Америкидики уйғурлар һейт намизида маралбеши вә пичан вәқәлиридә шеһит болғанлар үчүн дуа қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.08.08
amerika-roza-heyt.jpg Америкидики уйғурларниң түрк җамаити билән өткүзгән һейт намизидин көрүнүш. 2013-Йили 8-авғуст, виргиниа штати.
RFA

Америка пайтәхти вашингтон вә әтрапида яшаватқан уйғурлар бу қетимқи роза һейт намизиниму бу йәрдики түрк җамаити билән биллә өткүзди. Түрк имам һейт хутбисидә шәрқи түркистан қатарлиқ җайлардики мусулман әлләрниң чекиватқан зулумлириға хатимә берилмигүчә, мусулман дунясида һәқиқий мәнидики байрам кәйпиятиниң мәвҗут болалмайдиғанлиқини илгири сүрди. Уйғурлар һейт намизиниң дуалирида, бу йил ичидә маралбеши вә пичан қатарлиқ җайларда йүз бәргән қанлиқ тоқунушларда һаятидин айрилған пидаийларға аллаһтин рәһмәт, уларниң аилә-тавабиатлириға аманлиқ вә хатирҗәмлик тәләп қилди.

Зияритимизни қобул қилған илшат һәсән әпәнди, өзиниң һейт тәсиратлирини баян қилип, 30 күн розини хизмәтдашлириниң қизғин қоллиши, пурсәт яритип бериши вә һөрмәт ипадиләшлири арқисида толуқ вә сақ тутқанлиқини; бүгүн һейтниң биринчи күниниму, түрк вә уйғур қериндашлар билән бирликтә әркин, азадә өткүзгәнликини билдүрди вә буни өзиниң һейт кәйпиятидики үстүнлүкләр дәп атиди. Әмма у бу һейтни уруқ-туғқан, дост бурадәрлири билән, уйғурчә сөз, уйғурчә нахша-музика яңрап туридиған ана юртида өткүзәлмигини үчүн кәйпият җәһәттә бир кәмтүклүк һес қиливатқанлиқини баян қилди.

Америкида яшаватқан канада вәтәндиши мәмәт тохти әпәнди бу йилқи рози һейтниң маралбеши вәқәси вә лүкчүн вәқәси қатарлиқ бир қатар қанлиқ тоқунушлардин кейинла кәлгәнликини тилға елип, бундақ болушниң вәтән ичи-сиртидики уйғурларға алаһидә бир мәсулийәт вә бурчни йүклигәнликини баян қилди. У, бу һәқтә техиму конкрет тохтилип: “һейт-байрамлиримизниң түп ғайилиридин бири өз ‏- ара қериндашлиқимизни һес қилиш, һес қилдуруш вә аримиздики бағни техиму мустәһкәмләш; вәқәләрдики шеһитлиримизни дуалиримизда ядлаш, мувапиқ йоллар арқилиқ уларниң аилә-тавабиатлирини әң башта йоқлаш вә маддий вә мәниви җәһәттин һал сораш, бу қетимқи һейтта бизгә йүкләнгән әң муһим мәсулийәт. Мән хәлқимиз өз қәһриманлири алдидики бу бурчлирини ада қилғудәк иман вә етиқадқа игә дәп қараймән” деди.

Йәмлибикә фәтқулла ханим 30 күн рози мәзгилидә хизмәт орнида алаһидә көңүл бөлүшкә еришкәнлики, мәхсус намаз оқуйдиған ханә айрилғанлиқи, һәтта хизмәтдашлириниң өз тамақ вақитлирини арқиға сүргәнликини баян қилип, 30 күн розини арзу қилғинидәк толуқ тутувалғанлиқини баян қилди. Әмма өзиниң ана вәтинидики қериндашлириниң мана бу күнләрни зулум вә зораванлиқ астида өткүзүватқанлиқини аңлап турғачқа, һейт хошаллиқиниң мукәммәл болалмиғанлиқини баян қилған йәмлибикә ханим, радиомиз арқилиқ вәтән ичидикиләргә ислам йоллиди вә уларға ниҗатлиқ тилиди. Йәмлибикә сөз арилиқлирида өзиниң бешидики лечәк вә өтәватқан бәш вақ намизиниң һечқачан хизмәт җәрянида өзигә бир оңушсизлиқ туғдурмиғанлиқини әскәртти.

Зүбәйрә шәмшидин ханим, бүгүн һейт намизиға аилә бойичә барғанлиқини, у йәрдә доппа вә канва көңләк кийгән уйғур яшлирини көрүп улар билән саламлашқанда, өзини ана вәтәндә туруватқандәк һес қилғанлиқини баян қилди. Уму сөзиниң ахирида йеқинқи вәқәләрдә шеһит болғанларға дуа қилиш уларниң аилә-тавабиатлиридин һал сораш, қанлиқ вәқәләрдә хитай тәрәптә турғанларни мушу һейт күнлиридә һеч болмиди дегәндә йетим қалдуруш арқилиқ, миллий вә диний мәйданини ипадиләшниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.