Бәдәл һәҗ тоғрулуқ өлималар сөһбити (1)


2013.10.10
hej-mekke-medine-305.jpg Бир күн ичидә мәккигә һәҗ үчүн йиғилған 2 милйондин артуқ мусулман. 2010-Йили 16-ноябир.
AFP


Кейинки вақитларда мәккидики бәзи уйғурлар арисида бәдәл һәҗ қоймичилири әвҗгә чиққан болуп, уйғур елидин бәдәл һәҗ қилдуруш үчүн әвәтилгән пуллар шу қоймичиларниң янчуқиға кирип кәтмәктә.

Мәккидики бәдәл һәҗ қоймичилиқи һәққидә көплигән мақалиләр йезилған вә китаблар йезилған болсиму, бу әһваллардин хәвәрсиз хәлқ һәр йили һәҗгә чиқидиғанларға бәдәл һәҗ қилдуруш үчүн көп миқдарда пул таңидикән, бу һаҗилар мәккиниң әһвалини билмигәнликтин, шу бәдәл һәҗ қоймичилириға берип қутулидикән вә қолиға сахта бәдәл һәҗ гуваһнамилирини елип қайтип кетидикән.

Мушу әһваллар тоғрулуқ 2013 - йили 4 - өктәбир күни мәккидә уйғур өлималиридин бир қанчә киши мәхсус сөһбәт өткүзгән иди.

Сөһбәттә бәдәл һәҗниң һөкүми, униң шәртлири вә һазирқи бәдәл һәҗ қоймичилиқи һәққидә өлималар тәпсилий тохталди. Шундақла мәккидики бәдәл һәҗ қоймичилириниң нә мусулманлиққа, нә адимий әхлаққа мунасип кәлмәйдиған вәһший хиянәтләрни елип бериватқанлиқи қаттиқ тәнқидләнди, ахирида уйғур елидики хәлқниң бәдәл һәҗ қилдуримиз дәп алдинип кәтмәслики һәққидә тәвсийиләрни қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.