Фирансийә мәтбуатлири: хитайниң дилнур рәйһан үстидин әрз қилиши әдлийә җәһәттин паракәндичилик селиштур

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.03.12
dilnur-reyhan Явропа уйғур институтниң мәсули дилнур рәйһан ханим фирансийәниң еверий шәһәрлик сот мәһкимиси алдида. 2025-Йили 12-март.
RFA/Hebibulla Izchi

12-Март, фирансийә пайтәхти парижниң еверий шәһири сот мәһкимисидә дилнур рәйһанниң “еверий инсанийәт фестивали” да хитай тәшвиқатлириға ирқий қирғинчилиққа символ қилинған қизил сир чечиветиш вәқәсигә қарита сот ечилиши керәк иди. Сотқа дилнур рәйһан қатарлиқлар кәлгән болсиму, әмма дәвагәр хитай әлчиханиси вәкиллири сотқа кәлмигәнлики үчүн бу сот ечилмай қалған.

Ваһаләнки, фирансийә мәтбуатлири бу вәқәни “хитайниң мәқсити, дилнур вә гүлбаһар җелиловаға охшаш кишиләрни сүкүт қилишқа мәҗбурлаш, паалийәтлиридин тосуштур. Хитай муһаҗирәттики хәлқләргә әдлийә җәһәттин паракәндичилик селиш арқилиқ чегра һалқип бастурушқа урунмақта”, дәп ипадилигән.

Дилнур рәйһан ханим бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилип, бүгүнки сот һәққидики тәпсилатларни ортақлашти.

Әслидә бүгүн, йәни 12-март күни әтигән саәт тоққузда башлинидиған сотқа дилнур рәйһандин башқа йәнә, дилнур рәйһанниң адвокати, “уйғурлар үчүн бирлик коллектипи” ниң әзалири, шундақла фирансийәдә паалийәт елип баридиған онға йеқин кишилик һоқуқ паалийәтчиси, тәтқиқатчилар, дуня гезити, фирансийә хәвәрлири, фирансийә ахбарат агентлиқи қатарлиқ ахбаратлардин мухбирлар келип қатнашқан. Соттин кейин биз дилнурниң адвокатини зиярәт қилдуқ. У, соаллиримизға җаваб берип бу сот һәққидики тәпсилатларни ортақлашти.

2022-Йили фирансийәниң еверий шәһиридә өткүзүлгән инсанийәт фестивалда явропа уйғур институтниң мәсули дилнур рәйһан ханим вә униң сәпдашлири хитай чедири алдида намайиш елип бармақта.
2022-Йили фирансийәниң еверий шәһиридә өткүзүлгән инсанийәт фестивалда явропа уйғур институтниң мәсули дилнур рәйһан ханим вә униң сәпдашлири хитай чедири алдида намайиш елип бармақта.
RFA/Hebibulla Izchi

У мундақ дәйду “мән бу сотқа қатнаштим, бу сотниң кечиктүрүлүши бир паҗиә әмәс. Фирансийә уйғур хәлқигә қаритилған ирқий қирғинчилиқни әйибләйду.

Униң үстигә дилнурниң қилғини у зораванлиқ әмәс бәлки у пикри әркинлики, шундақла фирансийә қануний тәрипидин қоғдилидиған асаслиқ икки чоң әркинликниң бири. Шуңа, сот бу хил әһвалда барлиқ әйибләшләрни рәт қилиши керәк. Бу йәрдики мәсилә хитайниң баш әлчисиниң фирансийә әдлийәсини өзлириниң қирғинчилиқини инкар қилишидики васитә қилишқа урунушидур. Хитай сотқа сунған әрзи бойичә һечкимни әвәтмиди. Ениқки, бу фирансийәгә нисбәтән бир зулум, бу, чегра һалқиған бастуруш вә қирғинчилиқниң чәт әлгичә узиришидур, бу, хитайниң паалийәтчиләрни қорқутуш, авазини боғуш, зиянкәшлик қилишқа урунуш усуллирини көрситип бериду.”

Бу вәқәниң келип чиқиши;2022-йили фирансийәниң еверий шәһиридә өткүзүлгән “инсанийәт фестивали” ға хитай әлчиханисиму тәклип қилинған, буниңға наразилиқ билдүргән йешиллар партийәси әзалирини өз ичигә алған нәччә онлиған парламент әзалири вә дилнур рәйһан башчилиқидики фирансийәдики уйғур паалийәтчиләр бирлишип хитай чедири алдида наразилиқ намайиши өткүзүп, дилнур рәйһан вә лагер шаһити гүлбаһар җелилова хитайниң тәшвиқат лозункилириға қизил рәңлик сир чечип наразилиқини ипадилигән. Дилнур бу һәқтики тәпсилатларниму аңлармәнләр билән ортақлашти.

Игилишимизчә хитай һөкүмити бундин бурунму уйғур ирқий қирғинчилиқини рәт қилиш үчүн мәҗбурлаш дипломатийәси қоллинип, тәтқиқатчи валерий никет үстидин фирансийәдики әлчиханиси арқилиқ, уйғурлар үчүн бирлик коллектипи башлиқи антоней антест үстидин куңзи институти арқилиқ әрз қилған болуп, бу қетим болса дилнур рәйһан үстидин фирансийәдики әлчиханиси арқилиқ әрз қилған.

Фирансийәдики һәрбий мәктәп истратегийәлик тәтқиқат орниниң 2021-йилидики доклатида, хитайниң фирансийәдики “инкар қилиш тәшвиқати, мәҗбурлаш дипломатийәси вә бейҗиңни тәнқид қилғучиларға писхика һәм қанун арқилиқ паракәндичилик селиш” һәрикити һәққидә баян қилинған болуп, хитай һөкүмити қирғинчилиқ сияситини тәнқид қилғучиларға “әдлийә җәһәттин паракәндичилик селиш” елип берип уларни сүкүт қилишқа мәҗбурлаватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.