Диний зат мәһәммәт һаҗим: мән пүткүл уйғур хәлқини диний әқидидә мустәһкәм болушқа чақиримән

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.09.12
xoten-namaz-jamaet-305.png Хотәндики җамаәт
AFP


Уйғурларниң өтмүштә һәр хил динларға етиқад қилип, өзлириниң мәдәний ядикарлиқлирини бәрпа қилғанлиқи һәм шуниң арқилиқ дуня мәдәнийитигә зор төһпә қошқанлиқи тарихтин яхши мәлумдур. Кейинки миң йилдин ошуқ вақит мабәйнидә уйғур хәлқи ислам диниға етиқад қилип кәлмәктә. Пәқәт уйғур дияри һәм оттура асияда қизил коммунист түзүми орниғандин башлап, уйғур вә башқа мусулман хәлқләрниң диний әркинлики қәтий чәкләнди.

Бәзидә һәтта һөкүмран даириләр динни өз мәнпәәтлири үчүн хизмәт қилдуруш урунушлириниму елип барди. Пәқәт совет иттипақи ғулап, оттура асияда мустәқил мәмликәтләр пәйда болғандин башлап, башқа хәлқләр билән бир қатарда уйғурларму диний әнәнилирини сақлап қелиш вә йәниму раваҗландуруш, диний билим егиләш вә уни тәрғиб қилиш мумкинчиликигә игә болди.

Лекин, җәмийәттә бәзидә башқа диндикиләр билән тойлишишқа охшаш әһвалларниңму учрайдиғанлиқини ейтиш керәк. Бу ислам дини қаидилиригә мас келәмду? буниң ақивети қандақ болиду? қандақ қилған тәқдирдә ислам әқидилирини сақлап қалғили болиду?

Радиомиз зияритини қобул қилған, алматада истиқамәт қиливатқан диний зат мәһәммәт һаҗим бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.