Мәһбус аблимит дамолламниң аилә қорусиниң сақчилар тәрипидин назарәт астида икәнлики ашкариланди
2017.06.13

Өткән айларда муһаҗирәттики иҗтимаий таратқуларда қәшқәрдә 1990-йилларда чәтәл тили мәктипи ачқан диний алим аблимит дамолламниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә учурлар тарқалған иди. Бир һәптидин буян аблимит дамолламниң чәтәлдики оқуғучилиридин бир нәччиси радийомизға инкас йоллап, униң өткән һәптә түрмидә җан үзгәнлики һәққидә учур йәткүзди. Бүгүн мухбиримизниң қәшқәрдики сақчиханилардин әһвал игилиши давамида, аблимит дамолламниң бир мәзгил аввал тутқун қилинғанлиқини дәлиллиниш билән бирликтә, нөвәттә униң аилә қорусиниң бир гуруппа сақчилар тәрипидин назарәт қилиниватқанлиқи ашкариланди.
Қәшқәрдә диний вә маарип саһәсидә көрсәткән хизмәтлири сәвәблик уйғур җәмийитидә бәлгилик дәриҗидә тонулған аблимит дамолламниң түрмигә ташланғанлиқ вә түрмидә җан үзгәнлик учуриниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, қәшқәрдики һәрқайси сақчиханиларға телефон қилдуқ.
Зияритимизни қобул қилған сақчихана хадимлириниң көпинчиси аблимит дамоллам һәққидә еғиз ечиштин өзлирини қачурди. Сақчилардин бири аблимит дамолламниң бир мәзгил аввал тутқун қилинғанлиқидин хәвирини барлиқини ейтти. Нәзәрбағ сақчи хадимлири аблимит дамолламниң аилә-қорусиниң нөвәттә ғопурҗан земин исимлик бир сақчи тәрипидин назарәт астида икәнликини ашкарилиди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған ғопурҗан земин өзиниң нөвәттә бир гуруппа сақчилар билән аблимит дамолламниң аилә қорусини назарәт қиливатқанлиқини дәлиллиди; әмма қандақ бир сәвәб вә зөрүрийәт билән назарәт қиливатқанлиқи учур беришни рәт қилди.
Қандақ әһвал астида бир мәһбус аилисиниң назарәт астиға елинидиғанлиқини билип беқиш үчүн, нөвәттә түркийәдә яшаватқан, илгири үрүмчидә вәзипә өтигән сабиқ сақчи йолвас әпәндини зиярәт қилдуқ. Униң баян қилишичә, адәттә хитай қанун системисида бир мәһбус аилисини назарәт астиға елиш, пәқәт шу мәһбус билән алақидар чоң бир вәқә йүз бәргәндә, сақчилар аилә-әзалири яки қошнилириниң қаршилиқ һәрикитиниң алдини елиш үчүн қоллинилидиған бир бихәтәрлик тәдбиридур.
Юқириқи ениқлашлиримиз давамида аблимит дамолламниң түрмидә җан үзгәнлики учури сақчилар тәрипидин муәййәнләштүрүлмигән болсиму, әмма игиләнгән мәлуматлар мәзкур учурниң тоғрилиқ еһтималлиқидин бешарәт бәрмәктә.