Америкилиқ тунҗи мусулманниң һекайиси
2013.03.05

Ислам дининиң дәвити пүтүн инсанийәткә қаритилған омумйүзлүк дәвәт болғанлиқтин, ислам дини дуняға кәлгән 14 әсирдин көпрәк вақиттин бири һәр қайси милләтләрдин ислам диниға киргәнләрниң сани интайин көптур.
Йеқинда, японийә пайтәхти токйо шәһәрлик ислам дини җәмийитиниң рәиси вә японийә тәвәсидә тонулған дәвәтчи алим доктор салиһ мәһди сәмәрраий тәрипидин “америкилиқ тунҗи мусулман” намлиқ китаб әрәб вә инглиз тиллирида нәшрдин чиққан болуп, китабта 19-әсирниң ахирқи вақитлирида ислам динини қобул қилип, америка тәвәсидә ислам динини тонуштуруп көплигән илмий әсәрләрни йезип қалдурған язғучи муһәммәд александир руссел виб дегән кишиниң тәрҗимиһали, ислам динини дәвәт қилиш йолидики хизмәтлири вә язған әсәрлири толуқ баян қилинған.
Доктор салиһ мәһди сәмәрраий мәзкур китабида мундақ дәп язиду:
“александир руссел виб 1846-йили америкиниң ню-йорк шәһиридә дуняға кәлгән язғучи болуп, 1887-йили ислам динини қобул қилип мусулман болғандин кейин, исмини муһәммәд александирға өзгәрткән вә ислам динини тонуштуруп көплигән қиммәтлик әсәрләрни йезип қалдурған мәшһур шәхс. У 1893-йили америкиниң филиппин пайтәхти манелла шәһиридә турушлуқ баш әлчиси болған вә шу вақиттики осман империйисиниң султани абдулһәмидхан билән болған мунасивити алаһидә яхши болғанлиқтин, султан абдулһәмидханниң көп инамиға вә алаһидә көңүл бөлүшигә сазавәр болған. Кейинчә, баш әлчилик вәзиписидин истепа сорап ислам дәвити билән шуғуллиниш үчүн ню-йорк шәһиригә қайтқан вә у җайда әсли сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридин болған абдулла әрәб дегән киши билән бирлишип, америка мусулманлар җәмийитини қурған. 1901-Йили муһәммәд александир руссел виб султан абдулһәмидхан тәрипидин осман империйисиниң америка пайтәхти ню-йорк шәһиридә турушлуқ пәхри баш әлчиси дегән унванға еришкән. Муһәммәд александир руссел виб ислам дининиң һәқлиқини тонуштуруп көплигән әсәрләрни язған болуп, әң мәшһур әсәрлиридин бири“ америкида ислам” дегән әсиридур. У бу китабини 1893-йили америкида нәшр қилдурған. Бу әсәрдә өзиниң ислам динини қобул қилғанлиқ қиссисиму орун алғандин ташқири, ислам дининиң әқидә- принсиплири вә ибадәтлири тәпсилий баян қилинған. Муһәммәд александир руссел виб 1916-йили ню-йорк шәһиридә 70 йешида аләмдин өткән.”