Москвада тонулған түрколог вә уйғуршунас алим димитрий василйеф аләмдин өтти
2021.01.19
Йеқинда русийә пайтәхти москвада атақлиқ түрколог вә уйғуршунас, русийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң шәрқ тарихи бөлүминиң башлиқи димитрий василйеф 75 йешида москвада корона вируси сәвәбидин вапат болди.
Димитрий василйеф русийә дөләт иҗтимаий пәнләр университетиниң профессори, русийә пәнләр академийәси шәрқшунаслар бирләшмисиниң муавин президенти, тува җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән пән әрбаби, ататүрк намидики түркийә илмий җәмийитиниң пәхрий әзаси иди.
Қазақистанниң алмута шәһиридики “туран” университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори абләт камалоф әпәнди димитрий василйеф вапатиниң дуня түркологийәси үчүн чоң йоқитиш болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “димитрий василйеф қәдимий түрк руника ядикарлиқлирини яхши билидиған йетәкчи алимларниң бири иди. У өз һаятиниң көп қисмини қәдимий түркий хәлқләр тәрипидин бәрпа қилинған җәнубий сибирийәдики қәдимий түрк руника ядикарлиқлирини тәтқиқ қилишқа беғишлиди. Совет иттипақида енисей йезиқлири бойичә тунҗи муһим әмгәкни мәшһур түрколог сергей малоф елан қилған иди. Әнә шу әнәнини давам қилған һалда, димитрий василйеф 1970-йиллири җәнубий сибирдики барлиқ шу чағдики мәшһур қәдимки түрк руник йезиқилирини топлап, уларни қайта оқуп чиқип, бир пүтүн китабқа йиғди. Униң 1983-йили ленинградта нәшр қилинған ‛йенисәй вадиси руник ядикарлиқлириниң йиғиндиси‚ намлиқ китаби түркологийәдики классик әсәр болуп һесаблиниду. У совет иттипақидики түрк руник ядикарлиқлири бойичә баш мутәхәссис болған түрколог устазим болған сергей кляшторний билән йеқин мунасивәттә болғаниди.”
Абләт камалоф профессор дмитрий василйефниң уйғуршунаслиққиму зор төһпә қошқанлиқини тәкитлиди. У мундақ дәйду: “у пәқәт мәшһур түрколог алимла әмәс, бәлки һәм илим-пән тәшкилатчисиму болғаниди. Алим узун вақит мабәйнидә шәрқшунаслар бирләшмисиниң рәһбәрлик тәркибигә кирди, русийә пәнләр академийәсиниң шәрқшунаслиқ институтини башқурди, көплигән илмий журналларниң тәһрират әзаси болди. У уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириға чоң ярдимини көрсәтти. Алим 2014-2016-йиллири вашингтон, париж вә москвада өткән хәлқара уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинлирида русийәлик тәтқиқатчилар вәкиллириниң рәһбири болди. Шундақла 2016-йили өткән москва уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғининиң асасий уюштурғучиси болди. Мән әнә шу йиғинларниң барлиқиға қатнашқан идим вә иккимиз қазақистандики уйғуршунаслиқ мәсилилирини пат-пат муһакимә қилаттуқ. Кейинрәк у оғли александир билән шу йиғин материяллирини нәшрдин чиқарди. Униң уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири саһәсидә башқиму көплигән пиланлири болған иди. Мән униң ишини оғли александир давам қилиду дәп ишинимән. Чүнки александирму шәрқшунаслиқ вә түркологийә мәсилилири бойичә шуғуллиниду һәм бу саһәдә тонулған мутәхәссис болуп һесаблиниду”.
Әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори рошәнгүл авакова ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән у киши билән москва университетида дәрс бәргәндә тонушқан. Мән у чағда қазақ тилидин дәрс берәттим. Ломонософ намидики университетта униң билән тонушуп, мениң қазақ тилидин савақ беридиғинимни вә өзүмниң уйғур қизи икәнликини аңлап, наһайити хушал болған. Униң оғли шу университетта аспирантурида оқуған. Шу оғли қазақ тилидин мениңдин дәрс алған. Димитрий василйефни мән илмий муһакимә йиғинлириға барғанда көргән. У йолниң йирақлиқиға, вақитниң йоқлуқиға қаримай қатнашқан.”
Мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф әпәнди мундақ деди: “мән димитрий василйеф билән көплигән йиғинларда учрашқан. Түрк хәлқлириниң, уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити бойичә нурғунлиған мәсилиләрни музакирә қилған. Димитрий василйеф нурғунлиған шагиртларни тәйярлиди. Униң ичидә уйғур алимлириниму тәйярлап чиқти. У уйғур хәлқиниң һәр қандақ еғирчилиқ шараитлирида йәниму йеңилиқ яритиш иқтидариниң барлиқини тилға алатти”.
Радийомиз зияритини қобул қилған москвадики уйғур мәдәнийәт бирләшмисиниң сабиқ рәиси рәпқәт садиқоф әпәнди димитрий василйефниң русийәдә яшаватқан уйғур җамаәтчиликиниң йеқин дости, йәни уйғур хәлқиниң йеқин дости вә қоллиғучиси икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “1993-йили уйғур миллий мәдәнийәт уюшмиси қурулғанда василйеф биз билән биллә қурған адәмләрниң бири болди. Шу күндин тартип та һазирғичә биллә ишләп кәлдуқ. Һәр хил паалийәтләрни, болупму илмий паалийәтләрни өткүздуқ. Униң оғли александир әмди дадисиниң орнида болуп қалди. Ахирқи йиллири у адәмниң саламәтлики начар иди. Шундақ болсиму йиғинлиримизға даим қатнишип туратти. Биз үчүн бу наһайити чоң йоқитиш”.
Игилинишичә, димитрий василйеф 1946-йили 11-өктәбирдә туғулған болуп, ломонософ намидики москва дөләт университетини тамамлиған. 1983-Йили “асия райониниң түрк руник йезиқлири ядикарлиқлириниң палеографийәлик системлишиши” мавзусида илмий диссертатсийәсини яқилиған. У 150тин ошуқ илмий әсәрләрниң, шу җүмлидин “асия райониниң түрк руник йезиқлири ядикарлиқлириниң графикилиқ фонди”, “йенисәй вадиси руник ядикарлиқлириниң йиғиндиси” гә охшаш монографийәләрниң аптори. Униң қәдимки уйғурлар тарихи, уйғуршунаслиқ мәсилилиригә аит бирқисм мақалилириму бар шуниңдәк у москвада мәхсус уйғуршунаслиқ илмий мақалилири топлимини нәшр қилдурғаниди.