Түрмидики мәһбуслар аилисидин роза һейтлиқ салам

Мухбиримиз меһрибан
2013.08.08
diniy-besim-romal-chumbel.jpg Уйғур елидә хитай һөкүмити тәрипидин тамларға йезилған диний вә миллий өрп адәтләрни чәкләш тоғрисидики лозункилар.
RFA

Пүтүн дунядики мусулманлар улуғ рамзан ейида 30 күн роза тутуп, хәйр-сахавәт қилип, мана бүгүн һейтни күтүвалди. Әмма уйғур елидики уйғур мусулманлар бу бир айни хитай һөкүмитиниң техиму еғирлашқан диний чәклимилири вә түрлүк бесимлири астида өткүзди.

Бүгүн 8-авғуст күни радиомиз зияритини қобул қилған бирқанчә мәһбуслар аилиси өзлиригә охшаш мәһбуслар аилисигә көңүл бөлүп, уларға роһи вә маддий җәһәттин ярдәм қилип келиватқан барлиқ яхши нийәтлик кишиләргә, уйғур қериндашларға рамизанлиқ салимини йоллаш билән биллә, бу йиллиқ рамзан ейида йәрлик һөкүмәт даирилириниң уларға қаратқан назарәт вә бесимни илгирики йиллардикидин күчәйткәнликини илгири сүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған сиясий мәһбуслар аилисиниң билдүрүшичә, уларниң пәрзәнтлири түрмидә қаттиқ реҗим астида җаза муддитини өтәватқан болса, бу мәһбусларниң ата-ана, уруқ-туғқанлириму даириләр тәрипидин нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти қилинип,уларниң һәрикәт-паалийәтлири көзитиш даириси ичигә елинған. Болупму бу йиллиқ рамзан ейи мәзгилидә уйғур елидики сиясий мәһбусларниң аилилири шу райондики нуқтилиқ тәкшүрүш нишани қилинған.

Оғлиға “қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған” дегән җинайәт артилип, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин буян, өзлириниң аилисиниң шу райондики мәһәллә комитети хизмәтчилири вә сақчихана хадимлири тәрипидин “сөһбәт өткүзүш” қатарлиқ намларда даим чақиртилип, “ғәйрий рәсмий сорақ обйекти”ға айланғанлиқини билдүргән бир ана, нөвәттә пәрзәнтлири вә уруқ-туғқанлири түрлүк сиясий җинайәтләр билән әйиблинип, түрмидә йетиватқан аилиләрниң өзлиригә охшаш қисмәткә йолуқуватқанлиқини билдүрди.

Йеқинқи бирқанчә йилдин буян диний етиқади вә әқидисидә чиң турғанлиқи, даириләрниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити вә чәклимилиригә қарита наразилиқини, қаршилиқини ипадилигәнлики үчүнла “қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған”, “дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған” дегәнгә охшаш түрлүк җинайәтләр артилип, қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур яшлири барғанчә көпәймәктә.

Һалбуки, оғуллири вә әрлири түрлүк сиясий җинайәт билән әйиблинип қамақ җазасиға һөкүм қилинған ата-анилар, тул қалған аяллар вә йетим балилар дуч келиватқан маддий вә мәниви бесимлар түрмә ичидә җаза муддити өтәватқан мәһбусларниңкидин кәм болмиған.

Икки оғли қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин буян, бу аилиниң бешиға әң еғир күнләрниң кәлгәнликини баян қилған бир ата, бу хил мушәққәтләрниң пәқәт өз аилисигила келиватқан қисмәт әмәсликини тәкитләп, өз ирадисини вә кәлгүсигә болған үмидварлиқини ипадилиди.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити вә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини узундин буян көзитип келиватқан сиясий анализчилар болса, даириләрниң бу хил қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сияситиниң ақивәттә уйғурлар арисида һөкүмәткә болған омумий наразилиқ кәйпиятини күчәйтип, районда йүз бериш еһтимали болған техиму көплигән наразилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуши мумкинликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.