Доктор дилнур рәйһанниң “уйғур қирғинчилиқи” намлиқ мақалиси “роһ” журнилида елан қилинди
2021.07.14
“роһ” (Esprit) журнили 30-йилларда сотсиялистлар партийәси тәрипидин чиқирилған болуп, нөвәттә фирансийә илим саһәсидә тәсир күчкә игә журналлардин бири һесаблинидикән.
Доктор дилнур рәйһанниң “уйғур қирғинчилиқи” намлиқ мақалиси мана шу “роһ” журнилида елан қилинди.
Доктор дилнур рәйһанниң мәзкур мақалисидә уйғур қирғинчилиқи шәкилләнгән атмосфера вә уйғур қирғинчилиқиниң хитайниң мустәмликә тарихи билән болған мунасивити анализ қилинған.
“роһ” журнили фирансийәниң юқири қатлам әрбаблири тәрипидин диққәткә елинидиған вә сөйүп оқулидиған илмий журнал болуп, дилнур рәйһан зияритимизни қобул қилип, мақалисиниң “роһ” журнилида елан қилинғанлиқидин хушал болғанлиқини, фирансийәдә юқири қатлам кишилиригә тәсир көрситиш арқилиқ сиясәтчиләргә бесим көрсәткили болидиғанлиқини, мәзкур мақалини бу сәвәблик қәләмгә алғанлиқини ейтти.
Мақалидә уйғур елиниң йәр игиливелишни вә йәрлик мәдәнийәтни йоқитишни мәқсәт қилған узун муддәтлик көчмәнләр мустәмликисини баштин кәчүргәнлики, җаза лагерлири вә уйғурларға қаритилған туғутни чәкләш сияситиниң йолға қоюлуши қатарлиқларниң ирқий қирғинчилиққа шараит һазирлап бәргәнлики ейтилған.
Мақалиниң кириш сөзидә” хитай билән уйғур хәлқи оттурисида немә ишлар болуватиду? немишқа бүгүн ирқий қирғинчилиқ һәққидә тохтилимиз? хитай-уйғур тоқунушиниң йилтизи немә? биз бу соалларға йеқинқи он йилда зор дәриҗидә тәрәққий қилған вә вәзийити начарлашқан мустәмликичилик җәрянини чүшәндүрүш арқилиқ җаваб беришкә тиришимиз. Уни сталин типидики диктаторилиқ түзүм билән һазирқи хитай һакимийитигә хас рәһимсиз капиталистик иқтисадниң омумий тәрәққияти дәп сүпәтләшкә болиду “дейилгән.
Дилнур рәйһан зияритимиз давамида “роһ” журнили оқурмәнлириниң асасий җәһәттин зиялийлар икәнликини, мәзкур мақалигә интайин иҗабий баһаларниң кәлгәнликини, мақалисини ирқи қирғинчилиқ тәтқиқати билән шуғуллинидиған тәтқиқатчиларға йоллап беридиғанлиқини, бу йил 9-айда қилидиған сәпәрвәрлик паалийитигә уларни қозғашни үмид қилидиғанлиқини ейтти.
Фирансийәдә турушлуқ уйғур шаир, “явропа уйғур институти” ниң пидаийси мәрдан әһәт ели зияритимизни қобул қилип, дилнур рәйһан вә “явропа уйғур институти” ниң явропаға уйғур қирғинчилиқини тонутуштики роли һәққидә мәлумат бәрди.
Дилнур рәйһанниң тәшкиллишидә 2019-парижда “явропа уйғур институти” қурулған болуп, мәзкур институт уйғур мәдәнийитини тонуштуруш, уйғуршунаслиқни тәрәққий қилдуруш билән биргә, нөвәттики җиддий вәзийәттә фирансийәдә уйғур қирғинчилиқини тонутушта интайин муһим рол ойнап кәлмәктә.