Америкидики мусулман җәмийәтлири америка мусулманлирини уйғурларға һәмдәмдә болушқа чақирди
2019.01.24

Америкидики дөләтлик вә йәрлик мусулман җәмийәтләр, җамаәтләр, диний рәһбәрләр вә зиялийлар бирләшмә баянат елан қилип, хитайни уйғур районидики йиғивелиш лагерлирини тақашқа, америкидики мусулманларни уйғурларға ярдәмдә болушқа шундақла йиғивелиш лагерлиридики карханиларда ишләпчиқирилған мәһсулатларни байқут қилишқа чақирди.
Бу тунҗи қетим америкидики дөләтлик вә йәрлик мусулман җәмийәтлириниң, җамаәтләрниң, диний рәһбәрләр вә зиялийларниң уйғурларға ярдәм қилиш һәққидики бир баянатқа бунчилик көп санда имза қоюшидур. Һазирға қәдәр мәзкур баянатқа америкидики аз дегәндә 81 дөләтлик вә йәрлик мусулман җәмийәтлири, җамаити, атақлиқ диний рәһбәрләр вә нопузлуқ зиялийлар имза қойған. Униңға имза қойғанлар арисида доктор ясир қадидәк тонулған мусулман алимлар, шәйх абдулмонеимдәк нопузлуқ диний затлар, америка ислами мунасивәтләр кеңишидәк мусулманлар арисида тәсири зор ислами тәшкилатлар бар икән.
Баянатта хитайниң уйғур дияридики лагерларға қамалған уйғурларни қоюп бериши, балиларниң аилилиригә қайтип келишигә йол қоюлуши, мусулманларниң диний әркинликиниң әслигә кәлтүрүлүши тәләп қилинипла қалмай, йәнә мусулманларға қошна мәһәллиләрдики башқа диний етиқадқа мәнсуп мухлисларни бу тәләпкә аваз қошушқа чақирған. “америка ислами мунасивәтләр кеңиши” бу баянатқа имза қойған тәшкилатларниң бири.
Мәзкур тәшкилатниң баянатчиси зәйнәт чавдрий ханим 24-январ зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитини йәнә бир қетим йиғивелиш лагерлиридики уйғур мусулманлирини қоюп беришкә чақирди. У мундақ дәйду: “биз хитай һөкүмитиниң җазалишиға дучар болуватқан уйғур мусулманлириниң әһвалидин чоңқур әндишә қиливатимиз. Һазир йүз бериватқан бастуруш, сөз әркинлики вә диний етиқадни ипадиләшни боғуш қилмишлириниң йүз бериватқиниға узун болған болсиму, лекин буниңдин җәмийәт йеқинда хәвәр тепишқа башлиди. Биз хитай хәлқ җумһурийитини йиғивелиш лагерлиридики уйғурларни қоюп беришкә, балиларниң аилисигә қайтип келишигә йол қоюшқа, дини етиқадни әслигә әкәлдүрүшкә чақиримиз.”
Хитай һөкүмити уйғур районидики лагерларниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” икәнликини илгири сүрүп, бу орунларда кишиләргә сиясий, қанун тәрбийәси елип бериватқанлиқи вә кәсип өгинишигә ярдәм қиливатқанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Лекин зәйнәп чавдрейниң тәкитлишичә, уйғурлар дуч келивтқан мәсилә ноқул мусулманлиқ мәсилиси әмәс икән. У буниң виҗдани бар һәрқандақ инсан инкас билдүрүшкә тегишлик бир мәсилә икәнликини билдүрди.
Зәйнәп чавдрий мундақ дәйду: “бу йәрдә мәзкур йиғивелиш лагерлириға алақидар сүний һәмраһ рәсимлири вә униң давамлиқ кеңийиватқанлиқини өз ичигә алған ишәнчлик дәлилләр бар. Бу дәлилләр уйғур мусулманлириға қарита бастуруш елип бериливатқанлиқини испатлап турмақта. Бу мәсилә ноқул америка мусулманлириниңла мәсилиси әмәс, бәлки виҗдани бар һәрқандақ бир инсанниң буниңға қарши туруп, һәқни тәләп қилиш, езиливатқан уйғур мусулманлириниң әркинликини тәләп қилиш мәҗбурийити бар бир мәсилә. Чүнки биз бу районда йүз бериватқан һадисиләргә қарап, натсистлар германийәсидә йәһудийлар дуч кәлгән һадисиләрни көргәндәк болуватимиз.”
