Яң җйәнли: “хитайниң уйғурларға қаратқан диний бастуруши уйғурларниң миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилиду”

Мухбиримиз меһрибан
2013.03.04
yang-jyenli-tibet-namayish-305.jpg “җуңго пуқралар күчи” һәрикитиниң рәһбири яң җйәнли хитай әлчиханиси алдидики тибәтләрниң намайишида сөз қилди. 2012-Йили 8-феврал, вашингтон.
RFA

Чәтәлләрдики хитай демократлиридин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң мәсули яң җйәнли әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә маарип сиясити һәққидә тохталди.

Йеқиндин буян уйғур елидә елип бериливатқан “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш”, “диний түс алған кийинишни чәкләш”, “18яшқа тошмиғанларниң мәсчиткә киришини мәни қилиш” қатарлиқ һәрикәтләр, шундақла өткән һәптә хитайниң синна торидики мәлум блогда елан қилинған “қуран кәримини көйдүрүп йоқитиш” тәшәббуси, уйғур, туңган қатарлиқ мусулманларниңла наразилиқини қозғап қалмай, уйғур вәзийитини көзитип келиватқан чәтәлләрдики хитай демократлириниңму диққитини қозғиди.

Америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди зияритимизни қобул қилип, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан һалқилиқ мәсилә өзиниң етиқади вә миллий кимликини сақлап қелиш мәсилиси икәнликини тәкитлиди.

Яң җйәнли әпәнди сөзидә, уйғурларниң хитай коммунист һөкүмити районида йүргүзүватқан “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш”намидики бу хил диний бастуруш һәрикити вә бир қисим хитай пуқралири арисида әвҗ еливатқан чоң хитайчилиқ идийиси сәвәблик йүз бериватқан уйғурларға өчмәнлик хаһишиниң һәқиқий маһийитини тонуп йетип, бу мәсилиләргә һушярлиқ билән муамилә қилиши вә хитай пуқралириға уйғурларниң хитай коммунист һөкүмити тәрипидин бастурулуватқанлиқидәк һәқиқәтни тонутушниң муһимлиқини тәкитлиди.

Уйғурбиз ториниң 28-феврал вә 4-март күнидики хәвәрлиридә синна тор бекитидә 25-феврал елан қилинған қуран кәримини һақарәтләйдиған язминиң хитайдики уйғур қатарлиқ мусулманларниң қаттиқ наразилиқини қозғиғанлиқи хәвәр қилинған. Уйғурбиз торида елан қилинған хәвәрдә, уйғурбиз тори башқурғучисиниң синна ториға хәт йезип бу хил язмиларни тордин еливетишни тәләп қилғанлиқи, әмма синна тор бекитидә 4-март күниму “гу җйәнчю маркист” исимлик блог саһибиниң торида бу язминиң өчүрүлмәй шу пети турғанлиқи хәвәр қилинған. Радиомиз уйғур бөлүмиму 28-феврал өткән пәйшәнбә күни бу һәқтә мәхсус хәвәр бәргән идуқ.

Яң җйәнли әпәнди сөзидә уйғур қатарлиқ мусулманларниң қаттиқ ғәзипини қозғиған бу язмини синна тор бекитиниң 4-мартқа қәдәр өчүрмәслики һәм хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида даириләрниң бу тәшәббусни оттуриға қойғучиға чарә берилгәнлики һәққидә һечқандақ инкас йезилмаслиқидәк әһвалниң өзиниң диққитини қозғиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“хитай коммунист һөкүмити һакимийәтни қолға алған күнидин башлапла барлиқ диний паалийәтләрни бастуруш нишани қилип кәлди. Мән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний бастуруш вә тил җәһәттә хитайчилаштуруш сияситини көзитип келиватимән. Уйғурларға нисбәтән ейтқанда, уйғурларниң өзигә хас мәдәнийәт тарихи, етиқади, өрп-адити вә тил қатарлиқ җәһәттә хитай миллитидин түптин пәрқлиниши, хитай һөкүмитиниң нәзиридә уйғурларниң бөлүнүп чиқип кетишни тәшәббус қилишидики асасий сәвәбләр дәп қарилип, хитай һөкүмитини әндишигә салмақта. Хитай һөкүмити уйғурларниң ислам диний етиқадини уйғурларниң миллий кимликини күчәйтип, уйғурларда бөлүнүш хаһишини кәлтүрүп чиқиришта түрткилик рол ойнайду дәп қарайду. Шуңа хитай һөкүмити уйғурларниң диний етиқадиға қаратқан бастурушни барғанчә күчәйтмәктә. Уларниң (хитай һөкүмитиниң) ахирқи мәқсити уйғурларниң диний етиқадини йоқитиш.”

