Милләтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт бағчәли уйғур мәсилисидә мәһмуд аббасни әйиблиди
2023.06.21

Америка ташқий ишлар министири антони билинкенниң хитай зиярити башлиниш һарписида, йәни 6-айниң 13-күни пәләстин президенти мәһмуд аббас хитайда зиярәттә болған иди. 14-Июн күни у бейҗиңда ши җинпиң билән сөһбәтләшкәндә, пәләстинниң “бир хитай пиринсипи” ни һимайә қилидиғанлиқини билдүргән. Шуниң билән биргә у йәнә “һазир бәзиләр көтүрүп чиққан ‛шинҗаң мәсилиси‚ кишилик һоқуқ мәсилиси болмастин, бәлки террорлуққа, ашқунлуққа вә бөлгүнчиликкә қарши күрәш мәсилисидур. Пәләстин һөкүмити ‛шинҗаң мәсилиси‚ ни баһанә қилип, хитайниң ичкий ишлириға арилишидиған қилмишларға қәтий қарши туриду” дегән.
Түрк ахбаратлирида пәләстин президенти мәһмуд аббасниң уйғурлар тоғрисидики бу баянатиға қарита түрлүк инкаслар қозғалмақта. Түркийәдики әң чоң өктичи партийәләрдин бири һесаблинидиған милләтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт бағчәли 6-айниң 20-күни түркийә парламентида өткүзүлгән партийә йиғинида сөз қилип, мәһмуд аббасни қаттиқ тәнқид қилған. У, мундақ дегән: “пәләстин президенти мәһмуд аббас 6-айниң 13-күни хитай хәлқ җумһурийәтигә зиярәт елип берипту. Бу зиярәт җәрянида, униң уйғурлар тоғрисида ейтқанлири бизни әндишигә салмақта. Мәһмуд аббас бейҗиңда хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән учрашқанда, адәмниң қаттиқ ғәзипини қозғайдиған сөзләрни қилипту. У, ‛бәзиләр оттуриға қоюватқан шинҗаң мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки хитайниң террорлуққа, ашқунлуққа вә бөлгүнчиликкә қарши күришидур. Пәләстин һәр даим хитайға ишиниду, исраилийә билән пәләстин оттурисидики тоқунушта хитайниң келиштүргүчи болушини тәләп қилиду‚ дегән. Бу сөзләрни дейишкә мәһмуд аббасниң виҗдани чидапту! ? ”
Дәвләт бағчәли йәнә мундақ дегән: “биз пәләстинни қоллиғансери, улар өзлириниң һәқиқий ич йүзини көрситиватиду. Униң бу баянатидин мәһмуд аббасниң зади неминиң һәқиқий террорлуқ икәнликиниму билмәйдиғанлиқи чиқип туриду. Түркийә һәр даим мәзлум пәләстинликләрниң йенида тутуп кәлди, биз һәр вақит һеч иккиләнмәстин пәләстин дәвасини қоллап кәлдуқ. Шуңа биз мәһмуд аббасниң бу баянатини қаттиқ әйибләймиз! “
Түркийәдики милләтчи һәрикәт партийәси қурулушидин тартип түрк милләтчиликини өзиниң муһим идеологийә асаси қилип кәлгән партийә болсиму, әмма хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә җаза лагерлири мәсилисидә изчил һалда сүкүттә туруп кәлгән иди. Болупму бу партийә 2018-йилиниң ахирида һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси билән иттипақ түзгәндин буян, уйғур мәсилисидә һечқандақ сада чиқармай кәлгән иди. Һәтта бу партийә өзлириниң уйғур мәсилисидики ипадисини әйиблигән башқа сиясий партийә-гуруһларға һуҗум қилип, түркийәдә шәрқий түркистан мәсилисиниң қайта күнтәртипкә келиши “бир ғәрәзлик пилан” дәп қақшиған иди.
6 Йилдин буян уйғур қирғинчилиқи тоғрилиқ сүкүттә туруп кәлгән милләтчи һәрикәт партийәси вә униң рәиси дәвләт бағчәлиниң бу баянатини қандақ чүшиниш керәк? дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб берип, “мәйли қандақ болмисун, дәвләт бағчәлиниң пәләстин президенти мәһмуд аббасниң хитайда қилған сөзлиригә қаттиқ инкас қайтуруши, зор әһмийәткә игә” деди.
Истанбул университетиниң оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилип, мундақ деди: “милләтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт бағчәли, түркийә парламентидики йиғинида мәһмуд аббасниң хитайда шәрқий түркистан тоғрисида дегән сөзлиригә қаттиқ инкас қайтурған. Түрк хәлқи бағчәлидин бундақ бир қаттиқ инкас чиқидиғанлиқини күтмигән иди. Мән униң бу инкасини буниңдин кейин шәрқий түркистан мәсилисиниң, шундақла уйғур қирғинчилиқиниң түркийәдә очуқ-ашкара оттуриға қоюлидиғанлиқиниң бир бешарити дәп қараймән. Чүнки милләтчи һәрикәт партийәси түркий милләтләргә көңүл бөлидиған бир сиясий партийә, йәнә келип улар һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси биләнму иттипақдаш.”
Зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, буниңдин кейин түркийә һөкүмитиниңму уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә тегишлик аваз чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Милләтчи һәрикәт партийәси 1969-йили 2-айниң 9-күни алпарслан түркәш тәрипидин қурулған. Дәвләт бағчәли 1997-йилидин буян мәзкур партийәниң рәислик вәзиписини өтәп кәлмәктә.