Диний әркинликни илгири сүрүш йиғинида уйғурларға алаһидә орун берилди

Мухбиримиз җүмә
2018.07.24
Diniy-Erkinlikni-Ilgiri-Surush-Yighini-2018-03.jpeg Уйғур зиялийси, шаир таһир һамут америка дөләт ишлар министирлики хәлқара диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк билән биргә. 2018-Йили 24-июл. Вашингтон д.С., америка.
RFA/Jume
Диний әркинликни илгири сүрүш йиғинида сөз қилған америка дөләт ишлар министирлиқи хәлқара диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситидин қаттиқ әндишиләнгәнликини билдүрди. Йиғинға тәклип қилинған уйғур зиялийси, шаир таһир һамут хәлқара җәмийәтни уйғур мәсилигә йеқиндин көңүл бөлүшкә вә уларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини қоллашқа чақирди.


24-Июлдин 26-июлғичә, америка дөләт ишлар министирликидә 3 күн өткүзүлидиған диний әркинликни илгири сүрүш йиғини 24-июл сәһәрдә башланди. 

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған америка дөләт ишлар министирлиқи хәлқара диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк өз нутқида дуняда диний әркинликниң һәр хил дәриҗидә чәклимигә, дәпсәндичиликләргә учраватқанлиқини, һәтта бәзи һалларда кишиләрниң диний етиқади сәвәблик вәһшийликкә, зулумға вә өлтүрүш хәвпигә дуч келиватқанлиқи баян қилғандин кейин, диний әркинлик дәпсәндә қилиниватқан дөләтләрни санап өткәндә хитайда лагерларға бәнд қилинған уйғурларни тилға алди. 

У мундақ деди: “хитайда зор сандики уйғур мусулманлири қаяқта тәрбийиләш лагерлириға йолланди. Тибәт буддистлири өз етиқади бойичә яшашта көрүнәрлик чәклимиләргә учриди. Христиан поплири түрмиләргә ташланди.”

У дуняниң һәрқандақ бир йеридә диний етиқад әркинлики чәклимигә учрайдикән, буниң тинчлиқ, асайишлиқ вә муқимлиққа тәһдит яритидиғанлиқини, диний етиқад әркинликиниң дуняда еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқини, шуңа буниңға чоқум хатимә бериш лазимлиқини күчлүк рәвиштә оттуриға қойди.

Бу нөвәтлик йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән дөләт әрбаблири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири, диний рәһбәрләр, кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин башқа диний етиқад әркинлики дәпсәндичиликкә учриған кишиләр вә етник топлуқларниң 20 нәччә нәпәр вәкили өз хәлқлиригә вакалитән сөзләшкә тәклип қилинған. 

Нөвәттә америкида панаһлиниватқан уйғур зиялийси, шаир таһир һамут мәзкур йиғинға уйғурларға вакалитән алаһидә тәклип қилинған иди. 

Алаһидә әлчи сам бровнбәк йиғинда сөзләшкә тәклип қилинған меһманларни тонуштурғанда, йиғинда башта сөзләйдиған икки кишиниң бири таһир һамут икәнликини билдүргәндин кейин, уйғурлар нөвәттә йолуқуватқан аталмиш қайта тәрбийиләш лагерлири мәсилисини алаһидә тилға алди вә буниң адәмни толиму бисәрәмҗан қилидиған һадисә икәнликини тәкитлиди.

У мундақ деди: “биз хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири вә тибәт буддистлириға қарита узундин буян давамлаштуруп келиватқан бастуруш қилмишлиридин чоңқур әндишиләндуқ. Болупму хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян уйғурлар вә башқа аз санлиқ гуруппиларни бастурушни техиму өткүрләштүргәнликигә аит доклатлардин бәкму бисәрәмҗан болдуқ. Миңлиған онмиңлиған уйғур вә башқа мусулманларниң ‛сиясий җәһәттин қайта тәрбийиләш‚ дәп пәрдазлинип җиддий ясалған тутуп туруш орунлиридин тартип вә түрмиләргичә қамалғанлиқи, буларниң мисали. Бу лагерларға қамалған уйғурларниң һәммиси дегүдәк уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлгән, улар һечқандақ, сот вә қануний тәртипләрдин мәһрум һалда қәрәлсиз қамалған. Бу лагерлар һәққидә бизгә кәлгән хәвәрләр вәһимилик болуп адәмниң вуҗудини титритиду.” 

Йиғиниң күнтәртипи бойичә, ечилиш мурасимидин кейинла хитайда зиянкәшликкә учраватқан диний топлуқлардин христиан вә мусулманларниң вәкиллири биринчи нөвәттә сөзгә тәклип қилинди. Алди билән сөзгә чиққан җәймий пав ханим өз ери хитайда миссионерлиқ қилиш җәрянида тартқан хорлуқларни вә униң ахири 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқини баян қилди. 

Униң ахиридин таһир һамут сәһнигә чиқип, өзи вә өзи тәвә миллий топлуқ-уйғурларниң кимликини қисқичә баян қилип өткәндин кейин, хитай коммунистлири 1949-йилидин буян уйғурларға салған зулумлар һәққидә тохталди.

Таһир һамут сөзләп болғандин кейин йиғин өз күн тәртипи бойичә давам қилди. Чүшлүк дәм елиш әснасида зияритимизни қобул қилған таһир һамут йиғин тәсирати һәққидә тохталди вә униң нутқидин кейин уйғурлар һәққидә соал сориғучиларниң көп болғанлиқини баян қилди. 

Бүгүнки йиғинда алаһидә диққәтни чекидин бир нуқтида болса, диний әркинкин илгири соруш темисидики хәлқаралиқ бу йиғинда сөзгә тәклип қилинғучиларниң көплүкигә қаримай, уйғурлар мәсилисиниң алаһидә тилға елинишини вә уйғур вәкилгә башта орун берилиши иди. 

Бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойған таһир һамут буни уйғур мәсилисиниң тәхирсизлики вә униң америка һөкүмити алдидики орниға бағлап чүшәндүрди.

Диний әркинликни илгири сүрүш йиғини 24-июлдин 26 июлғичә америка дөләт ишлар министирликидә өткүзүлидиған болсиму, йиғин башлиништин бурунқи яндаш паалийәтләр 23-июлда башлинип қолға иди.

Йиғин иштиракчилири 23-июл америка пайтәхти вашингтондики “ирқий қирғинчилиқ” мозийи қатарлиқ җайларни зиярәт қилди. 

“ирқий қирғинчилиқ мозийи” 1940-йилларда натсистлар германийәсиниң зиянкәшликигә учриған вә бу җәрянда қирғин қилинған йәһудийларниң паҗиәси баш тема қилинған мозийи.

Таһир һамутниң билдүрүшичә, мозийидики паалийәт бешида сөзгә чиққан алаһидә әлчи сам бровнбәк бу нөвәтлик йиғинни уюштуруштики мәқсәтниң дуняда йәнә мушундақ чоң типтики ирқий қирғинчилиқ йүз берип қелишиниң алдини елиш икәнликини алаһидә тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.