25‏-Феврал күни өзини“маркист”дәп ативалған бир хитай “синна” торидики шәхси микроблогида пикир йезип, хитай һөкүмитини дөләт ичидики барлиқ “қуран кәрим” ни топлап көйдүрүветишкә чақирған. Мәзкур хитай язмисида:“кишиләр арисидики адавәт, кәмситишни кәлтүрүп чиқарғучи қуран әмәсму? шуңа,мәмликәтлик қанунсиз нәшр буюмлириға қарши туруш ишханиси, мәмликәт бойичә елип берилидиған сериқ нәшрият буюмлириға зәрбә бериш һәрикитидә, дөлитимиз ичидики барлиқ қуран кәримләрни көйдүрүп ташлиши керәк. Бу арқилиқ аталмиш “қаймуқтурушқа учриған аз санлиқ милләтни қутқузувелиш керәк ” дәп язған. Бу язма торда елан қилинғандин кейин, тордашларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған болсиму, синна тор бекити бу язмини 4-мартқа қәдәр өчүрмигән вә бу язмини шәхси блогида қойған “маркист” исимлик кишигә һөкүмәт даирилириниң қандақ чарә көргәнлики һәққидә хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири һазирғичә һечқандақ хәвәр бәрмиди.

Яң җйәнли әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур тили вә мәдәнийитигә қарита чәклимә қоюшни күчәйтиш арқилиқ, уйғурларниң миллий кимликини суслаштуруш һәтта йоқитишқа урунуватқанлиқи икәнликини тәкиткләп мундақ деди.

“нөвәттә хитай һөкүмити уйғур тилиниң нормал ишлитилишигә қарита һәр хил тосалғуларни пәйда қилмақта. Мәсилән, һөкүмәт органлирида вә сода ширкәтлиридә ишлигүчиләрни хитай тилида сөзләшкә мәҗбурлаш, уйғур тилини етибарсиз қалдуруш һәтта уйғур тилини унтулдуруш. Ундин башқа уйғурларниң миллий адити вә диний етиқадиға уйғун болған кийиниши вә уйғур әрлириниң сақал-бурут қоюшини хитай һөкүмити уйғурларниң миллий мәдәнийитини гәвдиләндүрүп, ахирқи һесабта хитайдин бөлүнүп чиқип кетиш хаһишиниң ипадиси дәп қариғанлиқи үчүн, уйғурларни мәдәнийәт җәһәттә (хитай мәдәнийити билән) охшаш болушқа мәҗбурлап, уйғурларниң хас өрп-адәт, кийинишлиригиму чәклимә қоймақта. Уларниң ахирқи мәқсити болса уйғурларниң өз мәдәнийәт алаһидиликини пүтүнләй йоқитиш.”

Яң җйәнли әпәнди сөзиниң ахирида синна торида елан қилинған уйғурларға вә ислам дининиң муқәддәс китаби қуранға һуҗум қилинған бундақ язмиларниң чоң хитайчилиқ идийисидики хитай пуқралири тәрипидин йезилғанлиқини тәкитләп, йәнә йезилишиниң алдини елишниң муһимлиқини тәкитлиди. яң җйәнли әпәнди мундақ деди:
“синна торида елан қилинған бу хил язмилар гәрчә наһайити аз болсиму, әмма бундақ язмиларниң йезилиш сәвәби вә бу хил язмилар елип келидиған еғир ақивәткә диққәт қилиш керәк. Мениңчә, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан демократик тәшкилатларниң нөвәттики йәнә бир муһим вәзиписи демократик дөләтләрдила хитайдики, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң вә динға етиқад қилидиған хитай пуқралириниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинип, диний бастурулушқа учраватқанлиқини аңлитиштин башқа, техиму муһими хитай чегриси ичидики хитай пуқралириғиму, хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә қарита диний вә мәдәнийәт җәһәттә бастуруш елип бериватқанлиқини билдүрүш. Хитай пуқралириниң уйғурларни иҗабий җәһәттин тонушини қолға кәлтүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә бәргән тәтүр тәшвиқатлири сәвәблик бир қисим хитай пуқралирида күчийиватқан чоң хитайчилиқ хаһиши вә уйғурларға қарита өчмәнлик туйғусиниң алдини елип, хитай пуқралириға уйғурларниңму уларға охшашла хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқанлиқини билдүрүш толиму муһим.”

Уйғур биз ториниң 4-март күнидики хәвиридә дейилишичә, өзигә “гу җйәнчю маркист” дәп нам қоювалған бу блогчиниң мусулманларға һуҗум қилған язмилири вә уйғур, тибәт, туңган, манҗу қатарлиқ хитай болмиған милләтләрни һақарәтләп язған язмилири униң блогида һелиму туруватқан болуп, “милләтләр иттипақлиқи” ни тәкитләп келиватқан хитай һөкүмәт даирилири мусулманлар вә хитай болмиған милләтләр һақарәтләнгән бу язма саһибиға һазирғичә һечқандақ чарә көрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.