Әркинлик сарийида дунядики диний етиқад әркинлики дәпсәндичилики музакирә қилинди
2017.04.04
Америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридики әркинлик сарийида дүшәнбә чүштин кейин “диний етиқад әркинлики” һәмдә буниңда сақлиниватқан мәсилиләр бойичә бир қетимлиқ музакирә өткүзүлди. Музакиридә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң диний етиқад һәқлири саһәсидики мәхсус мәлуматчиси әһмәд шаһид өзиниң хизмәт әмәлийитигә бирләштүргән һалда дуня миқясида, җүмлидин хитайда диний етиқад һәқлириниң аяқ-асти болуши һәққидә тохталди.
Дуняниң һәрқайси җайлирида изчил мәвҗут болуватқан диний етиқад дәпсәндичилики һәрқачан дуня җамаәтчиликиниң диққитидә болуп келиватқан мәсилиләрниң биридур. Б д т қармиқидики диний ишлар комитети болса мушу саһәдики хизмәтләрни тәкшүрүшкә мәсул болуп, бу җәһәттә әркинлик сарийи билән көп җәһәтләрдә хизмәт ортақлиқиға егә. Дуняниң һәрқайси җайлиридики охшаш болмиған хәлқләр диний етиқад җәһәттә дуч келиватқан түрлүк чәклимиләр, нормал диний етиқад әркинликиниң мәвҗут болушидики әң зор тосалғу болуватқанлиқи мәлум. Мушу җәһәттики реал мәсилиләр һәққидә җамаәткә чүшәнчә бериш мәқситидә 3-апрел чүштин кейин әркинлик сарийида б д т ниң диний етиқад һәқлири саһәсидики баш мәлуматчиси әһмәд шаһид тәклип бойичә лексийә бәрди.
Музакирә риясәтчиси роберт херман алди билән сөз елип, дуняниң һәрқайси җайлирида диний етиқад әркинликиниң дәпсәндә қилиниши билән демократийә вә инсан һәқлириниң аяқ -асти болуши һәрқачан бир гәвдилишиватқанлиқини тәкитлиди. Униң пикричә, дин вә диний кимлик һазирқи заман дуня сияситидә барғансери күчлүк бир амилға айлиниватқан болуп, һәмишә әркинлик үчүн оттуриға чиқиватқан күрәшләрниң ядроси болуп кәлмәктә икән. Бу һал нөвәттә ялғуз оттура шәрқ районидила әмәс, дуняниң башқа җайлиридиму охшаш шәкилдә давам қилмақта икән. Буниң билән бир қисим районлардики диний җамаәтниң диний етиқади түрлүк чәклимиләргә дуч келиватқан, хилаплиқ қилғучилар түрлүк қамақ җазалириға муптила болмақта икән. Буниң билән һазир дуняниң көп қисим җайлирида, җүмлидин оттура асия районида диний етиқад әркинлики еғир тәһдитләргә дуч кәлмәктә икән.
Музакиригә қатнашқучилардин бири, б д т ниң ғәйрий рәсмий “диний етиқад әркинлики комитети” ниң рәиси майкил дидора сөз елип, б д т қармиқидики етиқад әркинлики комитетиниң хизмәтлирини қисқичә әсләп өтти һәмдә бүгүнки меһманлардин әһмәд шаһидни лексийәгә тәклип қилди.
Әһмәд шаһид сөз елип, б д т қармиқидики диний етиқад әркинликини тәкшүрүш хизмитиниң омуми әһвалини тонуштуруп өтти. Униң қаришичә, һазир дуня миқясида диний етиқад әркинлики охшаш болмиған пуқравий җәмийәтләрдә охшимиған шәкилләрдә түрлүк чәклимиләргә дуч кәлмәктә икән. Бу һал ялғуз мустәбит әлләрдила әмәс, йәнә өзлирини демократик һесаблайдиған ғәрб дөләтлиридиму мәвҗут икән. Б д т ниң мәзкур хизмәт комитети бу һәқтә һәрқайси җайлардики дәпсәндичилик әһвалини тәкшүрүш һәмдә бу әһваллар һәққидә б д т ға йиллиқ доклат тәйярлашқа мәсул икән. Шуниңдәк бу һәқтә һәрқайси дөләт һөкүмәтлиригә бу һәқтә алақидар тәклипләрни сунидикән.
Йиғин арилиқида, биз униңдин хитай һөкүмити 1-апрелдин башлап йолға қойған “диний әсәбийликни чәкләш низами” ни хәлқара өлчәмдики диний етиқад әркинлики билән қайси дәриҗидә селиштурушқа болидиғанлиқини сориғинимизда, у буниңдики зиддийәтлик әһваллар тоғрилиқ тохтилип мундақ деди: “хәлқарада диний етиқад әркинлики инсанийәтниң түплүк һоқуқлиридин бири, дәп қарилиду һәмдә алақидар қанунлар арқилиқ бу һоқуқниң қоғдилиши капаләткә игә қилиниду. Буниңда охшимиған инсанлар топи ирқий вә миллий алаһидилики бойичә муқәддәс билип келиватқан диний етиқадларни башқиларниң кәмситишигә болмайдиғанлиқи алаһидә тилға елиниду. Дәрвәқә һазир бәзи җайларда диний либасларниң мәни қилинғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқиливатқан болса, йәнә бәзи җайларда сақал, бурқа қатарлиқ ислами йосунларға мәнсуп амиллар мәни қилиниватиду. Буни шу дөләт һөкүмәтлири мәйли қандақ сәвәбләрни көрситип ақлишидин қәтийнәзәр, бу хәлқара диний етиқад әркинликиниң, шундақла инсан һәқлири низамлириниң мәзмуниға хилап. Шуниң үчүн хитай һөкүмити өзиниң алақидар қанунлиридики диний етиқад әркинлики һәққидә бәргән вәдилиригә әмәл қилиши, диний амминиң йоллуқ тәләплирини етибарға елиши толиму зөрүр.”
