Германийә парламентида өткүзүлгән “диктатор дөләтләрниң чегра һалқиған бастуруш сиясити” намлиқ йиғинда уйғурлар мәсилиси музакирә темиси болди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.12.18
duq-berlin-yighin Д у қ рәиси турғунҗан алавудун вә сабиқ рәис долқун әйса башчилиқидики бир горуппа уйғур вәкилләр германийә парламентида өткүзүлгән “диктатор дөләтләрниң чигра һалқиған бастуруш сиясити” намлиқ йиғини җәрянида “уйғур достлуқ горупписи” ниң бир қисим әзалири билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 17-декабир, берлин.
RFA/Ekrem

Д у қ рәиси турғунҗан алавудун вә д у қ ниң сабиқ рәис долқун әйса башчилиқидики бир гуруппа уйғур вәкилләр 17-декабир германийә пайтәхти берлинға келип, германийә парламентида өткүзүлгән “диктатор дөләтләрниң чегра һалқиған бастуруш сиясити” намлиқ йиғинға қатнашқан. Мәзкур йиғинға германийә парламент әзалиридин тәркиб тапқан “уйғур достлуқ гурупписи” ниң әзалири, мутәхәссисләр, тәтқиқатчилар, хоңкоң, тәйвән, вейтнамлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп көп сандики кишиләр қатнашқан.

Йиғинда д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилип, 8-нөвәтлик д у қ ниң омумий йиғинида сайлам арқилиқ вуҗудқа кәлгән д у қ ниң йеңи рәһбәрлик һәйитини тонуштуруп өткән һәмдә хитайниң д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултийини бузуш үчүн қолланған чегра һалқиған бастуруш сиясәтлири һәққидә мәлуматлар бәргән.

Берлиндин бу хусуста бизни учур билән тәминлигән д у қ рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиғинда уйғурлар мәсилиси нуқтилиқ темилардин бири сүпитидә оттуриға қоюлған. Д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркинму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.

Д у қ вәкиллириниң бу қетимқи берлин зиярити германийәдә һакимийәт бешидики бирләшмә һөкүмәт киризисқа петип тарқитиветилгән бир мәзгилгә тоғра кәлгән. Д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәндиниң баян қилишичә, һөкүмәтниң әмәлдин қелиши германийәдики уйғур дәвасиға бәлгилик сәлбий тәсирләр көрситидикән. Униң әскәртишичә, алдимиздики айда өткүзүлидиған сайламда қандақла бир һөкүмәт һакимийәт бешиға чиқмисун, германийә парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ни йәнә қайтидин қуруп чиқиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә тоғра келидикән.

Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси әркин зунунниң билдүрүшичә, бу йиғин әснасида хитайниң германийәдики 5 данә мәхпий сақчи понкитиниң тақиветилгәнлики вә хитайниң чегра һалқиған бастурушлириниң тәһдитлиригә дуч кәлгүчиләр үчүн һөкүмәтниң мәхсус бир телефон линийәси бәрпа қилғанлиқи мәлум болған.

Д у қ вәкиллириниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, улар бүгүн 18-декабир күни германийә ташқи ишлар министирлиқида бәзи һөкүмәт хадимлири билән ички учришишларни өткүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.