Һамутхан көктүрк: хитайниң пули билән хитайниң меһмани болуп вәтәнгә барғанлар шәрқий түркистан дәвасиға хиянәт қилған болиду
2024.09.09
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда бир синалғу тарқитилған болуп, униңда уйғурчә мәвлудә әзиз, хитайчә MAOLIDAN AIZEZI исми билән аталған бир аял узини тонуштуруп, өзиниң түркийәлик икәнликини, бирақ илида туғулғанлиқини, кичикидин башлап хитай дөлити бәргән етибар сияситидин пайдилинип, хитайниң ичкири өлкисидә толуқ оттурида оқуғанлиқини пәхирлинип туруп сөзлигән.
Мәвлудә әзиз видийолуқ сөзидә йәнә өзиниң йеқинда или қазақ аптоном области қурулғанлиқиниң 70-йиллиқи мунасивити билән чәт әлдин меһман сүпитидә ғулҗиға елип берилип мурасимға қатнашқанлиқини, юрти илиниң тәрәққиятидин бәк пәхирләнгәнликини мәдһийәлигән.
Мәлум болушичә, хитай, өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи давамлишиватқанда бирқисим уйғурларниң өз юртини зиярәт қилишиға ишик ачмақта шуниңдәк бирқисим кишиләрниң чәт әлгә чиқишиға йол қоймақта. Бу әһвал уйғурларниң җиддий инкасини қозғаватқан болуп, бундақ шараитта мәвлудә исимлик бу аялниң түркийәдин хитайниң тәшкиллиши билән ғулҗиға берип, видийо арқилиқ хитай һөкүмитини мәдһийәлиши уйғурларниң күчлүк тәнқидигә учриди. Мәвлудә әзиз видийолуқ сөзидә өзиниң хитай дөлитиниң етибар сияситидин пайдилинип ичкиридики толуқ оттура синипида оқуғанлиқини, “магистирлиқ вә докторлуқ оқуш җәрянидиму хитайниң чәт әлдә турушлуқ консулханиси тәрипидин берилгән оқуш мукапати билән оқуп вәтининиң өзини дөләткә пайдилиқ ихтисас игиси қилип тәрбийәлигәнлики” ни билдүргән.
Истанбул университетиниң рәсмий тор бетидә қәйт қилинишичә, MAOLIDAN AIZEZI исимлик бу аял 2019-йили истанбул университетиниң хәлқара мунасивәтләр бөлүмидә “чинниң дөләт маркисини шәкилләндүрүштики аммиви дипломатийәси” намлиқ мақалиси билән магистирлиқ унвани алған.
Шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди, өзиниң мәвлудә әзиз исимлик бу аялни тонуйдиғанлиқини, униң шәрқий түркистан вәхписиниң оқуш мукапати билән оқуғанлиқини тәкитлиди.
Һамутхан көктүрк әпәндиниң билдүрүшичә, шәрқий түркистан вәхписи, мәвлудә әзизни униң һәдисиниң тәлипи билән 2008-2009-йиллири түркийәдә алий мәктәпкә өтүши үчүн ярдәм қилған вә оқуш мукапати билән тәминлигән.
У, мәвлудә әзизниң хитайниң консулханисиниң оқуш мукапат ярдими билән оқуғанлиқиға рәддийә берип мундақ деди: “мәвлудә әзиз дегән аялниң дегәнлириниң һәммиси ялған, уни биз (шәрқий түркистан вәхписи) түркийәгә кәлтүрүп мәктәпкә орунлаштурдуқ, оқуш шараити яритип бәрдуқ, хитай уни өзигә хизмәт қилдурди, униң хитай консулханиси мени оқуш ярдими берип оқутти дегәнлириниң һәммиси ялған, чүнки өзиниң вәтинигә, миллитигә хиянәт қилғанларда виҗдан вә иман болмайду, ундақ болғандикин ялған сөзләштин тәп тартмайду. Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқ мәсилиси сәвәбидин һәр тәрәпниң хитайни ләнәтлигәнлики сәвәбидин уни йошуруш үчүн хитай бу хил һәмкарлишиватқан инсанларни апирип өзиниң ирқий қирғинчилиқ вә зулмини йошуруш үчүн мушу хил һәрикәтләрни қиливатиду, түркийәдин бирқисим журналистларни меһман қилип белитини елип берип шәрқий түркистанға апириватиду, буниңдики түп мәқсәт болса чәт әлдә йүргүзүлүватқан шәрқий түркистан дәвасини йоққа чиқириш, әмма хитай бу мәқситигә һәргиз йетәлмәйду”.