Йиғин музакирисидики йәнә бир алаһидә меһман майкил дидора хитайниң диний етиқад әркинлики җәһәттә хәлқара өлчәмләргә хилап һалда йолға қоюватқан түрлүк сиясәт вә бәлгилимилирини әмәлийәттә хитай арзу қиливатқан “инақ җәмийәт” һәмдә “муқимлиқ” вәзийитини вәйран қилғучи амил дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “шундақ, һазир нурғун дөләтләр, җүмлидин хитай һөкүмити өткән бирнәччә йилдин буян террорлуққа вә әсәбийликкә қарши туруш намида көплигән диний етиқад паалийәтлирини чәкләшкә урунуп келиватиду, шундақла бәзи саһәләрдә буни зор дәриҗидә әмәлгә ашуруп болди. Бу әһвал башқа дөләтләрдиму охшимиған дәриҗидә мәвҗут, мәсилән, мусулманчә кийиниш, болупму аялларниң ислами йосунда кийиниши бир қисим кишиләрни җиддийләштүрүп қоюватиду. Һөкүмәтләрниң террорлуққа вә әсәбийликкә қарши турушини чүшинишкә болиду, әмма буни баһанә қилип, өз пуқралириниң диний етиқадини һәмдә буниңға алақидар мәзмунларни мәни қилиши хусусийларниң әқәллий инсан һәқлирини дәпсәндә қилғанлиққа баравәр. Һөкүмәтниң мушу хилдики дөләт миқясида диний етиқад билән четишлиқ мәзмунларни мәни қилиши ениқки, сансизлиған ғубарсиз қәлбләрни яра қилиду, буниң билән улар көзлигән “муқимлиқ” улардин техиму узақлап кетиши мумкин. Шундақла буниң билән техиму “муқимсиз” вәзийәт барлиққа келиду. Әгәр хитай һөкүмити растинила террорлуқ вә әсәбийликни йилтизидин қурутмақчи болса, у һалда пуқраларниң диний етиқад әркинликини қоғдиши, сөз әркинликини капаләткә егә қилиши лазим. Чүнки пуқрави җәмийәттә террорлуқ вә әсәбийликни түгитишниң әң үнүмлүк усули охшаш болмиған миллий тәркибләрниң һәқ вә һоқуқлириға йол қоюштур. Шуниң үчүн мусулманларниң һәммиси террорлуқ билән четишлиқ, дәп қараш яки исламни террорлуқни өлчәштики васитә қиливелиштин көрә, хитай һөкүмити мусулманларниң һоқуқлирини қоғдиши һәмдә шу арқилиқ террорлуққа қарши туруши лазим.”
Бу қетимқи музакиригә иштирак қилғучилар арисида биз 2003-йилидин 2006 -йилиғичә америкиниң шәрқий тимор җумһурийитидә турушлуқ тунҗи баш әлчиси болуп ишлигән дипломат гровер рес (Grover Joseph Rees) әпәндини учраттуқ. Уйғурларниң һазирқи вәзийити билән яхши тонушлуқи болған рес әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмити 1-апрелдин башлап йолға қойған “әсәбийликни чәкләш низамнамиси” ниң хәлқарадики һечқандақ бир өлчәмгә чүшмәйдиғанлиқини тилға алди. Бу бәлгилиминиң уйғурларниң күндилик турмушиға қандақ тәсир көрситиши мумкинликини сориғинимизда, у мундақ деди: “рошәнки, хитай һөкүмити һазир кишиләргә сақал қойса боламду-йоқ, ромал артса боламду -болмамду, дегәнләрни ейтип бериватиду. Бу пүтүнләй шәхсләрниң хусусий иши. Биздин сорисиңиз, нурғун кишиләр бу хилдики ишларни һөкүмәтниң бәлгиләп беридиғанлиқини тәсәввур қилалмайду. Дәрвәқә мушундақрақ ишларни қиливатқан башқа һөкүмәтләрму бар, әлвәттә. Әмма буларниң һәммиси хата. Әмма мениңчә, бу йәрдики муһим нуқта хитай һөкүмити уйғурларға ‛силәр уйғурлуқ һалитиңлар билән өз дөлитиңларда қарши елинмайсиләр!‚ дәватиду.”
Йиғин ахирида көпчилик диний етиқадқа аит мәсилиләр бойичә музакиригә кәлгән меһманлардин соаллар сориди. Йиғинға вашингтон шәһиридики бир қисим һөкүмәт органлириниң хизмәтчилири, ахбарат саһәсидин кәлгәнләр һәмдә оқуғучилар қатнашти.