Қазақистанда “тәблиғи җамаәт” намидики диний тәшкилатниң паалийити мәни қилинди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.02.27

Аммиви ахбарат васитилиридә қазақистандики диний әсәбийлик вә террорчилиқ хәвпиниң мәвҗут икәнлики һәққидә мәлуматларниң елан қилиниши давам қилмақта.

Кейинки вақитларда мәмликәтниң һәр қайси районлирида миллий бихәтәрлик комитети вә ички ишлар идариси тәрипидин йүргүзүлгән мәхсус оператсийиләр нәтиҗисидә бир нәччә террорлуқ гуруппилар уҗуқтурулуп, диний әсәбийлик вә террорчилиқ һәрикәтлиригә мунасивити бар дегән гуман билән онлиған адәмләр қолға елинған иди. Улар террорчилиқ маддиси бойичә “террорлуқ топларни қурғанлиқи вә тәшкиллигәнлики”, “террорчилиқни тәшвиқ қилғанлиқи”, “террорлуқ һәрикәтләрни пиланлиғанлиқи” қатарлиқ әйибләр билән бир нәччә йил муддәтлик әркинликидин айрилди.

Қазақистан президенти өткән йилниң ахирида мәмликәт хәлқигә йоллиған “қазақистан-50 истратегийиси” дә дөләт вә пуқраларниң радикализм, диний әсәбийлик вә террорчилиққа қарши көрәштә бирикип һәрикәт қилиш лазимлиқини, болупму диний әсәбийлик хәвпиниң мәвҗут икәнликини көрситип, президент мәмурийити вә һөкүмәткә диний әсәбийлик вә террорчилиққа қарши күрәш программисини тәйярлашни тапшуруп мундақ дегән иди: “диний мәсилиләрдә еғир бесиқ вә қаттиқ еһтиятчан болушимиз керәк, дөләт диний тәшкилатларниң ички ишлириға арилашмаслиқи лазим. Биз виҗдан әркинлики, әнәниләргә варислиқ қилиш вә етиқад принсиплирини сақлишимиз лазимдур.”

“каз таг ахбарат агентлиқи” мәлуматлириға қариғанда, һазир қазақистанниң түзитиш мәһкимилиридә диний әсәбийлик вә террорчилиқ билән алақиси бар дегән әйиб билән сотланған 500 гә йеқин адәм бар. “тенгринюс агентлиқи” елан қилған “қазақистанда йүзлигән адәмләр диний әсәбийлик вә террорчилиқ бойичә қамақханиларда ятмақта” намлиқ мақалидә мәмликәтниң ички ишлар министирлиқи җинайи ишлар иҗраийә системиси комитетиниң вәкили даурен маҗитниң мәлуматлири кәлтүрүлгән болуп, униңда диний әсәбийлик һәрикәтлирини қоллиғучилардин сотланғанларниң сани ахирқи 9 йил ичидә 21 қетим өскән, 2004-йили уларниң сани 24 болған болса, һазирқи вақитта 510 адәмгә йәткән. Ички ишлар министирлиқи башқарма рәһбири қанат лақбайеф болса, 2012-йили террорлуқ вә диний әсәбийлик гуруппилири әзалирини қолға елиш мәқситидә 16 мәхсус оператсийә йүргүзгән. У 2011-вә 2012-йилларни селиштуруп, бу йәрә чоң пәрқниң барлиқини тәкитлигән. 2011-Йили мундақ һәрикәтләр наһайити актиплашқан болуп, һоқуқ қоғдаш органлири буниңға тәйяр болмиған. Әмди 2012-йили террорчилиқ вә диний әсәбийлик билән күришиш органлири бирлишип, бир қанчилиған террорлуқ һәрикәтлириниң алдини алған. Амма шуниң билән бир қатарда қ. Лақбайеф террорлуқ һәрикәтләрниң дәсләпки бәлгилириниң 2000-вә 2001-йиллири мәйданға чиққанлиқини, уларниң алдини елиш ишлириниң шу вақитта йүргүзүлмигәнликини иқрар қилған.

Мәлуматларға қариғанда, террорлуқ вә диний әсәбийлик билән унасивити бар гуруппилар һазирму қолған елинмақта. “нур кз” да елан қилинған “тәблиғи җамаәт” диний әсәбий тәшкилат дәп етирап қилинип, қазақистанда мәний қилинди” мақалидә астана шәһири наһийилик сотиниң қарариға бинаән “тәблиғи җамаәт” намидики хәлқара тәшкилатниң паалийити қазақистанда мәни қилинған. Мәзкур сот мундақ қарар елишниң алдида бу тәшкилатниң русийидә, өзбәкистанда, таҗикистанда сот арқилиқ мәний қилинғанлиқи тоғрилиқ материялларни һесабқа алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.