Кәнт секретари: тохти һамутниң гунаһи дубәйни зиярәт қилиш вә гуманлиқ диний затқа йеқин йолаш

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.06.21
meschit-yashanghan-yash-terbiye.jpg Җүмә намизидин кейин, яшанған диний өлима мәсчит сиртида бир яш билән сөһбәт өткүзмәктә. 2014-Йили 23-май, үрүмчи.
AFP

Қәшқәр пәйзиватниң барин йеза биринчи кәнт секретари, бу йил киргәндин буян өз кәнтидин нөвәттә тутуп турулуп наһийәдә тәрбийә көрүватқан 18 кишиниң һәрбириниң тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат бәрди.

Мәлум болушичә, тутқунлардин бири тохти һамут дегән киши болуп, у бултур йил ахирида аилиси билән дубәйни зиярәт қилип кәлгәнлики вә қәшқәрдә сиясий җәһәттин гуманлиқ бир имамда тәлим алғанлиқи үчүн тутулған. Секретар, тохти һамутниң тутулушиға қәшқәр тувақ базиридики садиқ қаримда тәлим алғанлиқиниң сәвәб болғанлиқини ениқ баян қилған болсиму, садиқ қариминиң кимлики һәққидә мәлумат берәлмиди. Мухбиримизниң ениқлиши давамида, садиқ қариминиң тувақ базиридики қазанчи мәсчитниң имами икәнлики ашкариланди.

Бу йил киргәндин буян уйғур районида давам қиливатқан сиясий тутқунларниң һазирғичә ашкариланған тутулуш сәвәблиридин мәлум болушичә, хитай илгирики йилларда өзлири қанунсиз дәп қариған бир һәрикәт яки сорунға қатнашқанларни тутуп вә җазалап кәлгән болса, бу йилқи тутқунда, аталмиш қанунсиз яки гуманлиқ дәп қариған киши яки орунларға билип яки билмәй йеқин йолап қалғанларму тутқун қилинған вә җазаланған. Әсли пәйзиватниң 6-йезисидин болған вә кейин баринға көчүп кәлгән вә нөвәттә пәйзиват наһийилик аталмиш тәрбийәләш мәркизидә 3 айдин бери тутуп турулуватқан тохти һамутниң қисмити, әнә шу вәзийәтниң бир мисалидур.

Секретарниң юқириқи баянлиридин, тохти һамутниң дубәйни саяһәт қилишиниң нәри гуманлиқ яки қанунсизлиқ икәнлики мәлум әмәс. Әмма у, бурун тәлим алған садиқ қариминиң әсәбийликни тәшвиқ қилғучи дәп қаралғанлиқи, йәни әсәбийлик гумандари икәнлики мәлум. Секретарниң баянлиридин йәнә, тохти һамутниң садиқ қаримға йеқин йолап қалғинидин башқа, униң аталмиш әсәбийликниң тәсиригә учриғанлиқи һәққидиму мәлумат йоқ. Тохти һамут йеқин йолиғанлиқи үчүн 3 айдин бери тутуп турулуватқан икән, ундақта садиқ қарим ким? униң бүгүнки әһвали қәйәрдин қәйәргичә? биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн қәшқәрдики сақчиханиларға телефон қилдуқ.

Телефон зияритимиздин, садиқ қариминиң қәшқәр тувақ базиридики қазанчи мәсчитиниң имами икәнлики айдиңлашти. Әмма, униң һазир нәдә, немә күн көрүватқанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.