Америкидики мусулман җәмийәтләр, җамаәтләр, диний рәһбәрлириниң баянатида йәнә америка пуқралирини хитай карханилириниң йиғивелиш лагерлиридики тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиш арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатлирини сетивелишни тохтитишқа чақирған. Америка бирләшмә агентлиқи өткән йили 12-айда елан қилған бир хәвиридә бәзи хитай ширкәтлириниң уйғур районидики лагерларға кархана қуруп, тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи, бир америка ширкитиниң хотәндики бир лагерда ишләпчиқирилған тәнтәрбийә кийимлирини импорт қилғанлиқини илгири сүргән. Бәзи университетлар бу ширкәтниң мәһсулатлирини сетишни чәклигән. Бу ширкәт мәзкур хитай карханисиниң мәһсулатлирини импорт қилишни тохтатқанлиқини билдүргән иди.
Америкиниң охаййо штатидики мусулман зиялийси исам заим юқириқи баянатқа имза қойған мусулман затларниң бири. Исам заим өз нөвитидә йәнә америка ислам мунасивәтләр кеңиши охаййо шөбисиниң идарә һәйәт әзаси. У 24-январ зияритимизни қобул қилғанда йиғивелиш лагерлириға алақидар хитай карханилириниң мәһсулатлирини байқут қилиш хитайни мәҗбурлаштики әң үнүмлүк чариләрниң бири икәнликини көрсәтти.
Исам заим мундақ дәйду: “шүбһисизки, бу чариләрниң бир түри. Лекин бирдин-бир чарә әмәс. Әмма биз қилалайдиған үнүмлүк чариләрниң бири. Әпсуски, бәзидә биз бир мәһсулатниң зади қәйәрдә ишләпчиқирилғанлиқини толуқ ейтип берәлмәймиз. Сиз хитайда ишләпчиқирилғанлиқини асан қияс қилалайсиз. Лекин хитайниң қәйиридә ишләпчиқирилғанлиқиға һөкүм қилалмайсиз. Буниңда наһайити сәгәк болушқа тоғра келиду. Шуңа мәһсулатниң қәйәрдин кәлгәнликини билмигәчкә бу лагерларда ишләпчиқирилған мәһсулатни байқут қилишни қийинлаштуруп қоюши мумкин. Лекин бу хорлашни тохтитиш һәммимизниң, йәни инсанпәрвәрликкә, диний әркинликкә вә әркинликкә көңүл бөлидиған виҗданлиқ кишиләрниң һәммисиниң мәҗбурийитидур.”
Униң көрситишичә, америкидики мусулманлар җамаәт пикири пәйда қилиш, америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши, дөләт мәҗлисиниң уйғурларға алақидар қанунларни чиқиришида үнүмлүк рол ойниялайдикән. У мундақ деди: “биз бир мусулман тәшкилати болуш сүпитимиз билән америкиниң мәмликәт миқясида пуқралар һоқуқи, әркинликкә көңүл бөлидиған башқа ғәйрий мусулман тәшкилатлири җамаәтлири билән бирлишип, һөкүмәткә бесим шәкилләндүрсәк болиду. Америка хәлқи пуқралар әркинлики вә инсанпәрвәрликкә көңүл бөлиду. Улар авам вә кеңәш палата әзалириға телефон қилса, улар әлвәттә ишханисиға телефон қилип әндишисини билдүргән кишиләрниң сөзигә әһмийәт бериду. Әгәр биз бизниң җамаитимиз вә иттипақдашлиримизни һәрикәтләндүрүп, бизниң сайланған вәкиллиримизгә уйғур районида йүз бериватқан ишларға қарита өзимизниң әндишимизни билдүрсәк, биз бәзи нәрсиләрни өзгәртәлишимиз, улар пәқәт тәнқид билән чәклинип қалмай, бәлки хитай һөкүмитини җазалиши, уларни қилмишлири үчүн бәдәл төлитиши мумкин.”
Америкидики мусулман җәмийәтләр, җамаәтләр вә мусулман диний рәһбәрлириниң баянатида йәнә америка һөкүмитиниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә йиғивелиш лагерлирини изчил оттуриға қоюп келиватқанлиқиға рәһмәт ейтидиғанлиқи, дунядики башқа дөләтләрни америкидин үлгә елишиға чақиридиғанлиқини билдүргән. Баянатта қәйт қилинишичә, улар йәнә америкидики мусулманлар вә башқа диний етиқадтики җамаәтләрни 4-айниң 6-күни вашингтон шәһиригә йиғилип, уйғурларға һәмдәмдә болуш зор намайиға қатнишишқа чақирған.