Чәтәлдики зиялийлар мухтәр мәхсут вә азад султанниң дин һәққидики пикрини тәнқид қилди
2013.08.14
Йеқинда “шинҗаң гезити” дә икки парчә мақалә елан қилинип, уйғур җәмийитидики динға йүзлиниш хаһиши тәнқид қилинған. Бу мақалиләрни уйғур әдәбият сепидә мәлум тәсиргә игә шәхсләр қәләмгә алған болуп, мақалида илгири сүрүлгән пикир муназирә қозғиған.
Диний радикаллиқ қарши туруш тоғрисидики бу икки мақалә “шинҗаң гезити” ниң 6-авғуст вә 13-авғуст санлирида елан қилинған болуп, мақалиниң бирини мәдәнийәт назаритиниң назири, шаир мухтәр мәхсут, йәнә бирини әдәбият сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси, әдәбиятшунас азад султан қәләмгә алған.
Мухтәр мәхсут “юртумға қайтқандики хушаллиқ вә әндишиләр” намлиқ мақалисидә, өзиниң йеқинда юрти гума наһийисигә тәтилгә берип, “диний радикаллиқ” ниң күчийип кәткәнликини көргән вә бу әһвални тәнқид қилған.
Азад султан “заманиви мәдәнийәтни йетәкчи қилип, уйғурниң мунәввәр мәдәнийәт әнәнилирини җари қилдурайли” намлиқ мақалисидә болса, һазир уйғур мәдәнийити йәнә бир қетим диний радикаллиқниң тәһдитигә дуч келиватқанлиқини агаһландуруп, сәидийә ханлиқини радикал диний күчләр йоқатқанлиқи, уйғурларни бу дәвридики ақ тағлиқ-қара тағлиқ диний күчләр кәлтүрүп чиқарған тарихий паҗиәләрдин савақ елип, җәңги-җедәл, диний низалар патқиқиға қайта петиштин қәтий әйләшкә чақирған.
Бу икки мақалә уйғур елидә диний бастуруш интайин кәскинләшкән мәзгилдә елан қилинип, кишиләрниң диққитини қозғиди.
Мухтәр мәхсут юртидики әһвални тәсвирләп, той-төкүнләрдә нахша ейтиш, усул ойнап нәғмә нава қилиш уйғурларниң есил әнәниси болсиму, бирақ йеқинқи йиллардин буян, худди бир күч йошурун қамал қилип турғандәк юртидики той -төкүнләрни хушаллиқ вә нәғмә нава мәнзириси ғайиб болғанлиқини билдүргән.
Униң илгири сүрүшичә, бу хил буруқтумлуқни радикал диний күчләр кәлтүрүп чиқарған.
Бу мунасивәт билән биз мәзкур мәсилә һәққидә америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчи доктор қаһар барат билән сөһбәт елип бардуқ.
Қаһар баратниң илгири сүрүшичә, сәидийә ханлиқи дәвридә мәзһәпчилик вә хурапатлиқниң әвҗ елип, ханлиқниң ағдурулушини кәлтүрүп чиқириш мәсилисини, һазирқи уйғурларда диний етиқадниң күчийишигә селиштуруш тоғра әмәс.
Хитай һөкүмити узундин буян уйғур елидики қаршилиқ һәрикәтлирини диний әсәбийликкә бағлап, бастуруш нишанини диний саһәгә қаритип кәлгән.
Даириләр һәр хил йәрлик бәлгилимиләрни чиқирип, мәмури хадимлар, кадирлар, аяллар өсмүрләр вә аялларниң мәсчиткә кирип ибадәт қилишни чәклигән.
Әрләрниң сақал қоюшни, аялларниң һиҗаб, чүмбәл, пәрәнҗә вә ромал қатарлиқ диний кийим-кечәкләрни кийишни мәни қилған.
Қаһар баратниң илгири сүрүшичә, бу хил бесим уйғурларда диний етиқадниң күчийишини алға сүргән.