Түркийәдики әң чоң инсан һәқлири тәшкилати түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди
2018.06.12
Хитайниң аталмиш тәрбийәләш мәркәзлиридин биридә һаятидин айрилғанлиқи ениқланған абдурешит сәләй һаҗим билән абдуләһәт мәхсум һаҗим қатарлиқ диний вә җамаәт әрбаблири үчүн түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики әң чоң вә тарихий җамәләрдин бири болған һаҗи байрам җамәсидә 8-июн җүмә намизидин кейин ғайибанә җиназа намизи оқулди вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан юқири бесимлиқ зулуми вә ирқий сиясити әйибләнди. “әркин пикир вә маарип һәқлири җәмийити” елан қилған баянатта “мисли көрүлүп бақмиған бесимға дучар болуватқан уйғурларға дөлитимизниң, һәр қайси партийәләрниң, аммиви тәшкилатларниң ярдәм қилишини тәләп қилимиз” дейилгән.
Паалийәткә мәзкур тәшкилатқа әза һәр қайси аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, әзалири, җүмә намизиға кәлгән җамаәт вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди.
Җиназа намизи ахирлашқандин кейин паалийәтни уюштурған “әркиин пикир вә маарип һәқлири җәмийити” мәсули нуман гүнәй әпәнди билән уйғур оқуғучи салаһидин қәшқәрли баянатни оқуп өтти.
Нуман гүнәй әпәнди алди билән бу паалийәтни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистанда узун йиллардин бери хитайниң бесимиға учраватқан қериндашлиримиз шундақ еғир зулумларға учраватидуки, йеқинда абдурешит һаҗим билән абдуләһәт мәхсум һаҗим қериндишимиз түрмидә тән җазасиға учрап өлгән. Биз бүгүн бу қериндишимизниң ғайибанә намизини чүшүрүш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Шундақла түрк җамаәтчиликиниң, һөкүмитимизниң диққитини бу мәсилигә тартиш үчүн мухбирларға баянат беримиз.”
Җиназа намизи оқулғандин кейин “әркин пикир вә маарип һәққи җәмийити” намидин йилдирим беязит университети оқуғучиси салаһиддин қәшқәрли әпәнди баянатни оқуп өтти. Баянатта мунулар дейилгән: “ахирқи бир йилдин буян шәрқий түркистанда немиләр болуватиду? нәччә аниниң көз яшлири тохтимайватиду? нәччә бала йетим қалди? нәччә аилә вәйран болди? булардин хәвириңлар барму?”
Баянатта уйғур дияриниң нөвәттики еғир вәзийити оттуриға қоюлуп мундақ дейилгән: “21-әсиргә киргән бүгүнки әркин дуняда, шәрқий түркистандики пүтүн алақә васитилири етиветилгән. Хәлқаралиқ иҗтимаий таратқулар етиветилгән. Телефонларни тәкшүргәндә диний мәлумат байқалса түрмигә ташланмақта, түрмигә ташланғанлардин уруқ-туғқанлири хәвәр алалмайватиду. Бүгүнки күндә шәрқий түркистан очуқ түрмигә айлинип кәтти.”
Баянатта йәнә бүгүнки күндә уйғур диярида бир милйон әтрапида кишиниң лагерларда икәнлики, “қериндаш аилә” нами астида хитай әрләрни уйғур аилилиригә орунлаштуруватқанлиқи, буларниң қобул қилғили болмайдиған бир қилмиш икәнлики тәкитләнгән.
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики әң чоң вә тарихий җамәләрдин бири болған һаҗи байрам җамәсидә 8-июн җүмә намизидин кейин өткүзүлгән паалийәттә оқуп өтүлгән баянатниң ахирида түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирилип мундақ дейилгән: “дөләт рәһбәрлирини, һәр қайси партийәләрни, аммиви тәшкилатларни шәрқий түркистанлиқларниң бу қийинчилиқини һәл қилишиға ярдәм қилишқа чақиримиз. Шәрқий түркистандики зулум чидиғусиз бир вәзийәткә кәлди. Шәрқий түркистанниң ичи вә сиртидики уйғур қериндашлиримизниң мәсилилиригә түркийә башлиқ мусулман дөләтлириниң, ислам конферансийәси тәшкилатини көңүл бөлүшкә чақиримиз”.
Хитайниң уйғур елидә елип бериватқан тәқибләш сиясити, милйон кишини йиғивелиш лагерлириға соливелип, меңә ююш елип бериши, рамзанда роза тутуш вә башқа дини паалийәтлирини чәклиши, қаттиқ назарәт системиси орнитиши қатарлиқ қилмишлири ғәрб мәтбуатлирида кәң елан қилинған шуниңдәк америка һөкүмити, кишилик һәм диний әркинлик һоқуқлирини қоғдаш орунлири, бир қисим парламент әзалири тәрипидин тәнқид қилиниватқан болсиму, әмма хәлқаралиқ ислам тәшкилатлири вә яки бирәр ислам дөлити һөкүмәтлири, болупму түркийә һөкүмитидин һечқандақ тәнқидий инкас чиқмиғанлиқи түркийәдики бир қисим хәлқләр, уйғурлар, бир қисим аммиви тәшкилатлар вә партийәләрниң тәнқидигә учримақта. Улар бир тәрәптин хитай һөкүмитини әйиблисә, йәнә бир тәрәптин түркийә һөкүмитини уйғурларниң бу қийин мәсилилиригә көңүл бөлүшкә чақирмақта.
Биз бүгүнки ғайибанә җиназа намизи вә паалийәт тоғрисида пикир-қарашлирини игиләш үчүн бу паалийәтни уюштуруштурушта күч чиқарған салаһидин қәшқәрлигә микрофонимизни узаттуқ. У, паалийәт җүмә намизидин кейинла башланған болғачқа көп кишиниң қатнашқанлиқини мухбирларниңму кәлгәнликини, күткән мәқситигә йәткәнликини, малайшиядин ғулҗиға қайтқандин кейин из-дерики йоқ болуп кәткән оқуғучи гүлгинәниң мәсилисиниңму оттуриға қоюлғанлиқини баян қилди.
Уйғур паалийәтчи, тәтқиқатчи миркамил әпәнди бу паалийәткә көп санда мухбирниңму иштирак қилғанлиқини, көп тор гезитлиридә хәвәр елан қилинғанлиқини бу җәһәттин елип ейтқандиму әһмийәтлик бир паалийәт болғанлиқини баян қилди.
“әркин пикир вә маарип һәқлири җәмийити” 1999-йили истанбулда қурулған болуп, һазир әнқәрә, измир, адана вә газиантәп қатарлиқ 50 әтрапида шәһәрдә шөбиси бар икән. Мәзкур тәшкилат инсан һәқ вә һоқуқлири тәшкилати болуп, һазирғичә көп қетим уйғурлар тоғрисида паалийәт уюштурған.