Һамутхан көктүркниң билдүрүшичә, у бир қанчә йил илгири мәвлудә әзизниң хитайниң истанбулдики консулханиси ачқан йиғинға қатнашқанлиқини тәнқидләп таратқуларда обзор елан қилғандин кейин мәвлудә әзиз, өзи вә йүҗәл танай исимлик киши үстидин, тил-һақарәт қилди дегәнни баһанә қилип, түркийә тәптиш мәһкимисигә әрз сунған, бирақ тәптиш мәһкимиси тәкшүрүш нәтиҗисидә әрзнамини рәт қилип сотта һөкүм чиқармастин әрзнамини бикар қилған.
Лекин, һамутхан көктүрк әпәнди уйғур дияриға берип келиватқан уйғурлар тоғрисида тохтилип йәнә мундақ деди: “мәмликәткә барғанларға етиразимиз йоқ, мәнму өз юртумни сеғинимән, көргүм келиду, әмма өз ихтиярлиқи билән өзиниң пули билән баралиса униңға етираз юқ, бирақ хитайниң пули билән хитайниң меһмини болуп барғанлар болса у бир шәрқий түркистан дәвасиға хиянәт қилғанлиқ болиду, дәп қараймән”.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси доктор әркин әкрәм мәвлудә әзизниң хитайниң тәшкиллиши билән өз юртиға зиярәткә берип, мәхсус хитайниң тәшвиқати үчүн рол ойниши мәсилисидә тохтилип мундақ деди; “мустәмликә астида қалған хәлқ мустәбит һакимийәткә садақәтмән болуш нурғун дөләтләрдә вә милләтләрдә көрүлидиған әһвал, уйғурларниң бәзлири билмәй хитайға садақәт билдүриду, бәзилири мәнпәәтни дәп хитайға садақәтмән болиду, хитай бәзи кишиләрни алаһидә тәрбийәләп садақәтмәнлик билән йетиштүриду, шундақла хитайниң шәрқий түркистанида елип бериватқан мустәмликә һакимийитиниң һәқлиқ икәнликини испатлашқа тиришиватиду, шуңа мушу хилдики бәзи уйғурлар гәрчә уларниң сани көп болмисиму ахбарат арқилиқ җәмийәткә, дуняға хата мәлумат беришкә тиришип келиватиду”.
Доктор әркин әкрәм йәнә мундақ деди: “хәлқарада хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулум сияситиниң инсанийәткә қарши җинайәт ишлигәнлики вә ирқий қирғинчилиқ сиясәт йүргүзгәнлики оттуриға қоюлди, мушундақ әһвалда хитайниң тәтүр тәшвиқатини қиливатқан бу хил инсанларға қарши, шәрқий түркистанда йүз бериватқан пүтүн зулумларни хәлқара җамаәткә тонутуп, шәрқий түркистан уйғур җамаитигә ениқ чүшәндүрүш керәк болиду”.
Мәркизи истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул пикир баян қилди.
Абдурешит абдулһәмид әпәнди мундақ деди: “хитай шәрқий түркистанда уйғур вә башқа мусулман түрк хәлқлиригә қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини инкар қилишқа тиришқан болсиму, лекин униң инкар қилиши қоллашқа еришәлмиди, бәлки хәлқараға ашкариланди, хитай әмди ирқий қирғинчилиқни йошуруш үчүн вә хәлқарани алдаш үчүн дунядики охшимиған дөләтлиридин дини адәмләрни, мухбирларни вә башқа бир қисим аталмиш билим адәмлирини тәклип қилиш арқилиқ өзлириниң алдин тәйярлиған тиятир сәһнилирини көрситип шәрқий түркистанда һеч қандақ зулумниң, искәнҗиниң йоқлуқини у йәрдә бир ирқий қирғинчилиқниң, инсанийәткә қарши җинайәтниң йоқлуқини, у йәрдики инсанларниң усул ойнап, нахша ейтип наһайити хушал баяшат ичидә яшаватқанлиқини көрситиш һийлә-микирни давамлаштуруватиду. Әмди буниңға бизниң уйғурларниң ичидин чиққан, өзиниң миллий роһини йоқатқан, маңқуртлашқан бир қисим кишиләр йәнила хитай дөлитиниң сияситини махташ вә хитай дөлити үчүн хизмәт қилишни өзи үчүн наһайити шәрәплик билиш, дегәндәк сәпсәтиләрни оттуриға чиқириш арқилиқ хитайниң оюниға пичка болуватиду, бу хил роһи сетилған вә маңқуртлашқан инсанлардин башқа бир нәрсә күтүшкә болмайду, уларни, өзиниң шәхси мәнпәәтини әң алий орунға қойидиған шәхсийәтчил инсанларниң типик мисали дәп қараймиз”.