәнийәт ассимилятсийиси һадисисигә қарита қәшқәрдики хитайлар һәмдә бу җайға йүзләп-миңлап келиватқан хитай саяһәтчиләрниң қандақ инкаста болғанлиқини сориғанда дәрен байлер мундақ деди: “мениң билишимчә бу районға саяһәткә келиватқан хитайларниң мутләқ көп қисми болуватқан ишларниң һәрикәтләндүргүч күч мәнбәси һәққидә һечқанчә чүшәнчигә игә әмәс иди. Чүнки уларниң көпинчиси ‛шинҗаңда зорлуқ вәқәлири көп йүз бериду‚ дегәндәк гәпләрни җиқ аңлап кәткәнләрдур. Шуңа бу хитайларниң биринчи арзуси өзлириниң қәшқәрдики саяһәт җәрянида аман-есән болуши болуп қалған. Шуңа бу хил бир пүтүн шәһәрни чеқиш һәрикити уларға бир түрлүк қизиқчилиқ болуп туюлған, әмма улар буниң уйғурлардики әнәнә саһәсигә қандақ тәсирләрни елип келишигә пәрва қилип кәтмигән. Йәнә келип улар қәшқәрдә хитайларниң уйғурчә кийингән һалда уйғурчә уссулға чүшүшини әмәс, әксичә уйғурларниң хитайчә сөзлишишини көрүшни бәкрәк арзу қилиду. Чүнки бундақ болғанда уйғурлар улар үчүн айрим бир җәмийәтниң әзалири әмәс, бәлки хитайниң пуқралиридәк туйғу беғишлайтти.” 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар! бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.