Америкидики мусулманларниң дәвити -“қуран тарқитиш һәрикити”
2015.05.28

Шималий америка қитәсидики мусулманларниң 40 нөвәтлик йиллиқ йиғилиши болған ICNA ниң паалийәт программисида әң көп диққәт қозғиған вә мусулман әһлиниң қизғинлиқ билән ианә қилишиға еришкән паалийәтләрниң бири, чикакони мәркәз қилған әлфурқан фонди җәмийити уюштурған “қуран тарқитиш һәрикити” болди. Әлфурқан америкида 2003-йилидин башлап ислам дини дәвәт җәмийәтләрниң бири болуп, фондиға тайинип қуранниң тәрҗимә нусхилирини көпәйтип бесиш вә уни һәр бир аилиләргичә, дохтурхана, меһмансарайлар вә мәктәпләр һәтта түрмиләргичә тарқитиш, қуран өгитиш қатарлиқларни вәзипә қилған. Һазирғичә америка туприқида уларниң тарқатқан қуран нусхиси 500 миңдин ашқан болуп, уларниң қуран тарқитиш һәрикити билән америкида 50тин артуқ меһманханилар қуран кәримини ятақханилириға сәплигән.
Өткән һәптә ахири америкидики мусулманларниң йиллиқ бүйүк йиғилишида “рәсулуллаһ ‛силәрниң араңлардики яхшилар қуран кәримини өгәнгән вә өгәткән кишидур‚ дегән”дәп йезилған плакат астида йәшик -йәшик қуранларни сетивеливатқан кишиләр топи диққитимизни татти, 56 парчә қуран нусхиси 102 доллар дәп баһа қоюлған почта йәшиклири талаш -тартишта елип кетилди вә бәзилири пулни төләп йәшикни елип маңмиди, бу кишиләр бунчә көп қуранни кимләр үчүн сетивалғанду дегән қизиқиш билән, паалийәт үстидики бир муслимәдин бу қуран тарқитиш һәрикити һәққидә чүшәндүрүш беришни соридуқ:
-Биз қуран кәриминиң һәр бир тәрҗимә нусхилирини һәр бир аилиләргичә йәткүзүшни мәқсәт қилип паалийәт елип бериватимиз, бу қуранниң һәр бир нусхиси аран 2 долларға тоғра келиду, 102 долларға бир йәшик сетивалғанда 56 парчә қуранни охшимиған аилә вә қолларға йәткүзәләймиз, бу паалийитимизни қоллап йәшик сетивалғучилар бизниң давайимизға һәмкарлашқан болиду. Саваби ортақ болиду. Иншаалла.
Рәсулуллаһ: “ким алланиң китабидин бир һәрп оқуса, бир яхшилиққа еришиду, бир яхшилиқ он һәссә көпийиду...” дегән бу муслимә йәнә “қуран тарқитиш һәрикити” елип бериватқан тәшкилатниң америкида дәвәтни бурч қилған бир фонд икәнликини вә қуран тарқитиш һәрикитини башлап һазирға қәдәр 53 меһмансарайларға қуран киргүзгәнликини пәхирлиниш туйғуси билән алаһидә әскәртти:
-Билисизғу? һәр қандақ меһмансарайларға чүшсиңиз, ятақ өйидә бирдин инҗилни көрисииз, болупму америкида омумйүзлүк шундақ. Биз шуниңға охшаш қуранниму шу меһмансарайларға сәпләш үчүн һәрикәт елип бериватимиз, әлһәмдулилла мусулман қериндашларниң фондимизни қоллиши, сахавәтчиләрниң ианилири билән һазирғичә америкидики 53 меһмансарайлар қуран кәримини һәр бир ятақ өйлиригичә сәплиди, иншаалла буни йәниму кеңәйтиватимиз.
