Даириләр оқуғучилар арқилиқ уларниң аилисиниң диний муһитини тәпсилий игилимәкчи

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.08.12
tetil-siyasiy-uginish-ramizan-ramzan-305.jpg Тәтил мәзгилидә сиясий өгинишкә йиғивелинған ләңгәр башланғуч мәктәп оқуғучилири. 2012-Йили 20-июл.
http://ui.xjsfedu.com


Аңлиғучилиримиздин радийомизға кәлгән инкасларға қариғанда, йеқинда ақсуниң маарип тармақлири динниң вә миллий бөлгүнчилик идийилириниң башланғуч вә оттура мәктәпләргә сиңип киришиниң алдини елиш үчүн, мәхсус оқуғучиларниң аиливи диний етиқад муһитини тәкшүрүш җәдвилини чиқарған болуп, гәрчә буниңдин илгириму оқуғучилар мушу хилдики җәдвәлләрни толдуридиған болсиму, әмма бу қетим тарқитилидиған җәдвәлгә “өйдә намаз оқуйдиғанлар барму ? сақал қойған, һиҗабланғанлар барму ? қандақ диний паалийәтләр билән шуғуллиниду? өйиңиздә диний китаб, материяллар барму ?” дегәндәк техиму тәпсилий әһвалларни игиләшкә даир инчикә соаллар киргүзүлгән икән. Мухбиримиз гүлчеһрәниң җайларға қаратқан телефон зиярәтлиридин буниң пәқәт ақсудила әмәс, қәшқәр, хотән қатарлиқ уйғур елиниң җәнубида омумйүзлүк йолға қоюлушқа башлиғанлиқи дәлилләнди.

Йеқинда чәтәлгә чиққан, тәпсилий әһвалдин хәвәрдар бир кишиниң ейтишичә, ақсудики мәлум наһийиниң маарип тармақлири йеқинда башланғуч вә оттура мәктәп оқутқучилирини йиғип динниң, миллий бөлгүнчилик идийилириниң мәктәпләргә сиңип киришиниң алдини елиш тәйярлиқ хизмәт йиғини ачқан вә буниңдин кейин оқуғучиларниң аиливи диний етиқад муһитини тәкшүрүш җәдвилиниң барлиқ башланғуч, оттура мәктәпләргә киридиған вә пүттүридиған оқуғучиларниң архипиға кириши керәклики тәләп қилинған. Шундақла - 1 сентәбир йеңи оқуш мәвсуми башлаштин һәр қайси мәктәпләрниң һәр бир оқуғучиниң бу җәдвәлни толдуруп мәктәпкә тапшуруши шәрт икәнликини оқтурған. Инкас қилғучиниң ейтишичә, җәдвәлдә, аилиңиздә қанчә киши динға етиқад қилиду ? қандақ диний паалийәт билән шуғуллиниду ? һиҗабланған, сақал қойғанлар барму йоқ? дегәндәк, оқуғучиларниң аилисидикиләрниң диний етиқад әһвалини инчикә игиләш мәқсәт қилинған мәзмунлар киргүзүлгән вә бу җәдвәл мәктәпләргә тарқитип берилгән.

Бу кишиниң билдүрүшичә, бу хил җәдвәл нөвәттә пүтүн уйғур елиниң җәнубидики уйғур мәктәплиригичә чүшүрүлгән.

Биз бу учурни дәлилләш йүзисидин, хотән вә қәшқәрләргә қарита телефон зиярити елип бардуқ. Нөвәттә язлиқ тәтил вә шундақла вақит пәрқи болғачқа маарип тармақлири билән алақә бағлаш имканийити болмиған болсиму, ахири қәшқәрниң мәлум йезисидики аһалиләргә улиған телефонимизға бир башланғуч мәктәпни пүттүрүп оттура мәктәпкә чиқиш алдида турған бир уйғур қизи җаваб бәрди. Уму йеқинда аилиниң диний етиқад әһвалини тәкшүрүш җәдвилини толдурғанлиқини ейтти вә балиларға хас болмиған наһайити җиддий вә сәзгүрлүк билән җаваб бәрди. Бу қизниң ейтишичә, бу хилдики җәдвәлни толдуруши биринчи қетим әмәс, лекин бу қетимқисида техиму тәпсилий, соаллар соралған. Униң дейишичә, гәрчә һазир мәктәпләрниң язлиқ тәтил вақти болсиму, оқуғучилар һәр җүмә күни мәктәпкә йиғивелинидикән, һәмдә сиясий өгинишләргә орунлаштурулидикән.

Биз башқа җайлардики әһвалларни игиләш үчүн хотәнгиму телефон қилдуқ, хотәнниң лоп наһийисидики бир башланғуч мәктәпниң аманлиқ ишханисида нөвәтчи телефон алди вә җәдвәлниң йеқинда тарқитилип болғанлиқини, оқуғучилар толдуруп болғандин кейин мәктәпкә тапшуридиғанлиқини вә мәктәп даирилири йиғивалғандин кейин болса, сақчи вә маарип даирилири тамға урғандин кейин һөкүмәт тармақлириға өткүзүп берилидиғанлиқини ейтти. Униң чүшәндүрүшичә, маарип тармақлири тарқатқан бу хил оқуғучиларниң аилисиниң диний етиқад әһвалини тәкшүрүш җәдвили уйғур вә хитайчә икки хил тилда чүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.