Атеизмға мәҗбурлиниватқан пәрзәнтләрни қандақ қилғанда иманлиқ қилғили болиду?

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.12.11
Uyghur-aile-bala-305.jpg 2008 - Йили 14 - ийул, қәшқәр кочилириниң биридә бир уйғур аилиси.
AFP Photo

Хитай һөкүмитиниң уйғур пәрзәнтлирини атеизм йәнә динсизлиқ пәлсәписигә зорлаватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә пикир йүргүзгән уйғур зиялийси, буниң һәқиқәтән ечинарлиқ иш икәнлики, һәрбир ата-аниниң өз пәрзәнтлирини иманлиқ қилип тәрбийиләп чиқиш мәҗбурийити бар барлиқини билдүрди.

Сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәм шәһиридә турушлуқ уйғур алимлиридин обулқасим бу һәқтики қарашлирини ипадилиди.

Обулқасим һаҗим мундақ деди:“ бала мәктәп йешиға келиштин бурун униң қәлбигә иман вә исламни чоңқур сиңдүрүш вә уни ислам әхлақи билән тәрбийиләп, униңға адимийликни өгитиш ата-ана болғучиларниң әң чоң бурчи вә гәдәнлиридики әң муһим аманәттур. Чүнки мәктәп балиларға билим бәргәнниң сиртида, көп нәрсиләрни өгитәлигән билән, адимийликни берәлмәйду. Уни пәқәт аилила берәләйду.

Униң үстигә атеизм идийиси дәрслик қилип оқутулидиған дөләтләрдики мәктәпләргә мусулман балилирини меңиси бош әвәтиш әң кәчүрүлмәс җинайәттур. “һәрқандақ бала ислам фитритигә туғулиду, уни ата-аниси йәһудий қилиду, яки христиан қилиду, яки мәҗусий қилиду” дегән һәдисниң роһи бойичә ейтқанда, бу әһвалда ата-ана балилириниң динсиз болуп кетиши вә йолдин чиқип кетишидин җавабкарлиққа тартилиду.

Балини психика җәһәттин мәктәпкә һазирлаш ишида, ана дадиға ярдәмлишип наһайити актип рол ойниши лазим. Мәсилән балисиға: балам, мәктәпкә бериш зөрүр. Чүнки у йәрдә һәр хил илим-пән, математика, әдәбият-сәнәт вәһаказаларни өгинисән, билимлик адәм болисән. Һәммини яхши өгинишиң лазим. Пәқәт екологийә мәсилисидә сениң өйдә биздин өгәнгәнлириң тоғра, мәктәптә саңа дейилидиған “адәм маймундин кәлгән” дегәндәк сөзләр сәпсәтә вә хата сөзләрдур, чүнки һәммини аллатаала яратқан, дейиш арқилиқ балини идийә җәһәттин һазирлаш ишини ата-ана бирликтә қилиду.

Бала мәктәпкә бериштин бурун иман вә исламни өгинип меңисигә орунлаштурувалғандин кейин, андин мәктәпкә барғанда, исламға қарши идийиләрни аңлисиму, униң имани тәврәнмәйду вә езип кәтмәйду. Бу наһайити муһим бир нуқта болуп, ата-аниларниң толиси буниңдин ғәпләттә қалмақта.

Бала мәктәпкә барғандин кейин, униң немә өгәнгәнликини сүрүштә қилип, соаллириға җаваб берип, әқидә тәрәптин көзитип, екологийидә немиләрниң өгитилгәнликини, зади қандақ идийиви дәрс өтүлгәнликини сорап, хата нәрсиләрни өгәнгән болса, түзитиш бериш вә балиниң өгинишлиригә ярдәм бериш ишида ана дадиға ярдәмчи болуп, өз-ара иш тәқсимати қиливелип, өгиниш ишида балисиға һәр иккилиси ярдәм бериду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.