Бу йил йәнә бәдәл һәҗ қоймичилириниң базири ақмақта
2013.10.01

Уйғур елида һәр йили һәрәмгә баридиғанларға пул тутқузуп өзлиригә вә туғқанлириға бәдәл һәҗ қилдуруш сәпәрвәрлики азрақ болсиму пул тапқан мусулманлар үчүн модиға айлинип қалмақта.
Вәтән вә милләтниң ишиға көңүл бөлидиған аз бир қисим актиплар, сәуди әрәбистан тәвәсидә бәдәл һәҗ қилдуридиған рәсмий бирәр органниң йоқлуқини вә бәдәл һәҗ қилимиз дегүчиләрниң һәммиси қанунсиз йоллар билән кишиләрниң пулини елип һәр хил һийлә-микирләрни қоллинип, уларниң қолиға, өзлири йезивалған“ бәдәл һәҗ гуваһнамиси”ни тутқузуп қойидиғанлиқини тәкитләп көплигән мақалиләрни вә китабларни йезип тәшвиқат елип барған болсиму, уйғур елидики ақ көңүл хәлқ йәнила тапқан пулини бәдәл һәҗ қоймичилириниң янчуқлириға селип бәрмәктә.
Бу йил йәнә һәҗ мәзгили келиши билән мәккидики бәдәл һәҗ қоймичилири һаҗиларниң алдиға мәдинигичә берип, уларниң янчуқлирини бошитишниң койиға кирип иш башлимақта икән. Чүнки өмәктин кәлгән уйғур һаҗилар аввал мәдинигә чүшүрүлидикән, у җайда бир қанчә күн турғузуп андин мәккигә елип келинидикән. Мәккә вә мәдинидә туридиған бәзи уйғур қериндашларниң ейтишичә, бәдәл һәҗ қоймичилири һәҗ мәзгилидики шунчилик алдираш ишлирини ташлап, һаҗиларниң алдиға берип уларни издәп тепип меһман қилидикән, андин бәдәл һәҗ қилдуруш үчүн елип кәлгәнлирини алидикән, бәдәл һәҗ қоймичилириму бир-бири билән бәслишип, һаҗиларни талишип, тамәдинигичә алдиға баридикән вә һәр қайсиси һаҗилар чүшкән меһман күтүшниң алдиға келип һаҗиларни талишидикән. Бу әһвални өз көзи билән көргән бир қанчә киши бу һәқтә тәпсилий тохталди.
Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт
Мәдинидики ислам университетини пүттүргәндин кейин, мәдинәдә туруп йеңидин оқушқа кәлгәнләрни тәрбийиләш ишлири билән шуғуллинип келиватқан алим муһәммәд нияз һаҗим 25-сентәбир күни мәдинә мунәввәрә шәһиридә һаҗилар өмәк билән кәлгән уйғур һаҗилар чүшкән меһман күтүш алдида көргәнлирини баян қилип бәрди. Муһәммәд нияз һаҗим сөзидә бәдәл һәҗ қоймичилириниң узун сәпәрдә қорсиқи ечип кәткән һаҗиларни бирәр қачидин полу билән тойғузуп, уларниң ишәнчигә еришипла уларниң билидики долларни бошитишқа киришидиғанлиқини ейтти, һәтта уларниң һаҗилардин пул еливатқанлиқини көргәнликини ейтти.
Юқиридики улиништин муһәммәд нияз һаҗимниң сөһбитини аңлайсиләр.