Чәтәлләрдики диний алимлар америкиниң баянатини қоллап, хитайниң қарилишини тәнқид қилди
2013.07.23

26-Июн пичан наһийисиниң лүкчүн базирида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита америка һөкүмити баянат елан қилип, бу вәқәгә интайин көңүл бөлүватқанлиқини, хитайниң бу вәқәни очуқ ашкара тәкшүрүшкә дәвәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка йәнә хитайдин, уйғурларни һәр тәрәплимә қоғдашни, хитайниң асасий қанунида бәлгиләнгән қоғдаштин сирт йәнә хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисини өз ичигә алған һалда қоғдашни тәләп қилди һәмдә хитайниң уйғурларниң дини һоқуқини қоғдашни тәшәббус қилди.
Америкиниң баянати уйғур хәлқини хушал қилди, әмма хитай даирилири буниңға рәддийә берип америкиниң уйғурларға көңүл бөлүшигә қарши туридиғанлиқини билдүргән иди. Түркийәдики шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәһбәрлиридин абдулһәкимхан мәхсум қатарлиқлар америкиниң инкаслирини қарши алидиғанлиқи вә буниң зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Йеқинда үрүмчидә бир телевизийә программиға қатнашқан үрүмчидики ислам институтиниң мудири абдурәқип төмүрнияз мухбирниң соалиға җаваб берип, америкиниң баянатиға рәддийә бәрди вә уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң дини мәсилә әмәсликини, бу вәқәләргә четилған уйғур яшларни мусулман дейишкә болмайдиғанлиқини ипадилиди.
Бу мунасивәт билән мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш тәптиши, дини алим абдулһәкимхан мәхсум вә диний әрбаблардин абдуләзиз әпәндиләр өз қарашлирини оттуриға қоюп, абдурәқип төмүр қатарлиқларниң мәйданини тәнқид қилди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.