Ислам дининиң дәстури, муқәддәс китаб қурани кәрим назил қилинғанға 1400йилдин ашти.Қуран кәрим әрәб тили билән назил қилинған болсиму, пүтүн дуня мусулманлириниң қуран кәримини билиши вә униңға әмәл қилиши үчүн, һәр хил тилдики милләтләрниң алим -өлималири тәрипидин қуран кәриминиң һазирғичә 30дин артуқ тилда 140 хилдин артуқ тәрҗимә нусхилири йоруқлуқ көрди. Қуран кәримини бесиш вә нәшр қилиштин башқа, униң тәрҗимә нусхилириниму тарқитиш ислам динини кәң тарқитишниң муһим йолидур. Йәни дәвәтниң бир муһим түри һесаблиниду., биз “қуран тарқитиш һәрикити” дәп аталған фонди паалийити елип бериватқан әлфурқан җәмийити вә униң паалийәтлирини мәзкур фондиниң қурғучиси вә президенти ваҗәһид сәйидниң фондиниң ториға қойған сүрәтлик илависи арқилиқ тонушуп чиқайли :
-Әссаламуәләйкум әләйкум вә рәһмәтуллаһи бәрикату-әлфурқан фонди җәмийити 2003-йили қурулуп ишқа кириштүрүлгән дәвәт тәшкилати, қуранни тарқитиш вә өгитишни өзиниң нишани қилған. “қуран тарқитиш һәрикити” болса, америкида башлиған тунҗи программисиниң бири, қуран тәрҗимә нусхилирини тарқитишни мәқсәт қилған. Һазирғичә 500миң парчә қуранни өйму -өй тарқаттуқ вә йәнә дохтурхана, яшанғанлар санаторийилири, түрмә вә меһманханиларғичә тарқитилди. Бизниң бу һәрикитимиз билән әлһәмдуллилла нурғун қериндашлиримиз ислам динини қобул қилди. Бизниң китаблиримизни йәнә тор бәтлиримиз арқилиқ сетивалғили болиду. Биз асаслиқи, кишиләрниң қуран кәримини чүшинишкә болған җиддий еһтияҗини қандуруш үчүн исламийәт, фонд, тәшвиқ-тәрбийә, психика җәһәттин йетәкләш, иманини күчәйтиш еһтияҗиға мәслиһәтләр бериш хизмәтлири елип баримиз.
Әлһәмдулилла паалийәтлиримиздә сизләрниң қоллишиңлар билән алланиң чақириқи, мөҗизиси қуран һәр бир җүп қолларғичә йәткүси.
Америкидики мусулманлар бәһримән болуватқан диний әркинлик вә уларниң дин тарқитишидики иҗазәт вә кәң йолларни уйғур мусулманлириға селиштуруп көргәндә интайин зор пәрқләрни көрүп йетәләймиз.
Уйғур елида тәхминән 20 милйон мусулман яшайду, әмма лекин ислам динида вә ислам дининиң дәстури болған қуран кәрим хитай һөкүмитиниң түрлүк шәкилләрдики тосқунлуқлириға учрап кәлмәктә. Заманимизда уйғур мусулманлириниң қуран кәримини чүшинишигә болған җиддий еһтияҗини уйғурларниң ичидин йетишип чиққан муһәммәд салиһ дамолла һаҗим тәрҗимә қилип чиққан вә 1986-йили бесилған тәрҗимә қамдиған иди. Шүбһисизки, муһәммәд салиһ дамолла һаҗим тәрҗимисидики қуран кәриминиң уйғурчә тәрҗимиси наһайити ихчам, чүшинишлик, тил вә мәнә җәһәттин интайин сағлам болуп, уйғур мусулманлириниң қуран кәримини чүшинишидә асаси рол болуп кәлмәктә. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң чәклимиси билән муһәммәд салиһ дамоллам һаҗим тәрҗимисидики қуран кәриминиң уйғурчә тәрҗимисиниң қайта нәшр қилинмаслиқи вә қуранниң хитай даирилири тәрипидин қайта нәшр қилдурулған йеңи тәрҗимә нусхилириниң шүбһә қозғиши шундақла қуран вә башқа диний мәзмундики китабларни һөкүмәт башқурушидики башқа китабханиларда сетишни чәклиши қатарлиқлар, уйғур мусулманлириниң қуран кәримини тоғра шәкилдә чүшинишидә тосалғу яритип, уларниң етиқадини күчәйтиш тәшналиқини техиму күчәйтмәктә.
Бу һәқтә түркийәдики җамаәт әрбаплиридин һамут көктүрк әпәнди, уйғурларму башқа мусулманларға охшашла қуран вә диний китабларға моһтаҗ болсиму, хитай һөкүмитиниң униң тарқитилишини, һәтта диний сөз ибариләрниму қаттиқ йосунда чәкләватқанлиқини, һәддидин ашқан диний бастуруш дәп тәнқид қилди вә буниң әмәлийәттә уйғур мусулманларниң диний етиқадиниң техиму күчийишигә түрткә болиду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.